Японийидә “хитайниң сиясий ислаһати вә аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи” дәп аталған хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
2012.12.12
Мәзкур йиғин төт басқучқа бөлүнүп елип берилған болуп, биринчи басқучтики йиғин башлинишида шига университетиниң рәиси ота кейичи билән хәлқара алақә факултетиниң мудири ишида хоилар сөз қилип, бу қетимқи муһакимә йиғининиң ечилишини тәбриклигән. Униңдин кейин хитай иҗтимаий пәнләр академийисиниң профессори хав шиюән “хитай миллий аптономийә түзүмидә қандақ чиң туруш вә уни қандақ толуқлаш керәк?” дегән темида доклат бәргән. Иккинчи басқучта болса, ички моңғул университетиниң профессори насамбаяр “аз санлиқ милләтләрни асаси гәвдә қилиш нәзиридин миллий сиясәтни ойлишиш”, кобе университети профессори ваң ке “әнәнини қайси йәргә қәдәр издигили болиду?”, шига университетиниң дотсенти борҗигин буренсайн “миллий территорийилик аптономийидики бошлуқ-мәлум аптоном наһийидики миллий сиясәткә болған чүшиниш вә әмәлийәт” дегән темиларда доклат бәргән. Үчинчи басқучта, бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң профессори җаң хәйяң “йүз йил мабәйнидә хитайдики иҗтимаий шәкилләрниң өзгириши вә миллий территорийилик аптономийә”, харвард университетиниң профессори марк еллиотт “йәршари нуқтисидин хитайниң миллий сиясити тоғрисида ойлиниш”, кембриҗ университети профессори урадйн е. Булаг “миллий территорийилик аптономийә түзүми вә униң бихәтәрлишиши-хитайниң сиясий түзүми” дегән темиларда тохталған.
Төтинчи басқучта болса, омуми музакирә елип берилған болуп, музакиригә айчи университетиниң профессори, даңлиқ миллий сиясәт тәтқиқатчи кагами митсуюки, кйото университетиниң профессори мурата юҗиро, вако университетиниң профессори юһйочонлар қатнишип, хитайниң миллий сиясити тоғрисида өзлириниң мулаһизилирини баян қилған. Мулаһизиләргә кембириҗ университетиниң профессори булаг әпәндим риясәтчилик қилған.
Биз мәзкур йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, йиғинға иштирак қиливатқан доктор турмуһәмәмт һашим билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Турмуһәмәд һашимниң ейтишичә йиғин әтигән саәт 9:30 дин кәч саәт 5 йеримғичә давам қилған болуп, йиғинға һәрқайси җайлардин кәлгән мутәхәссис, тәтқиқатчи вә оқуғучилар болуп, җәмий йәттә йүзгә йеқин киши қатнашқан.
Бу қетимқи илмий муһакимә йиғинниң иккинчи басқучида доклат бәргән кобе университетиниң профессори ваң кениң “әнәнини қайси йәргә қәдәр издигили болиду?” дегән темидики доклати йиғин қатнашқучилириниң диққитини тартқан болуп, ваң ке мәзкур мақалидә хитайниң гуйлин өлкисидики бай җәмәтиниң туңган кимликини әслигә кәлтүрүшидин хитайниң миллий сияситини ойлишиши тоғрисида тохталған.
Доклатниң аптори ваң ке гәрчә һазир японийә гираждани болсиму, әмма илгири у хитай пуқраси иди. Илгири у бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң уйғур тили кәспидә оқуған.1980-Йилларниң ахири японийигә келип, уйғур тарихий һәққидә докторлуқ курсида оқуп тамамлиған. Униң докторлуқ диссертатсийиси “шәрқий түркистан җумһурийити” дегән темида болуп, у бу темини тамамлап докторлуқ унваниға еришкән. Униң японийидики тәтқиқати изчил түрдә уйғурлар һәққидә болуп кәлмәктә. Ваң ке “хитайдики уйғурларниң тарихтики күрәшлири болса пүтүнләй, өзлириниң ислам динини қоғдаш үчүн елип берилған, икки қетимлиқ җумһурийәт күришиму мустәқиллиқ күриши әмәс, пәқәтла диний қозғилаңдин ибарәт” дегән чүшәнчини оттуриға қоюш билән биргә у 1990-йилдики “барин инқилаби”ниму пәқәтла хитайдики иқтисадий пәрқ түпәйлидин келип чиққан тоқунуш дәп қарап мақалә язған иди.
Бу қетим униң туюқсизла хитайдики туңганлар һәққидә мақалә йезиши йиғин қатнашқучилириниң диққитини қозғиған. Униң оттуриға қойған көз қарашлири һәққидә биз доктор турмуһәммәт һашим өз қарашлирини баян қилди.