“японийә 2013-йилида асиядики һәрбий ролини ашуриду”
2013.01.08
Бу хил өзгиришниң япон, хитай мунасивәтлири сенкаку арилиниң игилик һоқуқи мәсилиси сәвәбидин район вәзийити җиддийлишип қалған бир мәзгилгә тоғра келиши район вәзийитини көзәткүчиләрниң қаттиқ диққитини қозғиди. Көзәткүчиләр, арал мәсилисидики қаттиқ позитсийиси билән тонулған йеңи япон баш вәзири шинзо абениң асаслиқ күчини японийини райондики қудрәтлик һәрбий күч қилишқа қаритидиғанлиқини билдүрмәктә.
Өткән һәптиниң ахири японийә мәтбуатлири японийә һөкүмитиниң бу йиллиқ һәрбий селинмисини 2 пирсәнт ашуруп, 53 милярд долларға чиқиришни пилан қиливатқанлиқини хәвәр қилған иди. Бу японийә һөкүмитиниң он йилдин артуқ вақиттин бери тунҗи қетим мудапиә хамчотини өстүрүши болғачқа вә бу япон, хитай арисидики арал мәсилиси кәскинләшкән мәзгилгә тоғра кәлгәчкә, хәвәр наһайити тезла мәтбуатларниң диққитини өзигә җәлп қилди. Хәвәрләрдин қариғанда, японийә дөләт мудапиә хамчотини ашуруш арқилиқ ф-15 типлиқ күрәшчи айропиланларға охшаш бир қисим илғар һәрбий қоралларни сетивалидиған болуп, японийиниң йәнә асасий қанунидики дөләт мудапиәсигә аит маддиларғиму қайта қарап чиқилидиғанлиқи мәлум.
Японийә баш вәзири шинзо абе японийигә 2-дуня урушидин кейин һәрбий җәһәттин қоюлған чәклимиләрни азайтишни вә японийиниң һәрбий күчини ашурушни тәшәббус қилидиған бир шәхс. У сайлам алдидиму хитай билән болған сенкаку арилиниң игилик һоқуқи мәсилисидә японийиниң мәнпәитини қәтий қоғдайдиғанлиқини наһайити очуқ вә кәскин оттуриға қойған иди. Көзәткүчиләр, шинзо абениң асаслиқ күчини японийиниң дөләт мудапиә күчини ашурушқа мәркәзләштүридиғанлиқини билдүрмәктә.
Америкидики cnbc хәвәрләр ториниң мулаһизисидә ейтилишичә, шинзо абе һөкүмитиниң икки асаслиқ нишани бар болуп, униң биринчиси японийиниң иқтисадини оңлаш, иккинчиси болса, японийиниң мудапиә күчини ашуруш. Көзәткүчиләр японийиниң һазирқи сиясий һаваси вә шинзо абениң милләтчи қанатқа вәкиллик қилишидәк бу амилларни чиқиш қилип туруп қариғанда, бундин кейин японийиниң асиядики муһим һәрбий ролға игә дөләткә айлинидиғанлиқиға ишәнч билән қаримақта.
Японийә, хитай арисидики мунасивәт сенкаку арили мәсилисидин кейин җиддийләшкәндин кейин, бу икки тәрәп мунасивәтлириниң кәлгүси һәққидә охшимиған пәрәзләр оттуриға чиқти. Безиләр бу икки дөләт арисида пат арида һәрбий тоқунуш пәйда болидиғанлиқини илгири сүрсә, безиләр буни еһтималдин йирақ дәп қариди. Әмма нәтиҗә мәйли немила болсун, йеқинда японийә даирилири сенкаку арилиға йеқинлашқан хитай айропиланини тосуш үчүн күрәшчи айропиланларни ишқа селиш арқилиқ японийиниң позитсийисиниң интайин қәтийликини көрситип қойған иди. Көзәткүчиләрниң ейтишичә, һазир арал мәсилиси сәвәбидин келип чиққан вәқәләр түпәйли японийә хәлқидә мудапиәни ашурушни қоллаш туйғуси ешип барғанниң үстигә, японийә хитайниң зорийишидин тәһдит һес қиливатқан башқа асия дөләтлириниңму қарши елишиға еришидикән.
cnbc Хәвәрләр ториниң билдүрүшичә, филиппин ташқи ишлар министири алдинқи ай америка иқтисад гезитидә қилған сөзидә, филиппинниң японийиниң һәрбий күчини әслигә кәлтүрүшини қәтий қоллайдиғанлиқини, буниң хитайниң зорийиватқан һәрбий күчини тәңшәш ролини ойнайдиғанлиқини билдүргән.
Мулаһизичиләр, японийиниң дөләт мудапиә хамчотини ашурушидики асасий мәқсәтниң хитайға тақабил туруштин ибарәт икәнлики вә японийиниң бу пиланиниң америкиниңму һәм қоллишиға еришидиғанлиқини билдүрмәктә. Чүнки барак обама һөкүмити японийиниң районда пәқәт америкиниң һәрбий күчигила тайинип қалмай, бәлки асияда өз алдиға мустәқил рол ойниши керәкликигә ишинидикән. Көзәткүчиләр йеқиндин буян японийә, америка икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиш йолида елип барған бир қатар учришишлиридин буниң мумкинчиликиниң юқирилиқини билдүрмәктә.
Буниңдин сирт, японийә баш вәзири шинзо аби районда күчлүк бир һәрбий күч болуш үчүн хитайға қарши башқа асия дөләтлири билән болған алақини күчәйтиши керәк икән. cnbc Хәвәрләр ториниң ейтишичә, хитай йеқиндин буян җәнубий деңиздики иғвагәрчилики вә йеңи паспортиға бу аралларни өзигә тәвә қилип көрситилгән хәритини чүшүрүш арқилиқ қошна әлләрниң қаттиқ наразилиқини қозғап қойған болғачқа, бу әлләр японийә билән болған алақини күчәйтишкә қизиқидикән. японийиниң бир қисим җәнубий асия әллирини мудапиә әслиһәлири билән тәминлимәкчи болушиму буниң ипадиси болуп, қисқиси көзәткүчиләр японийиниң 2013-йилида райондики күчлүк һәрбий дөләт болушқа қарап маңидиғанлиқи вә буниң қошна асия дөләтлири вә америкиниң қоллишиға еришидиғанлиқи қаришида ортақлашмақта.