Явру-асия йәрмәнкиси үчүн қоллинилған бихәтәрлик тәдбирлири

Бүгүн 9-айниң 1-күни үрүмчидә явру-асия йәрмәнкиси башланди. Бу йәрмәнкә үчүн қоллинилған бихәтәрлик тәдбирлири ғәрб ахбарат саһәсиниң диққитини тартти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.09.01
zhu-hailun-ju-xeylun-305.jpg Үрүмчи шәһәрлик парткомниң башлиқи җу хәйлүн үрүмчи кәчлик гезитини зиярәт қилди. 2011-Йили 1-сентәбир.
www.urumqi.gov.cn

Германийә долқунлири радиосиниң 1-сентәбирдики “явру-асия йәрмәнкиси муқимлиқни қоғдаш садалири ичидә башланди” намлиқ хәвиригә асасланғанда, үрүмчи шәһәрлик парткомниң башлиқи җу хәйлүн мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә “бихәтәрлик күчлири бу қетимқи явру-асия йәрмәнкисигә бузғунчилиқ қилишқа урунған қанчә қетимлиқ һәрикәтни байқиди вә паш қилди” дегән. Әмма кимләрниң бузғунчилиқ қилғанлиқи, қандақ бузғунчилиқ қилғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрмигән.

Германийә ахбарат агентлиқиниң 1-сентәбир бейҗиңдин бәргән хәвиридә көрситилишичә, хитай һөкүмити “миң адәм хата тутулса тутулсунки, бир адәмму тордин чүшүп қалмисун” дегән кона тактикисини уйғур вәтинидә қайтидин йолға қойған. Зораван күчләрни бастуруш үчүн тик учар айропиланлар вә қораллиқ сақчи қисимлар һәрикәткә өтүшкә һәрқачан тәйяр һаләтни сақлиған. Кочилардики қораллиқ қисимлардин сирт, үрүмчи шәһиридики 550 орунниң һәр биригә 30-50 һәрбий күч орунлаштурған. Һәрбир орун үчүн сәрп қилинған иқтисадий чиқим 160 миң йүәнгә йәткән.

Үрүмчи шәһәрлик парткомниң башлиқи җу хәйлүнниң баян қилишичә, бу қетимқи үч хил күчләргә қарши күрәш һәл қилғуч бир җәң икән. Алдинқи һәптиләр хитай сақчи тәрәп бу қетимқи явру-асия йәрмәнкисигә бузғунчилиқ қилишқа урунған қанчә қетимлиқ зораванлиқ һәрикәтлирини бастурған. Буларниң бири, 8-айниң 7-күни пичақ билән қоралланған бир әрниң һуҗуми болған. Бирақ җу хәйлүн бу әрниң исмини, нәгә қандақ һуҗум қилғанлиқини тилға алмиған. У мухбирларға йәнә, үрүмчидә бихәтәрликни қоғдашқа мәсул 20 миң кишилик күч һазирланғанлиқини, уларниң 10 минут ичидила һәрикәткә өтәләйдиғанлиқини тәкитлигән.

Германийә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә баян қилинишичә, бу қетимқи 8 миң квадрат километирлиқ көләмгә игә йәрмәнкидин орун алған уйғурларниң сани икки кишигә йәтмәйдикән. Мутләқ көп қисми хитайлардин ибарәт икән. Мухбирниң зияритини қобул қилған бир уйғур киши, бу йәрмәнкигә қатнашқан уйғурларниң йоқ дейәрлик икәнликини, уйғур тиҗарәтчиләр яки карханичилирида өз мәһсулатлирини тәшвиқ қилғудәк иқтисад вә сиртқа елип чиқип сатқудәк қуввәт йоқлуқини билдүргән.

Германийә долқунлири радиосиниң 31-авғусттики хәвиридә йезилишичә, һазир уйғур диярида 1-дәриҗилик бихәтәрлик тәдбирлири йолға қоюлуватқан болуп, үрүмчи һава бошлуқини тик учар айропиланлар қаплиған. Бошлуқта ләгләк учуруш, һәрхил учар җисим оюнчуқлирини учуруш, шар қоюп бериш, қушларни қоюп бериш қатарлиқлар бирдәк мәни қилинған. Үрүмчи хәлқ мәйданида һәрикәткә өтүш үчүн тәйярлинип турған қанчилиған сақчи аптомобиллири, бронивеклар көзгә челиқидикән. Толуқ қоралланған чарлиғучилар шәһәр кочилирида үзүлмәй тәкшүрүш елип баридикән.

Хәвәрдә 18-авғуст хотән вәқәси вә 30-31-авғуст қәшқәр вәқәлири тилға елинған болуп, бу икки қетимлиқ вәқәдә 30 дин артуқ адәмниң өлгәнлики, хитай һөкүмитиниң “қар йилпизи алаһидә әтрити” билән зораванлиққа қарши туруш әтрәтлирини хитайдин уйғур дияриға киргүзүп тәртип сақлашқа тиришиватқанлиқи әскәртилгән шундақла 8-айниң 11-күнидин башлап икки ай давам қилидиған үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикитиниң қанат яйдурулғанлиқи тилға елинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.