“японийини хитайлар мундақ усуллар билән бесивелиши мумкин” намлиқ китаб нәшр қилинди
2012.12.20
Мәзкур китаб һазир японийидә яшаватқан тәйвәнлик хитай мәдәнийәт тарихчиси, обзорчиси хуаң веншуң әпәндиниң баш тәһрирликидә нәшр қилинған. Китаб җәмий 360 бәт, икки бөлүм, йәттә бабтин тәркиб тапқан.
Мәзкур китабниң төтинчи бабиға, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмутниң “сиртқи дуня билән алақиси үзүлгән түрминиң әмәлий әһвали” намлиқ мақалиси, асияниң әркинлики вә демократийисини илгири сүрүш иттипақ кеңишиниң рәиси тибәтлик пима гарпу әпәндиниң “хитайлар тибәтни қандақ бесивалди”, җәнубий моңғулийә әркин иттипақ партийисиниң баш катипи дайчинниң “тәбиәтниң бузулуши вә милләтләрниң ассимилятсийә қилиниши”, манҗу миллитидин болған миңка ханимниң “манҗурийиниң байлиқлириниң булиниши” қатарлиқ хитайдики аз санлиқ милләтләрниң әһвалиға аит мақалиләр киргүзүлгән. Ундин башқа японийилик нагаям әпәндиниң “хитай сенкаку арилиниң хитайниң икәнликини дуняға қандақ тәшвиқ қиливатиду?” дегән мақалисиму киргүзүлгән.
Биз мәзкур китаб һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн мәзкур китабниң апторлиридин бири болған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмут әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.