Японийидә “мустәқилиққә өзлүксиз интиливатқан шинҗяң уйғур аптоном райони” намлиқ әсәр нәшр қилинди
2012.06.29
![musteqilliqqa-intilish-yaponiye-305.png musteqilliqqa-intilish-yaponiye-305.png](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/musteqilliqqa-intilish-yaponiye-305.png/@@images/b1a328f8-10f7-4713-9311-7dfaf71bb241.png)
Мәзкур бөлүмдә уйғурларниң тарихи, йеқинқи әһвали вә шундақла диний етиқади һәққидә тәпсилий тохталған. Мәзкур китаб 190 бәтлик болуп, китабта уйғурлар билән тибәтләрниң узун йиллардин бери өзлүксиз һалда өз мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқанлиқи баян қилинған.
Әсәрниң аптори профессор доктор татәяма рийоҗи әпәнди узун йил японийә ташқи ишлар министирлиқи билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатида вәзипә өтигән болуп, һазир японийә доләт мудапиә үниверситетиниң оқутқучиси болуп ишлимәктә. Биз бу китаб һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн японийә кагошима хәлқара университетиниң уйғур мутәхәссиси доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.