Явропа иттипақи хитай билән кишилик һоқуқ диалоги өткүзүп, тибәт вә уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
2011.06.16

Хитай билән явропа комиссийисиниң йилда бир қетим өткүзүлидиған кишилик һоқуқ диалоги пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлди. явропа әмәлдарлириниң ахбарат васитилиригә ашкарилишичә, диалогда явропа комиссийиси тәрәп йеқинда сичүәнниң тибәтләр олтурақлашқан гәнзи районидики бир лама ибадәтханисидин из-дерәксиз йоқап кәткән тибәт буддистлириниң ақивитини сүрүштүргән, шундақла йәнә уйғур, моңғул вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған. Лекин явропа сөһбәт өмикиниң уйғурларға даир қандақ конкрет мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқи мәлум әмәс.
Явропа комиссийисиниң вәкилләр өмики бүгүн елан қилған бу һәқтики баянатта, икки тәрәпниң хитай-явропа кишилик һоқуқ диалогида аз санлиқ милләтләр һоқуқи мәсилисидә чоңқур музакирә елип барғанлиқи әскәртилип, “болупму тибәт, уйғур вә моңғулларниң вәзийити көрүп чиқилди” дейилгән.
Баянатта илгири сүрүшичә, улар йәнә диний ибадәт әркинлики, җүмлидин һөкүмәткә тизимға алдурмиған христиан черкавлириниң әзалири вә башқа диний гуруһларниң мәсилисини вә шундақла явропа комиссийиси көңүл бөлидиған бир қисим шәхсий кишилик һоқуқ делолирини оттуриға қоюп, уларниң нөвәттики тәқдири вә сичүәнниң кирти ибадәтханисидики из дерәксиз йоқап кәткән тибәт раһиблириниң һазир қәйәрдә икәнликини сүрүштүргән.
Явропа комиссийисиниң диалог өмики хитайға меңиштин аввал дуня уйғур қурултийиниң явропадики бәзи вәкиллири мунасивәтлик шәхсләр билән учришип, өзлириниң тәклип пикирлирини бәргән.
Дуня уйғур қурултийиниң явропа иттипақида турушлуқ паалийәтчиси мәмәт тохти әпәнди, уйғурларниң асаслиқи түрмидики тутқунлар мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Явропа иттипақи билән хитай арисида кишилик һоқуқ диалоги елип бериливатқанға 13 йил болди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, бу 13 йилда хитай кишилик һоқуқ хатириси яхшиланмайла қалмай, бәлки йеқинқи йиллардин буян арқиға чекингән. Пәйшәнбә күни өткүзүлгән бейҗиңдики диалог дәл кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң явропа иттипақини хитайға юмшақ қоллуқ қилиш билән әйибләп, диалогниң әһмийитигә гумани қариши күчийиватқан бир мәзгилдә өткүзүлгән иди. Америкида нәшр қилинидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, диалогниң нәтиҗигә еришәлмәсликидә бәзи сәвәбләр бар. Лекин әң муһими явропа иттипақи өзиниң хитай мәсилисидики сияситини қайта көздин кәчүрүп чиқиши керәк.
У мундақ дәйду: “мәйли явропа иттипақиниң болсун, мәйли америкиниң болсун җуңго мәсилисигә болған қариши, җуңго мәсилисини көзитиши вә җуңго мәсилисидики мөлчири наһайити бир тәрәплимилик болди. Улар бурун изчил җуңго билән болған сода иқтисади мунасивәтни тәрәққий қилдурса, җуңго иқтисади тәрәққий қилса, җуңго һөкүмити сиртқа ечилиду. Җуңго техиму әркинлишиду, демократийилишиду дәп ойлиған иди. Лекин һазир бу қиясниң пүтүнләй хаталиқи испатланди. явропа иттипақи җуңго билән болған нурғун ишларда бу хата нуқтини чиқиш қилған. явропа иттипақи буниңдин кейин өзиниң җуңго һөкүмитигә қаратқан сияситини баштин ахир көздин кәчүрүп чиқиши керәк.”
Явропа комиссийисиниң баянатта әскәртишичә, пәйшәнбә күнки диалог очуқ-йоруқ вә достанә кәйпият ичидә өткән болуп, явропа иттипақиниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлирини әмәлийләштүрүшкә мунасивәтлик әндишилирини ипадиләшкә пурсәт яритип бәргән. Лекин дуня уйғур қурултийидики мәмәт тохти әпәнди, явропа-хитай кишилик һоқуқ диалогиниң әһмийити қалмиғанлиқи, явропа вә америка қатарлиқ хитай билән кишилик һоқуқ диалоги бар дөләтләрниң диалогни тохтитип, һәр йили б д т да хитайни тәнқид қилиш лайиһиси сунулидиған бурунқи позитсийигә қайтип келиши керәкликини билдүрди.
Пәйшәнбә күнки диалогда явропа комиссийиси тәрәпкә явропа иттипақи ташқи ишлар хизмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдари, әнглийилик дипломат җеймис моранниң рәһбәрлик қилғанлиқи вә униң хитай тәрәпкә из дерәксиз ғайиб болған кишиләргә аит бир тизимлик тапшурғанлиқи илгири сүрүлди. Дуня уйғур қурултийидики мәмәт тохти әпәнди, өзлириниң явропа иттипақиға 50 кишилик уйғур мәһбуслар тизимлики тапшурғанлиқи вә тизимликтики уйғурларниң җеймис моран хитайға тапшурған тизимликкә киргүзүлгән болушини үмид қилди.
Лекин “бейҗиң баһари” журнилидики ху пиң әпәндиниң илгири сүрүшичә, явропа иттипақи җуңго билән болған кишилик һоқуқ диалогини башқа мәсилиләр билән бирләштүрүши лазим.
У, явропа-җуңго кишилик һоқуқ диалоги елип бериватқанға узун йиллар болуп қалған болсиму, җуңгониң кишилик һоқуқ әһвали техиму еғирлишип кетиватқанлиқини әскәртип, “бу әһвал бизни явропа иттипақи билән җуңго арисидики кишилик һоқуқ диалогиниң зади қанчилик әһмийити бар, дегән мәсилидә ойлишишқа мәҗбур қилмақта. Мениңчә төвәндики бир қанчә нуқтиға диққәт қилиш лазим. Биринчиси, биз бу хил диалогниң очуқ-ашкара елип берилишини үмид қилимиз. Пәқәт очуқ-ашкара болғандила андин бесим болиду. Бурун кишиләр җуңгониң йүз хатирисини қилса, улар йол қойиду, дәйдиған гәпләр бар иди. Бу қараш пүтүнләй хата. Әсли очуқ-ашкара болса андин бесим шәкилләндүриду. Иккинчиси, кишилик һоқуқ мәсилисини башқа мәсилиләрдин айривәтмәслик керәк. Бу мәсилә пәқәт кишилик һоқуқ диалогидила тилға елинип, башқа сорунда тилға елиш һаҗәтсиз болуп қалди. Шуңа кишилик һоқуқ мәсилиси билән башқа мәсилиләр бирләштүрүлүши лазим. Рәһбәрләр бу мәсилидә барлиқ сорунларда тилға елиши керәк. Үчинчиси, кишилик һоқуқни сода-иқтисади билән бирләштүрүш лазим. Шундақ қилғандила андин бу җуңгоға бесим пәйда қилип, уни йол қоюшқа мәҗбурлиғили болиду” дәп көрсәтти.