Японийиниң кийото шәһиридики хитайлар рабийә қадир ханимға қарши намайиш қилди

Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим японийә зияритиниң йәттинчи күни японийиниң қәдимқи пайтәхти кийото шәһиридики лиюкоко үниверситетида доклат бәргән.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.10.27
Rabiye-hanimgha-qarshi-yaponda-xitay-namayish-1-305.jpg Сүрәт, рабийә қадир ханим йапонийә зийаритиниң йәттинчи күни йапонийиниң қәдимқи пайтәхти кийото шәһиридики лийукоко университетида доклат беришкә кәлгәндә, хитай оқуғучилар намайиш қилип, униң мәктәптә лексийә сөзлишигә қарши турған көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Рабийә қадир ханим доклат беридиған үниверситетқа кириватқанда, хитай оқуғучилар қоллирида рабийә қадир ханимниң һәҗвий рәсимини вә лузункиларни көтәргән һалда шуар товлап намайиш өткүзгән.

Бәзи хитай оқуғучилар рабийә қадир ханимға хәт йезип уни қоллап қувәтләйдиғанлиқини баян қилиш билән биргә, тәйван һөкүмитиниң уйғур сияситини тәнқид қилған.

Рабийә қадир ханимниң 370 йиллиқ тарихқа игә лиюкоко үниверситетида бәргән доклатиға  оқутқучи - оқуғучи вә һәр саһадики кишиләрдин болуп  1500 әтрапида киши қатнашқан. Биз бу  һәқтә тәпсилий йеңи мәлуматларни  елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, рабийә қадир ханим вә доктор һаҗи қутлуқ қадирилар  билән телефон зиярити елип бардуқ.
 
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Oct 27, 2009 09:53 PM

Вәтәндики уйғурлар бәк хәтәрлик һалда қалди, буни силәр мәндин йахши билисиләр. Улар өзини қоғдаш керәк дигән пикирләр көп, ликин конкретни тәдбир йоқ. Улар өзини қандақ қоғдиши лазим? бу тоғрисида сәһипә ичип вәтәндики уйғурларға йол көрситишиңларни йаки бизниң тәғдиримизгә охшайдиған милләтләрниң зади қандақ күрәш қилғанлиқини йаки қиливатқанлиқини вәтәндикиләргә йәткүзишиңларни үмит қилимән.

Anonymous
Oct 27, 2009 04:17 PM

Хитай тунйуқуқ заманидин тартип уйғурға сой қирим ситратигийсини қоллинип кәлди.

Anonymous
Oct 28, 2009 01:49 AM

Бу оқоғучиларниң ﯪрчисида йәнила хитай бар, чүнки миниң ﯪңлишимчә мәйли йапонда йаки башқа дөләтләрдә хитайдин килип оқоватқан оқоғучиларниң коп сандикиси хитай бихәтәрлик оргини үчүн ишләйдикән,, хитай бихәтәрлик орәгини уларға ﯪйлиқ һәқ биридикәнмиш, мана мушундақ хитайниң рәсва , иплас қилмишлири бәзи ﯪдәмләрниң ойғинишиға түрткә болалайду, ,миниң қаршимчә рабйә ﯪнимизға қарши чиққан хитай оқоғучиларниң манайишини хитай бир қоллоқ оронлашутурған, , рабийә ﯪнимзиға хәт йазған хитай оқоғучи болса һәқиқәтни чүшәнгән ,

Anonymous
Oct 28, 2009 02:08 AM

Залим хиттайлар вә уларниң йалақчилири һаман өз бешини йәйду.

Anonymous
Oct 27, 2009 09:29 PM

Рабийә ﯪна путун уйғур сизниң кәйниңздә
Хитай димукратийәниму озлириниң мәнпәти үчүн ишлитиватиду.

Anonymous
Oct 27, 2009 09:15 PM

Хитайниң бисими билән қилватқан бир ойун хитай таҗавузчиллири мәқситигә йитәлмәйду.Рабийә ханимниң сәпри отуклук болиду.ﯪЛла ишини ﯪсан қилсун .Вәтинимиз ﯪз вақитта оз қолимизға кәлгуси!

Anonymous
Oct 28, 2009 07:01 AM

Рабийә қадир ханим , һаҗи қутлуқ қадири әпәндимниң әҗирлиригә барикалла !!! милйун уйғур силәрниң кәйниңларда бир сәптә туриду . Һармиғайсизләр !!!

Anonymous
Oct 28, 2009 01:47 PM

Бу намайңш йапон уқуүучларни қаттққ ғәзәпләндурәен.Рабйә ханим кеткендин кийин хитай окоғучилар ни уруп байраклирини йиртип ташлиған.