Вашингтондики җорҗитавн университетида мәркизий явро - асия бойичә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
Мухбиримиз үмидвар
2008.09.19
2008.09.19

http://ceres.georgetown.edu
Һәр йили бир қетим өткүзүлидиған мәзкур хәлқаралиқ муһакимә йиғинини өткүзүш бу йили җорҗитавн университетиға несип болған болуп, һәр йили бир университет йиғин өткүзүш вәзиписини тапшуривалиду. Америка пайтәхтидә өткүзүлгән бу йиғинға америка, оттура асия мәмликәтлири, түркийә, пакистан, афғанистан, русийә, японийә вә башқа дөләтләрдин кәлгән көплигән мутәхәссис қатнашқан болуп, тарих, тил - әдәбият, мәдәнийәт, сиясәт, иҗтимаий - иқтисад, хәлқара мунасивәт қатарлиқ һәр хил мәзмунлар бойичә доклат уюштурулған.
Бу йиғинниң йәнә бир алаһидилики шуки, көплигән темилар районлар бойичиму айрилған болуп, оттура асия җүмлидин,қирғизистан, қазақистан, өзбекистан, уйғур ели, кавказийә, түркийә вә башқа районлардики түрлүк мәсилиләр мәхсус оттуриға қоюлуп, музакирә қилинған. Мәркизий явро - асия җәмийити хәлқара характерлиқ илмий җәмийәт болуп, униңға һәр қайси әлләрниң мәркизий асия тәтқиқати бойичә мутәхәссислири әзалиққа қобул қилиниду. Штаби америкиға җайлашқан бу җәмийәт йилдин йилға тәрәққи қилмақта вә раваҗланмақта.
Җүмә күни рәсмий илмий доклат бериш башланған болуп, әтигәндә өткүзүлгән иҗтимаий - сиясий вә иқтисадий өзгириш әһвалиға аит доклат бериш паалийитидә таҗик, өзбек һәм уйғур мутәхәссисләрниң таҗикистан вә оттура асиядики иҗтимаий өзгириш мәсилилиригә аит доклатлар оқуп өтүлди.
Харвард университетида илмий тәтқиқат бойичә шуғуллиниватқан уйғур мутәхәссис мәттурсун бәйдулланиң " дәря бойидики иҗтимаий өзгириш уйғур елидики омумий өзгиришниң кичик бир мисали" намлиқ мақалиси оқуп өтүлгән.
Бу мақалидә, хотәнниң керийә наһийисигә тәвә дәря бойи йезисидики уйғурларниң һаятиниң иҗтимаий өзгириши, мәдәнийәт - маарип өзгириш, қош тиллиқ маарип вә башқа бир қатар мәсилилири оттуриға қоюлған. Мутәхәссис бу мәсилиләр бойичә биваситә тәкшүрүш елип барған. Униң тәклимакан оттурсидики бу йезидики өзгиришләр һәққидики баянлири йиғин қатнашқучилири һәм мутәхәссисләрниң қизиқишини қозғиди.
Мәркизий явро - асия тәтқиқат җәмийитиниң бу қетимқи йиғинида уйғурларға аит он парчә доклат қобул қилинған. Уйғурлар һәққидә берилидиған доклатларниң сани йилдин йилға көпәйгән болуп, асаслиқи һазирқи заман тарихи, уйғур иҗтимаий - сиясий вә мәдәнийәт мәсилилири җүмлидин уйғурларниң нөвәттики сиясий салаһийити вә башқа мәсилиләр муһакимә қилинған. Һазир, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә уйғурлар һәққидә қизиқиш күчәймәктә.