Яшанғанларниң һоқуқ-мәнпәәтини капаләткә игә қилиш һәмминиң мәҗбурийити

Яшанғанларниң дөләтниң яшанғанлар иҗтимаий суғуртисиға игә болуши, яшанғанларниң хитайниң қануни бойичә бәһримән болидиған һоқуқ-мәнпәитиниң бири.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.12.18
ata-bala-echinishliq-resim Уйғур елидики намрат уйғур ата-бала.
RFA/Shohret Hoshur

Нөвәттә йезиларда деһқанлар айда 60 йүән әтрапида яшанғанлар күтүнүш суғуртисиға игә болмақта әмма, яшанғанлар иҗтимаий капаләт түзүми системисидики бошлуқ вә мәсулийәтсизлик, банка системисидики мәвҗут начар хизмәт истили вә парихорлуқлар, мушу азғинә күтүнүш суғурта пулиниң яшанғанларниң қолиға тегишигә қулайсизлиқлар, тосалғулар яратмақта.

Һәр қандақ бир җәмийәттә яшанғанлар үчүн халис хизмәт қилиш тәшәббус қилиниду, шундақла бу инсан әхлақи вә җәмийәт әхлақиниң муһим бир тәрипи, дөләтниң қанун арқилиқ яшанғанларниң һоқуқ мәнпәитини қоғдаш, мәхсус яшанғанлар иҗтимаий параванлиқ аппаратлирини тәсис қилип, иқтисади җәһәттин яшанғанларға ғәмхорлуқ қилиш мәҗбурийити бар.

Хитайниң яшанғанларниң һоқуқ мәнпәитини капаләтләндүрүш қануниниң 4-маддисида “яшанғанлар дөләт вә җәмийәттин маддий ярдәмгә еришиш һоқуқи вә иҗтимаий тәрәққият нәтиҗисидин бәһримән болуш һоқуқиға игә” дәп бәлгиләнгән. Бу қанун бойичә яшанғанлар 60 яштин ашқанларни көрситиду. Гәрчә нөвәттә хитай яшанғанлар ишлириға аҗратқан мәбләғ селинмисини тәдриҗий көпәйтиватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, хитайниң буниңға аҗратқан мәблиғини иқтисадий тәрәққият, турмуш сәвийиси вә иҗтимаий тәрәққият қәдимигә қариғанда йәнила төвән дейишкә болиду.

Нөвәттә йезилардики яшанғанлар айда игә болидиған күтүнүш суғуртиси киши бешиға 60 йүән әтрапида. Әсли яшанғанлар қанун бойичә бәһримән болидиған яшанғанлар күтүнүш пули вә башқа тәминатлири капаләткә игә болуши керәк, шундақла алақидар тармақлар яшанғанлар күтүнүш пулини толуқ бериши шәрт, сәвәбсиз арқиға созушқа, яки ишлитивелишқа болмайдиғанлиқиму хитайниң мунасивәтлик қанунида ениқ маддилар арқилиқ бәлгиләнгән.

Әмма, радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, уйғур елидә йезилардики әмгәк иқтидаридин қалған, турмуш мәнбәси болмиған яр-йөләксиз, пәқәт һөкүмәтниң ашу азғинә қутқузушиға тайинип яшаватқан яшанғанларниң пулини қолиға елиши нурғун тосқунлуқларға учримақта. Болупму йеқиндин буян, бу пулни банка картиси арқилиқ елиш йолға қоюлғандин кейин, хитайчә савати болмиған уйғур деһқанлириға бу хил яшанғанларниң турмуш шараити, әмәлий иқтидариға мас кәлмигән тәрәққият нурғун қулайсизлиқлар яратқан.

Бу һәқтә қәшқәрниң мәлум йезисидики бир уйғур аял өзиниң банкида давамлиқ пулини алалмай қийниливатқан яшанғанларни учритип туридиғанлиқини вә уларниң йолуқуватқан аваригәрчиликлирини баян қилди.

Яшанғанларниң һоқуқ мәнпәитини капаләткә игә қилиш, яшанғанлар мулазимитини яхши қилиш, пәқәт қанун арқилиқла иҗра қилинидиған нәрсә әмәс. Бир дөләтниң яшанғанлар иҗтимаий суғуртисиниң қанчилик яхши болуп кетишидин қәтийнәзәр, пүткүл җәмийәттә, һәр саһәдә яшанғанларға мас келидиған, мувапиқ йүрүшлүк әслиһәләр қурулушини, яшанғанлар үчүн мувапиқ хизмәт қилиш вә яр йөләк болуш системисини күчәйтмигәндә шундақла һәр бир шәхс өзиниң яшанғанларға халис ярдәм қилиш мәҗбурийитини ада қилмайдикән, яшанғанлар ниң һоқуқ мәнпәитини қоғдаш қануни өзиниң әсли әһмийитини йоқатқан болиду.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған мәркизи вашингтондики хәлқара уйғур инсан һәқлири фондиниң башқурғучилиридин зубәйрә ханим, яшанғанларниң һоқуқ мәнпәитиниң қайси дәриҗидә капаләткә игә қилинғанлиқидин, шу дөләтниң инсан һәқлириниң қайси дәриҗидә капаләткә игә қилинишини көрүвалғили болидиғанлиқи һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.