Японийидә апәттин кейинки қурулуш давамлашмақта

2011-Йили 11-март японийидә йүз бәргән 9 бал йәр тәврәш, японийидә 14 миңдин артуқ адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.04.28
yapon-yer-tewresh-1-305.jpg Японийә нотори шәһириниң сунаминиң зәрбисидин кейин көйүватқан көрүнүши. 2011-Йили 11-март.
AFP

Нөвәттә японийидә йәр тәврәштин кейинки қурулуш ишлири давамлишиватқан болуп, японийә һөкүмити япон пуқралириниң йеңи өй қурулушиға түрлүк йоллар арқилиқ ярдәм бәрмәктә икән. японийидики уйғурлардин дуня уйғур қурултийиниң японийидики мәсули илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, японийиликләр апәттин кейинки иқтисадниң тез арида әслигә келишигә ишәнч билән қарайдикән.

Японийә телевизийисиниң бүгүнки хәвиридә дейилишичә, японийә һөкүмити пәйшәнбә күни қарар чиқирип, апәткә учриған пуқраларға бериливатқан ярдәмдин сирт йәнә японийә банкисиниң пуқраларниң өй-маканлирини әслигә кәлтүрүш қурулуши үчүн, 150 милярд японийә йини өсүмсиз қәрз соммиси аҗратқанлиқини билдүргән. Хәвәрдә пуқраларниң бу қәрзгә илтимас қилиш вақти 2011-йили 10-айниң ахириға қәдәр дәп бәлгиләнгән.

Японийә сақчи даирилириниң билдүрүшичә, 28-апрелға қәдәр японийидә йәр тәврәш һәм деңиз шавқунида өлгән адәм саниниң 14 миң575 нәпәргә йәткәнлики мәлум болған. Һазирғичә из дерики болмиғанлар сани 11миң 324 нәпәр болған. Апәттин кейинки иқтисадий зиян 20 тирилйон японийә йини дәп мөлчәрләнмәктә икән.

Японийидә йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин, нурғунлиған чәтәлликләр өз дөләтлиригә қайтип кәткән. Әмма йәнә бир қисим чәтәлликләр хизмәт вә оқуш еһтияҗи сәвәблик японийидә давамлиқ қелип қалған болуп, улар японийә хәлқи билән бирликтә апәттин кейинки қурулуш ишлириға қатнашмақта икән.

Дуня уйғур қурултийиниң японийидики мәсул хадими илһам мәхмут әпәнди японийидә давамлишиватқан апәттин кейинки қурулуш әһвали һәққидә тохталди.

Илһам мәхмут әпәнди японийә һөкүмити вә хәлқиниң апәттин қутқузуш ишлири йолидики сәмимийити һәм мәсулийәтчанлиқиниң толиму юқирилиқини тәрипләп, буни хитайда йүз бәргән тәбиий апәтләрдә хитай һөкүмитиниң позитсийиси билән селиштуруш мумкин әмәсликини илгири сүрди.

Японийә һөкүмити японийә бу қетимқи йәр тәврәш һәм деңиз шавқуниниң японийә иқтисадиниң төвәнлишигә сәвәб болған болсиму, әмма йәнә 5 йил ичидә японийә иқтисадиниң әслигә келидиғанлиқини билдүргән.

Илһам мәхмут әпәнди болса японийә иқтисадиниң әслигә келишигә үмидвар позитсийисини ипадиләп, әгәр японийә хәлқи мушу һаләттә тиришчанлиқ көрсәтсә японийә иқтисадиниң 5 йилдинму қисқа муддәт ичидә әслигә келидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.