Японийидики уйғур, тибәт вә моңғуллар бирлишип намайиш өткүзди
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.29
2009.09.29

RFA Photo / Erkin Tarim
9 - Айниң 26 - күни японийә вақти чүштин кейин японийиниң пайтәхти токйо шәһридики нигавадай бағчисида йиғилип хитайға қарши наразилиқ баянати елан қилған намайишчилар хитай әлчиханисиниң йениғичә шуар товлап берип, хитай әлчиханисиниң алдидики почта сандуқиға наразилиқ хетини ташлап қоюп тарқилип кәткән.
Бу намайишқа токйода яшаватқан уйғурлар, тибәтләр, моңғуллар вә японлардин болуп, 2 - 3 йүз әтрапида киши қатнашқан. Қоллирида уйғур, тибәт, моңғул вә япон байрақлирини көтүрүшкән бу намайишчилар, "уйғур, тибәт вә моңғулларға әркинлик! уйғурларға тил, дин әркинлики берилсун!" дегәнгә охшаш шуарларни товлашқан.

Бу намайишни токйодики һәр қайси мәтбуатларму нәқ мәйдан хәвири қилип тарқатқан.
Намайишни уюштурған японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәнди бу намайиш һәққидә мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.