Японийә уйғур җәмийити имза топлаш паалийити елип барди

Японларниң қәдимки шинто дининиң әқидисидә йеңи йилниң бешида тәңригә ибадәт қилиш, амәт вә тәләйниң башлинишидин дерәк бериду дәп қаралғанлиқи үчүн көплигән японлар аилиси бойичә ибадәтханиларға берип, ибадәт қилишиду вә өзлириниң бир йиллиқ тиләклирини тиләйду.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.01.03
yaponiye-uyghur-jemiyiti-sato.jpg Японийә уйғур җәмийитиниң имза топлаш паалийитигә қатнашқан, мәзкур җәмийәтниң баш катипи сато әпәнди вә башқа әзалар. 2013-Йили 2-январ, токйо.
RFA/Qutluq Haji

Японийидики әң чоң ибадәтханилардин бири болған токйодики ясукуне бузуруквалар қәбристанлиқи бир нәччә күнниң ичидила милйонлиған өзигә тавап қилғучиларни күтүвалиду. Мушундақ адәм ташқиниға толған ибадәтханиниң алдида һаваниң соғуқлуқиға қаримай, японийә уйғур җәмийити илгирики йиллардикидәк мәхсус орун һазирлап, тавап қилғучиларға хитайдики уйғурларниң сиясий һаятиға аит тәшвиқ варақлирини тарқитиш қатарлиқ паалийәтләрни елип барған иди. Бу йилқи бу паалийәткә тунҗи қетим қатнашқан уйғур қизи гүлистан зияритимизни қобул қилип, өз тәсиратини баян қилип өтти.

Уйғур қизи гүлистан японийә уйғур җәмийитиниң имза топлаш паалийитидә тавап қилғучиларға уйғур елидики уйғурларниң ечинишлиқ әһвалини тонуштурди. 2013-Йили 2-январ, токйо.
Уйғур қизи гүлистан японийә уйғур җәмийитиниң имза топлаш паалийитидә тавап қилғучиларға уйғур елидики уйғурларниң ечинишлиқ әһвалини тонуштурди. 2013-Йили 2-январ, токйо.
RFA/Qutluq Haji

1-Айниң 2-күни, японийә уйғур җәмийити бу йилқи ясукуне бузуруквалар қәбристанлиқи алдидики паалийәтни, өзгичә болған имза топлаш паалийити билән биргә елип барған. Бу һәқтә японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи сато имза топлаш паалийити һәққидә тохталди.

Бүгүн һәр йилқиға охшаш ясукуне бузуруквалар қәбристанлиқиниң алдида уйғурлар һәққидә тәшвиқат варақчилирини тарқаттуқ. Бүгүнки паалийәткә японийә уйғур җәмийитидин җәмий он нәпәр японийилик, уйғурлардин гүлистан қатнашти. Бу йил биз асиядики бир қисим дөләтләрниң сиясий панаһлиқ тилигән уйғурларни хитайға қайтурмаслиқи тоғрисида имза топлаш паалийити елип бардуқ. япон һөкүмити арқилиқ уларға бесим ишлитиш имза топлаш паалийитидә 150-200 нәпәргичә болған кишиләрниң имзасини топлидуқ. Һава соғуқ, шамал күчлүк болсиму нурғунлиған кишиләр имза қоюп бәрди.

Японийиниң иқтисади, пән-техника вә маарип қатарлиқ түрлиридә үзлүксиз ярдимигә еришип келиватқан асиядики камбоджа, малайшиядәк дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһдинамисини дәпсәндә қилип, хитайдәк кишилик һоқуқ дәпсәндичилики әвҗ алған дөләткә яр йөләктә болушини тосуш, японийә һөкүмитиниң дипломатик йоллар билән сөзлишип, уйғурларниң сиясий панаһлиқиға һөрмәт қилишини тәшәббус қилишини қолға кәлтүрүш үчүн, японийә уйғур җәмийити бу йилқи имза топлаш паалийитини елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.