Явропа кеңәш рәиси ромпуй хитайни қанун бойичә иш беҗиришкә чақирди

Көзәткүчиләр явропа кеңишиниң рәиси ромпуйниң бүгүн шаңхәйдики бир хәлқара сода мәктипидә нутуқ сөзләп, қанунниң ролини тәкитлиши хитайға берилгән бир агаһландуруш, дәп көрсәтмәктә.
Мухбиримиз әркин
2011.05.18
herman-van-rompuy-xu-jintao-bilen-305.jpg Явропа кеңишиниң рәиси һерман вон ромпуй хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшти. 2011-Йили 16-май, бейҗиң.
AFP

Хитайға 3 күнлүк зиярәткә чиққан явропа кеңишиниң рәиси һерман фон ромпуй, чаршәнбә күни шаңхәйдики явропа-җуңго хәлқара сода мәктипидә нутуқ сөзләп, қанунниң роли вә қанун билән иш беҗиришниң әһмийитини алаһидә тилға алди. Ромпуй 3 күнлүк хитай зияритиниң ахирқи күни шаңхәйдики мәзкур хәлқара сода мәктипидә сөзлигән нутқида, иқтисади тәрәққият билән қанун бойичә иш беҗириш чоқум мас қәдәм билән меңиши керәкликини тәкитлигән. Ромпуйниң юқириқи сөзиниң хәлқара ахбарат васитилириниң диққитини қозғишидики сәвәб, униң бу сөзләрни хәлқара җәмийәт хитайни қанунсиз адәм тутуп, өктичиләрни бастуруш билән тәнқид қиливатқан мәзгилдә қилғанлиқидур.

Ромпуй, явропа-җуңго хәлқара сода мәктипидики нутқида әскәртип, “қанун билән иш беҗириш гүллиниватқан заманиви иқтисадта кәм болса болмайдиған бир зөрүрийәт. Бу биз вақит вә тәҗрибиләрдин, болупму әң йеқинқиси әрәб баһариниң тәҗрибилиридин алған савақтур” дәп тәкитлигән шундақла у йәнә, “иқтисади вә иҗтимаий тәрәққият шундақла муқимлиқниң изчиллиқини қанун билән иш беҗириш, иҗтимаий адаләт вә кишилик һоқуқ асаслирини алдинқи орунға қоймай сақлиғили болмайду” дәп сөзлигән. Лекин ромпуй юқириқи сөзләрни ялғуз шаңхәйдики хәлқара сода мәктипидила тәкитлигән әмәс. У алдинқи айда хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшкәндә вә түнүгүн мәркизи партийә мәктипидә сөзлигән нутқида юқириқи мәсилиләрни тилға алған иди.

У мәркизи партийә мәктипидики нутқида әскәртип, қанун билән иш беҗириш вә кишилик һоқуқниң бир хәлқара мәсулийәт икәнликини илгири сүргән у “әркин сода вә өз-ара бир-биригә еһтияҗ болған дунядин несивә еливатқанларниң көпрәк мәсулийәт вә униң муқимлиқиға көпрәк һәссә қошушиға тоғра келиду. Кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш вә қанун билән иш беҗириш буниң бир қисми. Хитай вә явропа иттипақиниң һәр иккиси универсал кишилик һоқуқни қоғдаш йолидики түрлүк келишимләргә имза қойған. Шуңа бизниң охшаш мәсулийитимиз бар. Бу явропа иттипақиниң қурулушидики негизлик қиммәт өлчими. Хитайниң универсал кишилик һоқуқ вә қанун билән иш беҗириш өлчимини ада қилиш йолида қошидиған төһписи униң келәчәктики абруйиниң шәкиллинишидә муһим рол ойнайду” дегән иди.

Лекин, ромпуйниң хитайни қанун билән иш беҗиришкә үндәштәк юқириқи чақириқи бәзи анализчиларниң гуманини қозғиди. Хитайниң нөвәттики әдлийә системисида қанун билән иш беҗириш әмәлгә ашмайду, дәп қарайдиған бәзи анализчилар, хитайда әдлийиниң партийигә бойсунидиғанлиқини, әдлийә мустәқиллиқи болмиған әһвалда қанун билән иш беҗиришни тәләп қилишниң ақмайдиғанлиқини илгири сүриду. Америкидики вәзийәт анализчиси, оттура америка университетиниң сабиқ профессори яң лиюй бу қараштики затларниң биридур. ‏У мундақ дәйду:“җуңго компартийиси вә униң һөкүмити қанунға риайә қилмайду. Мәсилән, сиз җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни вә униң мунасивәтлик қанунлириға қарайдиған болсиңиз, униң һәммисидә сөз әркинлики, диний әркинлик, милләтләр баравәрлики наһайити ениқ оттуриға қоюлған. Бу һоқуқлар униң барлиқ қанунлирида капаләткә игә қилинған. Лекин компартийә буниңға риайә қилмайду. Мана бу мәсилисиниң түгүни.” яң лийүй әпәнди йәнә әскәртип, хитай әдлийә системисида мәвҗут нөвәттики әң чоң мәсилиләрниң бири униң қанун-әдлийә тәртипиниң хәлқара қанун әдлийә тәртипигә мас кәлмәйдиғанлиқидур, дәп көрсәтти.

У юқириқи әһвалларни хитайда әдлийә мустәқиллиқиниң йоқлуқи кәлтүрүп чиқириватқанлиқини әскәртиду. яң лийүй “уларда һоқуқни 3 кә айриш уқуми йоқ. Уларниң нәзиридә җуңго компартийисиниң һоқуқ вә һакимийәттики үстүнлүки әң муһим. Униң әдлийиси мустәқил әмәс. Униң қанун чиқириш оргини мустәқил әмәс. Уларниң қанун чиқириш оргини худди резинкә тамғиниң өзи. Униң әдлийә, сот органлирида партийә секретари бар. Шуңа җуңгодики сот мәһкимилириниң чиқарған қарарлириға тамамән сиясәт арилашқан. Болмиса җуңгониң түрмилиригә бунчилик көп сиясий мәһбуслар, виҗдан мәһбуслири, демократлар вә өктичиләр соланмиған болатти” дәп көрсәтти.

Явропа иттипақи билән хитай 2000‏-йиллардин башлап қанун-әдлийә һәмкарлиқ программисини йолға қойған болуп, явропа иттипақи нурғун қетим лексийә, сөзләш, екскурсийә қилиш, диалог елип бериш, курс ечип, хитай қанун хадимлирини тәрбийиләш қатарлиқ васитиләр арқилиқ паалийәтләрни елип барған. Улар бу арқилиқ хитай әдлийә даирилириниң қанун еңини өстүрүп, улардики қанун вә хәлқара өлчәмләргә асасән иш беҗириш еңини өстүрүшкә тиришқан иди. Лекин, хитай даирилириниң “5‏-июл вәқәси” гә четилип тутқун қилинған уйғурларни сотлаш усули вә шундақла йеқинқи айлардин буян өктичиләрни тутқун қилишни күчәйтип, уларни қанунсиз нәзәрбәнд қилиши қатарлиқ амиллар сәвәблик явропа иттипақиниң хитай билән қанун-әдлийә һәмкарлиқ программисини давамлиқ елип бериш зөрүрийитиниң бар-йоқлуқи оттуриға қоюлған иди. яң лийүй әпәнди, хитай билән елип берилидиған бу хил программа вә диалогларниң үнүмигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрсиму, лекин у бу хил паалийәтләрниң тохтап қалмаслиқи керәкликини илгири сүриду.

Яң лийүй мундақ дәйду:“америка билән җуңго 2001‏-йилдин башлап һәр йили кишилик һоқуқ диалоги елип бериватиду. Өткән айда 10‏-қетимлиқи елип берилди. Лекин бу һазирға қәдәр һечқандақ үнүм бәрмиди. Америка һәр йили җуңго кишилик һоқуқ доклати елан қилиду. Арқидин җуңго америка кишилик һоқуқ доклати елан қилип, америкини тиллап рәсва қиливетиду. Униң доклатида америка кишилик һоқуқ әһвали җуңгодин начар. явропа җуңго билән әдлийә диалоги елип бериватқиниға узун болди. Лекин буниң қанчилик үнүми болди? өткән айдики кишилик һоқуқ диалогида америка ярдәмчи дөләт ишлар министири нурғун мәсилиләрни оттуриға қойди. Лекин җуңго тәрәп буниңға писәнт қилип қоймайду. Чүнки җуңго мәдини дуняниң универсал қиммәт өлчимини қобул қилмайду. Хәлқара универсал қиммәт өлчими әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқ вә баравәрлик. Шуңа өткән айдики америка-җуңго кишилик һоқуқ диалоги нәтиҗисиз ахирлашти. Җуңгониң бу өлчәмләрни қобул қилип, уни өзләштүрүши үчүн пәқәт униң демократийилишиши керәк. Бирақ демократийилишиш бир-икки йилда әмәлгә ашидиған нәрсә әмәс. Вен җябав сиясий ислаһатни тәшәббус қилған билән қалғанлар муқимлиқчилар. Улар демократийә, кишилик һоқуқ муқимлиқни бузиду, дәп қарайду. Лекин шундақ болсиму һәм шундақла әдлийә диалоги вә кишилик һоқуқ диалоги һечқандақ нәтиҗә бәрмисиму, йәнила давамлиқ елип бериш керәк, дәп қараймән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.