'японийиниң өзини йоқатқан күнини қайта әсләш' муһакимә йиғини өткүзүлди

11 - Април йәкшәнбә күни японийә уйғур җәмийити "японийиниң өзини йоқатқан күнини қайта әсләш" намлиқ муһакимә йиғини уюштурди. Бу паалийәт 2008 - бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң мәшилиниң японийидин өткән күнини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән.
Мухбиримиз ирадә
2010.04.12
Ilham-Mahmut-Yaponluqlar-gha-doklat-bermekte-305.jpg Сүрәт, илһам махмут әпәндиниң 11 - апрел өткүзүлгән "йапонийиниң өзини йоқатқан күнини қайта әсләш" намлиқ муһакимә йиғинида сөзләватқан көрүнүши.
Сүрәтни илһам махмут әпәнди тәминлигән.

Йиғинға, японийидики даңлиқ әрбаблар вә университет оқутқучи - оқуғучилиридин болуп нурғун киши қатнашқан. Йиғинға немишқа японийә өзини йоқатқан күнни қайта әсләш дәп исим қоюлди, йиғинда немиләр оттуриға қоюлди?

Бу һәқтә, Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут әпәнди Билән елип барған сөһбитимизни көпчиликкә сунумиз.

Мухбир: Һөрмәтлик илһам мәһмут әпәнди, бейҗиң олимпик мәшилиниң японийидин өткән күни мунасивити билән "японийиниң өзини йоқатқан күнини қайта әсләш" темисида йиғин чақирипсиләр. Бу йиғинниң исминиң бундақ болушидики сәвәб немә?

Илһам мәһмут: японийиниң нагано шәһиридә хитайниң олимпик мәшәлни өткән күнидә хитай оқуғучилириниң зораванлиқ қилиш, адәм уруш вәқәлири көрүлгән. Униң үстигә япон сақчилири зораванлиқ қилған хитай оқуғучилирини әмәс, бәлки шу күни японийилик икки кишини вә тәйвәндин кәлгән бир нәпәр тибәтни қолға алған иди. Биз шу күнни қайта бир әсләш арқилиқ хитайниң барғансери зорийип, японийидә қандақ зомигәр бир һалға кәлгәнликини, японийиниң хитайға сәл қаримай бу мәсилини һазирдин башлап чиң тутуши керәкликини япон хәлқигә бир әслитип қойдуқ вә бу арқилиқ японийә өзи бир мустәқил дөләт туруқлуқ хитай бу йәрдә бундақ зораванлиқ қиливатқан йәрдә, уйғурларға охшаш мустәмликә бир мәмликәттә уйғурларниң қанчилик зулумға учрайдиғанлиқини пәрәз қилип көрүшини тәләп қилдуқ шундақла японийиниң, бизгә охшаш зулумға учраватқан милләтләрниң тәқдири вә асияниң тенчлиқи үчүн техиму зор рол ойниши керәкликини тәкитләп өттуқ.

Мухбир: Бу илмий муһакимә йиғиниға кимләр қатнашти, қандақ мәсилиләр музакирә қилинди?

Илһам мәһмут: Йиғинға японийидики даңлиқ мухбир ямагева әпәндини әң муһим меһман қатарида тәклип қилдуқ вә буниңдин сирт тибәт ишлириға мәсул болуватқан кубаяши әпәнди вә уйғурларниң мәсилиси вә японийә - уйғур мунасивәтлирини тәтқиқ қиливатқан японийә такошоко университетиниң профессори секиока әпәнди қатарлиқлар қатнашти вә сөз қилди. Йиғинға 90 киши қатнашти. Йиғин саәт 3 тин 7 йеримиғичә наһайити қизғин муназирә ичидә өтти. Йиғинда японийиниң һазирқи вәзийити, японийигә хитайдин келидиған тәһдит вә уйғурларниң вәзийитигә даир наһайити яхши мулаһизиләр елип берилди.

Мухбир: Бу қетимқи йиғинда сизни әң қанаәтләндүргән яки сиз әң хошал болған нәрсә немә болди?

Илһам мәһмут: Бу қетимқи йиғинда мениң әң хошал болғиним, йиғинда японийилик яшлар интайин көп иди. Буниңдин йиғинға қатнашқан пешқәдәм японийиликләр өзиму бәк мәмнун болди, чүнки улар японийилик яшларниң японийиниң кәлгүсигә көңүл бөлмәйдиғанлиқидин толиму әнсирәйтти. Шуңа улар йиғинға қатнашқан яш университет оқуғучилириниң көпликидин толиму мәмнун болди. Буниңдин сирт, йиғинға қатнашқан бир киши япон хәлқиниң көпинчисиниң сиясәттин интайин узақ икәнлики, сиясәтни қилчиликму чүшәнмәйдиғанлиқи шуңа уйғурларниң мәсилисини япон хәлқигә чүшәндүрүш үчүн ялғузла сиясәт әмәс, бәлки техиму кәң япон хәлқи чүшинидиған мәдәнийәт паалийәтлири арқилиқму қозғаш керәклики һәққидә пикир бәрди. Мән у пикир бәргән кишидин толиму хошал болдум вә мәнчә бу пикир интайин орунлуқ берилгән бир пикир, шуңа бундин кейин мән мушу хил паалийәтләрни елип бериш һәққидиму пикирләрни ойлап қойдум. Омумән қилип ейтқанда, йиғин интайин мувәппәқийәтлик болди.

Мухбир: Көп рәһмәт илһам мәһмут әпәнди, наһайити яхши мәлуматларни бәрдиңиз.

Илһам мәһмут: Мәнму рәһмәт ейтимән.
 
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.