Ярмуһәммәд таһир туғлуқ виҗдан вә пәзиләт игиси иди

Мәрһум ярмуһәммәд таһир туғлуқниң вапати уйғур классик әдәбияти тәтқиқати, қутадғубиликшунаслиқ, пәлсәпәшунаслиқ саһәси, җүмлидин уйғурлар үчүн чоң йоқитиш болди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.06.14
yarmuhemmed-tahir-305.jpg Ярмуһәммәд таһир туғлуқ әпәнди. (1958-2012)
Photo: RFA

Биз алдинқи программимизда җигәрлик уйғур оғлани, йетүк қәләм игиси, мәрһум ярмуһәммәд таһир туғлуқниң вапатиға чоңқур тәзийә билдүрүш билән тәң аңлиғучилиримизға униң бизгә қалдурған қиммәтлик әмгәк мевилири һәмдә униң аччиқ һаят кәчмишлири һәққидә қисқичә тонуштуруш бәргән идуқ.

Мәрһум ярмуһәммәд таһир миңлиған уйғур пәрзәнтлириниң қәлбигә әҗдадлири, дөлити, мәдәнийити вә муқәддәс тарихидин пәхирлиниш уруқини салған йетүк бир педагог иди.

Униң вапати илгири униңдин билим алған чәтәлләрдики оқуғучилири һәмдә сәпдашлирини еғир қайғуға чөмдүрди, улар устаз ярмуһәммәд таһир туғлуқ пәзиләтлириниң өзлиридә чоңқур тәсирләрни қалдурғанлиқини баян қилишмақта.

Җаһанда шундақ меһнәткәшләр барки улар бағ бина қилидую мевисини йемәй, хәлқигә атайду. Шундақ аддий әмма улуғ кишиләр барки бир өзи шамдәк көйүп нурини башқиларға, барини чаңқиған қәлбләргә ата қилип һаятини ахирлаштуриду. Кишиләр оқутқучи-устазларни тилға алғинида юқириқидәк баянлар билән уларни сүпәтләшкә тиришиду.

Ярмуһәммәт таһир туғлуқ ярамлиқ әвладларни йетиштүрүш үчүн һәммидин ваз кәчкән әнә шундақ пәзиләтлик, қабил оқутқучи иди. Униң миңларчә оқуғучилири уйғур диярида һәтта чәтәлләрдә охшимиған саһәләрдә шан-шәрәп қучмақта, устази томурлириға сиңдүргән миллий ғурур вә пәхирлиниш туйғусиниң күчидин қәйәрдә болмисун өз хәлқи вә вәтинигә төһпә қошмақта.

Ақсу телевизийисиниң сабиқ диктори, уйғурларниң чәтәлдики актип паалийәтчилиридин бири болған һазир норвегийидә яшаватқан сәмәт исраил әнә шу ярмуһәммәд муәллимиң қәшқәр педагогика институтида билим бәргән оқуғучилиридин бири иди. Сәмәт исраил әпәнди устазниң вапатидин қайғурғанлиқни әмма униң есил пәзиләтлириниң өзигә охшаш миңларчә оқуғучилири билән яшайдиғанлиқи, әслинидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур йеқинқи заман тарихидики сиясий зиянкәшлик сәвәбидин уйғур алим, шаир-язғучилириниң гаһилири түрмиләргә муптила болған болса, гаһилири ярмуһәммәд таһирға охшаш азаб ютуп, аримиздин вақитсиз кетишти, гаһилири әл-юртни тәрк етип һиҗрәткә мәҗбур болди.

Әнә шуниңға охшаш қисмәтләр билән чәтәлдә яшаватқан уйғур қәләмкәшләрдин, канададики шаир туйғунҗан абдувәли, уйғур земинида өзи билән охшаш һавадин тәң нәпәслинип, охшаш дәрядин су ичип, охшаш муң-һесларға тәң бөләнгән ярмуһәммәд таһир туғлуқниң җениға замин болғини дәл хитай һөкүмитиниң һәқиқий виҗданлиқ уйғур зиялийлириға қаратқан зулумлири, деди.

Тәқдирниң һәр қисмәтләргә баш әгмәй, қайғуни күчкә айландуруп, өзи аччиқ вә азабтин зәһәр ичсиму өмридә 20 дин артуқ китабни хәлқигә тәқдим қилалиған бу “әзимәт” вә “виҗдан вә пәзиләт игиси” дәп тәриплиниватқан язғучи, педагог ярмуһәммәд таһир туғлуқниң қәдрини униң хәлқи қилиду, оқуғучилири қилиду, сәпдашлири қилиду, улар мәрһумниң бу дуняда тартқан азаб оқубәтлири әҗригә роһиниң җәннәттә әмин тепишини тилимәктә.

Буни униң үчүн тор бәтләрдә үзүлмәй елан қилиниватқан мәрсийиләрдин, сеғиниш баянлиридин көрәләймиз. Программисиз ахирида уйғур елидики тор бәтләргә ярмуһәммәд таһир туғлуқ вапатиға аталған мәрсийиләрдин бири абдушүкүр қавулниң мәрсийисини аңлиғучилиримизға тәқдим әтмәкчимиз.

Кашиғәри сүпәтсән, хас һаҗип сүпәт
Бүйүклүк муқамиға йәткән ярмуһәммәд таһир туғлуқ хатирисигә
Абдушүкүр қавул

“туғлуқниң юлтузи сақиди бүгүн...”
Аңлидим һәсрәткә толған баянат.
Күндүзүм көрүнди болуп қара түн,
Сунғандәк гояки пәрвазлиқ қанат.
Қанатта сунуш бар, юлтузда сақиш,
Вә лекин бәк балдур сарқип кетипсән.
Бу сақиш достларға бәәйни бир қиш,
Дүшмәнгә баһардур бәлким гиримсән.

Һә тоғра, сән идиң мевилик дәрәх,
Мевиси бағҗанлап мәй болуп пишқан.
Шахлириң биһудә сунди, вадәрих!
Төһмәтхор мәлунлар, чүнки, таш атқан.

У ташлар бәстиңни пәслитәлмиди,
Тоннилап нәп бәрдиң әксичә әлгә.
“диван” ға, “билик” кә шәрһи-пәр иди
Сән тизған боюңдәк томлар-қут бәлгә.

Бу томлар миң йилни һая шәклидә,
Авамға тутқузди әңгүштәр қилип.
Әңгүштәр, әңгүштәр, авам әқлидә
Мәһмуд дәр, йүсүп дәр, туғлуқ дәр билип,

Еһ, туғлуқ мән саңа җәннәт тиләймән,
Бир саңа армиған болсун бар җәннәт.
Тиләктә һәм сени шундақ кинәймән
Кашиғәри сүпәтсән, хас һаҗип сүпәт.

2012. 6. 10 Үрүмчи

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.