Мәмәт тохти: хитай һөкүмити яшанғанларни күтүш мәҗбурийитидин қандақ қечишниң койида

Хитай тор бәтлиридин ашкарилинишиға қариғанда “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң яшанғанларниң һоқуқ-мәнпәәтини капаләтләндүрүш қануни” (түзитиш киргүзүш лайиһиси) тунҗи қетим мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң қарап чиқишиға сунулған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.07.26
yashanghanda-kutulush-sughurtisi-305.jpg Яшанғанда күтүлүш суғуртисини тәшвиқ қиливатқанда, бир қериниң тиләмчилик қиливатқан көрүнүши.
Facebook

Лайиһидә һәр йили деһқанлар календари бойичә 9-сентәбир күнини хитай яшанғанлар байрими қилип бекитиш “даим өйгә қайтип йоқлап туруш” ни қанунға киргүзүш оттуриға қоюлған. Хитай һөкүмитини инсаний меһри муһәббәт вападарлиқ, әхлақ шундақла туғқандарчилиқ һессиятни қанун арқилиқ капаләтләндүрүшкә мәҗбур болмақта, буниңға сәвәб болуватқан амиллар немә? қанунға бағланған бу хил һессият, һәқиқий меһри муһәббәт, инсаний әхлақ һесаблинамду? униң һәқиқий күчи боламду?

Пуқраларниң яшанған ата, анисиға вападарлиқ көрситиши вә уларниң әһвалидин хәвәр елип туруши нормал әһвалда дөләтниң мәмурий башқуруш механизминиң сиртидики инсаний әхлақ қатлимидики иш паалийәт шундақла у инсанларниң мәниви турмуш категорийисидики, виҗдан билән өлчинидиған һессият паалийити. Һөкүмәтниң уни қануний җәһәттин назарәт қилиш арқилиқ капаләтләндүрүшниң һаҗити йоқ.

Һалбуки 27-июн җиңхуа вақит гезитидә “даим өйгә қайтип туруш”ни хитайниң җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң яшанғанларниң һоқуқ-мәнпәәтини капаләтләндүрүш қануниға киргүзүш еһтималлиқи оттуриға қоюлди. Буниңға әгишип йәнә тор бәтләрдә “туғқандарчилиқ һессиятини қанун арқилиқ қоғдаш, җуңголуқларни интайин вапасиз көрситип қойиду” дегәнгә охшаш мулаһизиләр бесилди. Буни қанунға киргүзүштә күчлүк мулаһизиләр давам қилмақта.

Хитайдики әмәлийәт шуки, хитай дуняда яшанғанлар нопуси 100 милйондин ашқан бирдин-бир дөләт, яшанғанлар нопус нисбитиниң тез сүрәттә ешиши хитайниң нопус мәсилисидә учраватқан әң чоң хирис шундақла җәмийәт параванлиқ қанунлириниң нормал тәңпуң йүрүшидики әң чоң тосалғу һәм риқабәт яритиватқан ядролуқ мәсилиниң бири. Хитайниң 6-қетимлиқ нопус тәкшүрүш санлиқ мәлуматиға асасланғанда, хитай бойичә 60 яш һәм униңдин һалқиғанлар 178 милйонға йетип омумий нопусниң 13.26% Ини игилигән. Униң ичидә 65 яштин һалқиғанлар 19 милйонға йәткән болуп, бу, хитай омумий нопусиниң 8.9% Игә баравәр. Хитай яшанғанлар илмий җәмийитиниң йеқинқи доклатиға қариғанда хитайниң йезилирида яшанғанлар көпийиш дәриҗиси 15.4% Кә йетип шәһәрләрдики яшанғанлар көпийиш нисбитидин ешип кәткән. Һалбуки, хитайниң өз дөләт әһвали һәмдә тәрәққиятиға уйғун келидиған дөләт тақабил туруш механизми вә сиясити техи издиниш басқучида. Униң үстигә иҗтимаий җәмийәт механизмидиму, кишиләрниң ата, анисидин хәвәр елиш вә күтүш, уларниң яшанғандики күтүнүш чиқимини өз үстигә елиш мәҗбурийитини ада қилиш нисбити барғанчә төвәнләп бармақта.

Яшанғанларниң игә чақисиз, ялғуз қелиши хитайдики омумйүзлүк бир әһвалға айланған. Шинхуа агентлиқи 2010-йили 13-июлда хитайда биринчи әвлад ялғуз пәрзәнтлик ата, аниларниң қеришиға әгишип, шәһәр, йезиларда пәрзәнтлири өй-очақлиқ болғандин кейин ялғуз беқишсиз қалған аилиләрниң 50% кә йетидиғанлиқини, қисмән шәһәрләрдә 70% кә йетидиғанлиқини елан қилған иди. Шундақла ялғуз қалидиған яшанғанларниң барғанчә көпийидиғанлиқи тәкитләнгән иди.

Нопус вә пиланлиқ туғут комитетиниң мунасивәтлик доклатиға қариғанда, хитайда 80 яштин ашқанлар буниңдин кейин һәр йили бир милйондин көпийиду, 12-бәш йиллиқ пилан җәрянида 26 милйондин ашидикән. Бу зор көләмлик яшанғанлар нопусниң көпинчиси беқилиш, күтүнүшкә еришәлмәй зерикишлик турмуш кәчүрмәктә. Хитай мәркизи телевизийисиниң бир қошулған бир хәвәрләр программисида көрситишичә, хитайда һазир шәһәрләрдики яшанғанларниң өзини бәхтлик һес қилиш нисбити 59%, йезиларда болса 33% киму йәтмәйдикән.

Яшанғанларни ахирқи өмрини хатирҗәм, хушал-хурам өткүзүш шараитиға игә қилиш, җәмийәт кишилири инсаний әхлақ мәҗбурийитини өтигәндин башқа, һөкүмәтниң яшанғанлар параванлиқиға даир мукәммәл сиясәт, тәдбирләрни қоллинишиға, тәрәққиятқа мас һалда етибар бериш, күтүш механизмини мукәммәлләштүрүшигә бағлиқ мурәккәп мәсилә.

Хитайда яшанғанларниң турмушиниң мәнисизликини, капаләтсизликини кәлтүрүп чиқарған мәсилә немә?

Хитайниң “даим өйгә қайтип туруш” ни қанунға киргүзүш еһтималлиқиму, яшанғанлар дәвриниң йетип келиши билән учраватқан бу бир қатар мәсилиләрни һәл қилишниң йолиму? бу һәқтә америкида яшаватқан уйғур зиялийси мәмәт тохти өзиниң мулаһизисини оттуриға қоюп “хитай әмәлийәттә яшанғанлар параванлиқидики өзиниң мәҗбурийитидин қачмақта” деди.

Җуңго суғурта назарәтчилики җәмийитиниң муавин рәиси чин венхуйниң йеқинда мәтбуатларға билдүрүшичә, 10 йилдин буян хитайниң яшанғанда күтүнүш суғуртисиниң малийидин аҗратқан қошумчә ярдәм пули бир тирилйондин ешип кәткән. Хитайларниң җан беқиш пули болған яшанғанда күтүнүш пулида зор йочуқ бар болуп мөлчәрлинишичә, 2013-йилиға кәлгәндә, хитайда яшанғанлар күтүнүш пулидики йочуқ 18.3Тирилйон йүәнгә йетидикән. Бу йочуқниң зорийиши хитайда дәм елишқа чиқишни кечиктүрүшниң сәвәби болуп қалған.

Чин венхуй қатарлиқ мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң дәм елишқа чиқиш муддитини узартиш, яшанғанларниң параванлиқ тәминатини өстүрүшкә даир сиясәтлири, яшанғанлар күтүнүш пулидики бошлуқни вә йочуқларни, яшанғанларниң күтүнүш мәсилилирини һәл қилалмиди. Хитай һөкүмити бу җәһәттә чоқум ислаһат елип бериши зөрүр. Улар йәнә “әгәр, хитай һазир қоллиниливатқан яшанғанларни күтүш пули түзүмини мувапиқ ислаһ қилмай йолға қойғанда, 15 йилдин кейин дәм елишқа чиққан кишиләр еһтимал қаплиқ тамаққиму еришәлмәслики мумкин” дәп оттуриға қоймақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.