Уйғурларни торонто хәлқигә тонуштуруватқан бир җүп яш артист
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2009.09.22
2009.09.22
Улар, нәпис уйғур усули арқилиқ уйғур дәп атилидиған бу милләтни канада хәлқигә тонуштуруш вә уйғур усулини канаданиң көп милләтлик мәдәнийәт ғәзинисигә йеңи әза сүпитидә елип кириш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
Алимҗан билән алийә уйғур усули билән биллә уйғурларниң қандақ бир милләт икәнликини тонуштурушни өз - ара бирләштүргән.
Игиләшләргә асасланғанда, бу канада тарихида тунҗи қетим кәсипләшкән, өлчәмлик уйғур усулиниң канада дөләт байрими фестиваллирида, шәрқи түркистанлиқ уйғур дегән нам билән канада хәлқигә тонуштурулуши икән. Бу мунасивәт билән биз бу сәнәт фестивалиға қатнишип усул орунлиған усулчи яш алимҗанни зиярәт қилдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.