Японийидә 'уйғурларниң кәлгүси вә японийиниң роли' темисида илмий муһакимә йиғини ечилмақчи
Мухбиримиз ирадә
2010.05.18
2010.05.18
Сүрәтни илһам махмут әпәнди тәминлигән.
Японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәһмут әпәндиниң билдүрүшичә, бу паалийәт 30 - май күни хитай баш министири вен җябавниң японийигә елип баридиған рәсмий зиярити вә 6 - айда тибәт роһаний даһийси далай ламаниң японийидә елип баридиған зиярити алдида уйғур мәсилисини японийидә йәнә бир қетим күн тәртипкә әкилиш үчүн орунлаштурулған икән.
Биз бу паалийәтләр һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн илһам мәһмут әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. У бизгә бу 3 күнлүк паалийәтниң күн тәртипи һәққидә мәлумат бәрди.
Илһам мәһмут әпәндиниң билдүрүшичә, японийә уйғур җәмийити бу йиғинниң тәйярлиқ хизмәтлирини 3 - айниң ахиридин башлиған болуп, у йиғин зали орунлаштурулуши вә тәшвиқат хизмәтлири елип бериш җәрянида нурғун япон достларниң ярдимигә еришкән. Илһам мәһмут әпәнди өзиниң японийидики нурғун тәсири бар сиясәтчи вә журналистлар билән учришиш елип барғанлиқини вә уларниң көп ярдимигә еришкәнлигини билдүрүп уларға тәшәккүр ейтти.
Илһам мәһмут әпәндиниң ейтишичә, бу қетимлиқ паалийәт арқилиқ япон һөкүмити вә шундақла япон хәлқиниң хитайға болған тонушини арттуруш, японларниң уйғурларға болған һесдашлиқи вә қоллишини қолға кәлтүрүш мәқсәт қилинған болуп, у, японийидә һазир дөләт хәвпсзликигә даир һәр қандақ бир йиғинда чоқум уйғур мәсилисиниң тилға елинидиғанлиқини, җүмлидин уйғур мәсилисиниң японийидә кәң тонулуватқанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.