Ямато: б д т мустәмликә шәрқий түркистанниң мәсилисини қачан һәл қилиду?

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза 193 дөләтниң үчтин икки қисминиң аваз бериши билән пәләстинниң дөләтлик орни бекитилгәнлики тоғрисидики хәвәр дуняға тарқилип, нурғунлиған дөләтләрни зилзилигә салди.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2012.12.11
yalta-yighini-305.jpg Әнглийә баш министири черчил, америка президенти рузивәлт вә совет иттипақи рәһбири сталин ялта йиғинида, 1945-йили феврал, ялта.
Photo: RFA

Бу хәвәр елан қилинип аридин бирқанчә күн өткәндә японийә тор бәтлиридә пәләстин билән уйғурларниң сиясий һаятиға мунасивәтлик нурғунлиған мақалиләр берилди.

Японийилик истратегийә мутәхәссиси ямато әпәндиниң “сато” тор бетидә “б д т мустәмликә шәрқий түркистанниң мәсилисини қачан һәл қилиду?” сәрләвһилик мақалиси елан қилинғандин кейин, японийә җәмийитидә бәзи тәтқиқатчиларниң диққитини тартти.

“ялта келишимлири” ниң япончиси.
“ялта келишимлири” ниң япончиси.
RFA/Qutluq (Yaponiyilik istratégiye mutexessisi higashi i taroning “yirtilish aldidiki kélishimler we qurulush aldiki sherqiy türkistan” namliq mezkur maqalisidin elinghan)

Мәзкур мақалини оқуп, уйғурларниң сиясий һаятиға, җүмлидин уйғурларниң күчлүк дөләтләр арисидики сиясий оюнларниң қурбани болғанлиқиға ечинип пикир йүргүзгән мутәхәссисләр, уйғур давасиниң маһийитини чүшәндүрди.

Японийидики германийилик профессор балму әпәнди уйғурларниң ялтаниң қурбани икәнликини билдүрди:
1989-Йили 5-айда сабиқ советлар иттипақи билән германийә оттурисидики соғуқ урушлар дәвридики барлиқ шәртнамиләр җүмлидин 1939-йилидики “совет-герман шәртнамиси” бикар қилинғинидәк,хитай билән сталин арисидики, 1945-йили, вә 1950-йили түзүлгән“хитай-совет шәртнамиси” бикар қилинса, мәсилә тинчлиқ билән һәл болиду. Уйғурлар шәрқий явропадики дөләтләргә охшаш ялтаниң қурбани. Бу шәртнамиләрниң һәммиси сталин, гитлер вә мав зедуң қатарлиқларниң оттурисида түзүлгән шәртнамиләр.

Тор бетидики мақалидә уйғурларниң сиясий һаяти һәққидә хели тәпсилий мәлумат берилгән.

Мақалидә аптор: розвелт шәрқий явропани сталинға сетиветип хатирҗәм вискисини ичишкә башлиди, җосәпһ сталин болса шәрқий түркистанни илгири ‏-ахир болуп икки қетим, хитайға сетиветип, грозийә үзүм һариқиниң пәйзини сүрүп москвада йүрди.

Ялта келишими толиму қорқунчлуқ келишим, бу келишимләр дөләт вә яки һакимийәтләргә вәкиллик қилалмайду. Бу пәқәт розвелт, чирчилл, сталин вә мав зедуңниң шәхсий хаһишлиридин ибарәттур.

Бу мақалини оқуғандин кейин өз қарашлирини баян қилған, уйғурларниң сиясий тәғдиригә көңүл болуп келиватқан профессор сеиҗи нишиһара әпәнди мундақ деди:
Ундақта, уйғурларниң бу мәсилисини б д т қачан һәл қилиду? бу мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң һәл қилиши тәскә чүшидиған иш. Әң муһими русийә президенти путин әпәнди кремил сарийиниң арқа тәрипидики к г б ниң архиплиридики шәрқий түркистан мәсилисигә аит архипларни дуняға ашкарилиши вә хитай билән түзүлгән шәртнамиләрни бикар қилиши керәк. ялта келишимлири боз әпәнди ейтқандәк бүйүк тарихий хаталиқ. Америка президенти боз әпәнди ялта һәққидики нутуқлирини өзи асассиз язғини йоқ, бәлки бу нутуқлар майкел герсон тәрипидин йезилған нутуқлар болуп, герсон америкиниң сиясий истратегийә түзүш комитетиниң мудири вә нутуқ йезиш қабилийитидә мәшһур заттур.

Бу мақалини оқуп өз һессиятини ипадилигән уйғур тәтқиқатчиси японийилик каори ханим уйғур мәсилисиниң пәләстин мәсилисигә охшаш хәлқара сәһнидә оттуриға қоюлушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Пәләстинликләр өлүп кәткән арафатниң җәситини тәкшүрүп ениқлиялайду. Уйғурлар өзлириниң суйиқәсттә өлүп кәткән рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасим қатарлиқларниң җәситини көрүш вә тәкшүрүш әмәс, 5-июл үрүмчи вәқәсидә өлүп кәткән пәрзәнтлириниң өлүмини сүрүштә қилалмайду. Шуңа дуняниң һәр-қайси җайлиридики адаләтпәрвәр инсанлар уйғур мәсилисигә көңүл болуши керәк.

Ахирида, доктор турмуһәммәт бу мақалини оқуп өз қарашлирини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.