Японийә билән хитай оттурисида арал җедили йәнә башланди
Мухбиримиз вәли
2009.02.27
2009.02.27
AFP Photo
Америка билән японийә дуня тинчлиқи үчүн бир қудрәтлик күч
Ақ сарайниң бу һәқтики баянатида ейтилишичә, америка президенти билән японийә баш министири ақ сарайда көрүшкәндә, обама өзиниң һөкүмити японийә билән болған иттипақдашлиқ мунасивитини техиму күчәйтидиғанлиқини, дуняви иқтисадий кризис, йәр шариниң һава килимати, корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш пилани қатарлиқ җәһәтләрдила әмәс, тинч окяндики араллар мәсилисидиму японийә билән йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.Обама сөзидә, америка билән японийә дуня тинчлиқи үчүн бир қудрәтлик күч, дегән. Таро асо сөзидә, америка мунасивити шәрқий асия бихәтәрликиниң уюлташтәк асаси, дегән.
Японийә сәнкаку арилиға болған игилик һоқуқи дәхл - тәризгә учрисила "америка - японийә бихәтәрлик келишими" ни һәрикәтләндүрүду
Б б с ниң баян қилишичә, японийә баш министири таро асо түнүгүн америка дөләт мәҗлисигә келип нутуқ сөзләп, әгәр японийиниң сәнкаку арилиға болған игилик һоқуқи дәхл - тәризгә учриса, дәрһал америка - японийә бихәтәрлик келишими' ни һәрикәтләндүрүдиғанлиқини җакарлиған.Японийә - америка мунасивити хитай үчүн интайин сәзгүр мәсилә. Болупму шәрқи деңиздики бәзи аралларға қарита кимниң игилик һоқуқи барлиқи тоғрисида, хитай билән японийә оттурисида ихтилап наһайити чоң. Хитай билән тәйвән, вйетнам, филиппин қатарлиқ дөләтләрму бу мәсилидә бир - биригә һәргиз йол қоюшмайду. Буларниң һәммиси аралларниң намини өз алдиға башқичә атайду. Мәсилән, японийә 'сәнкаку' дәп атап келиватқан арални, хитай 'дявйүдав' дәп атайду. Адәттә японийә қоғдиниш әтритиниң парахотлири бу аралниң әтрапиға кәлсила, хитай дәрһал қаршилиқ көрситидула әмәс, бәлки тәйвән, хоңкоңларму 'арал қоғдаш һәрикити' қозғап келиватиду.
Хитай 'дявйүдав арили җуңгониң земини' дәп җакарлиди
Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, түнүгүн японийә баш министири таро асониң америка дөләт мәҗлисидә 'сәнкаку арили японийиниң муқим земини' дегәндин кейин, хитай һөкүмити дәрһал баянат елан қилип қарши турди.Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси мачавшү 'дявйүдав арили җуңгониң земини, бу пакитини японийиниң өзгәртмәкчи болғанлиқи биһудилик' дәп җакарлиған.
Тәйвән 'дявйүдав арили җуңхуа мингониң земини' дәп җакарлиди
Тәйвәнниң ташқи ишлар министири ша лийәнму бүгүн баянат елан қилип' дявйүдав арили җуңхуа мингониң муқим земини, бу мәсилидә тәйвән һөкүмитиниң мәйдани өзгәрмәйду', 'бу мәсилә һазир тәйвән билән японийә оттурисида өткүзүлүватқан сөһбәткә тәсир йәткүзмәйду, тәйвән бу мәсилини америка - японийә бихәтәрлик келишими асасида японийә билән сөһбәт арқилиқ силиқ һәл қилиду' дәп җакарлиди.Филиппин парламентиму хитай 'хуаңйәндав арили' дәватқан арални филиппинниң земини дәп җакарлиди
'Шәрқ гезити' дә баян қилинишичә, буниңдин икки һәптә бурун, филиппин парламенти бир қарар мақуллап, җәнуби тақим араллиридики хитай 'җуңгониң земини' дәп келиватқан, униң намини 'хуаңйәндав арили' дәп атиған аралларни, хада ташларни 'филиппинниң земини' дәп җакарлиғанда, хитай һөкүмити филиппинниң хитайда турушлуқ баш әлчиси бабо әпәндини чақиртип келип қаттиқ наразилиқ билдүргән иди.Шәрқи деңиздики аралларни талишиватқан дөләтләр һазир америка билән сөзләшмәктә
Һазирқи учурлардин қариғанда, шәрқи деңиздики араллар мәсилисидә, қайтидин талаш - тартиш башлиған дөләтләрниң һәммиси һазир америка билән сөзлишишкә йүзләнди. Шәрқи деңиздики арал мәсилисидә японийигә ғәзәблиниватқан хитай һөкүмити бүгүн йәнә бир баянат елан қилди.Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити дөләт мудапиә министирликиниң ташқи ишлар ишханиси мудири чән лихуа арқилиқ бүгүн америка дөләт мудапиә министирликигә қарита елан қилған бу баянатида 'хитай - америка мунасивити җиддий қийинчилиққа дуч келиватқан һазирқи вақитта, америка тәйвәнгә қорал сатмаслиқи керәк' дәп җакарлиған.