Японийидә 'шәрқий түркистан миллий инқилабиниң өтмүши вә кәлгүси' намлиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
Мухбиримиз әкрәм
2010.09.28
2010.09.28
RFA Photo / Erkin Tarim
Бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигән японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам әпәнди, бу йиғинниң наһайити мувәппәқийәтлик болғанлиқини тилға алди.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, у, 9 - айниң 26 - күнидин 10 - айниң 1 - күнигичә, японийидә йәнә бир қисим сиясий паалийәтләрни елип баридикән. У, өзиниң бундин кейинки паалийәтлири тоғрулуқ учур берип, японийиниң бир қисим юқири дәриҗилик һөкүмәт рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқини ейтти. Униң ейтишичә, японийә уйғур җәмийити вә японийидики бир қисим уйғуршунаслар д у қ вәкили үчүн бир қисим сиясий учурушушлар һәм йиғинларни алдин орунлаштурған.
78 - Нөвәтлик хәлқара қәләмкәшләр йиғиниға тәклип қилинған д у қ баш катипи, қәләмкәшләр йиғиниға көзәткүчи сүпити билән қатнашқандин сирт, бу пурсәттин пайдилинип уйғур миллий мәсилисини японийә һөкүмити вә хәлқигә аңлитишқа тиришидиғанлиқини ейтти.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә японийә - хитай оттурисида давам қиливатқан сиясий сүркилишләр, японийә һөкүмити вә хәлқиниң уйғур мәсилисигә болған һесдашлиқини техиму юқири бир пәллигә көтүргән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.