2010 - Йили яврупа мәдәнийәт пайтәхти истанбул вә уйғурлар

4000 Йиллиқ қәдимий тарихқа игә болған истанбул шәһири бу йил явропаниң мәдәнийәт пайтәхти болуп талланди. 1 - Айниң 16 - күни истанбулниң 7 йеридә өткүзүлгән көркәм вә тәнтәнилик мурасим билән истанбул бу намни тапшуруп алди.
Мухбиримиз ирадә
2010.01.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Erdogan-2010-medeniyet-paytexti-paaliyitide-sozde-305.jpg Сүрәттә, қәдимий тарихқа игә болған истанбул шәһири 2010 - йили йаврупа мәдәнийәт пайтәхти болуп талланғанлиқ мунасивити билән өткүзүлгән истанбулдики асаслиқ мурасим халич мурасим мәркизидә, баш министир рәҗәп таййип әрдоған сөздә.
www.istanbul2010.org Дин елинди.

Қәдимий тарихқа игә болған истанбул шәһири 2010 - йили яврупа мәдәнийәт пайтәхти болуп талланди. Көркәм мурасимлар билән бу намни тапшуруп алған истанбулдики асаслиқ мурасим халич мурасим мәркизидә өткүзүлди.

Мурасимға түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп таййип әрдоған, түркийә вә 40 қа йеқин дөләттики юқири дәриҗилик дипломатлар, тиҗарәт, сәнәт, билим саһәлиридә көзгә көрүнгән шәхсләр қәдәм тәшрип қилди.

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған мурасимдә истанбулниң тарихи әһмийити һәққидә муһим сөз қилип, истанбулниң тарихи әһмийитини тонуштуруп өтти. У сөзидә мундақ деди: "истанбул бир мәдәнийәт шәһиридур. Истанбул бир тарихи шәһәрдур. Истанбул 5 қитәниң мәдәнийитини, мелодийисини, ләззәтлирини, рәңлирини өзигә муҗәссәмләштүргән бир шәһәрдур. Йерими яврупада, йерими асияда болған йиганә шәһәр истанбулдур."

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған сөзидә, истанбулниң пәрқлиқ мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилип кәлгәнликини, охшимиған мәдәнийәт, охшимиған ирқтин кишиләрниң истанбулдин ибарәт бу шәһәрдә өз - ара чүшиниш, өз - ара һөрмәт асасида әсирләрдин бери бирликтә яшап кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди.

"Истанбулни йеганә қилған йәнә бир алаһидилики, бу шәһәрдә мәсчитләр, черкавлар, синагоглар (йәһудийларниң тавап қилидиған йери) бир мәһәллидә, бир кочида өз - ара һөрмәт, өз - ара чүшиниш асасида мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә. Истанбул мәдәнийәтләр иттипақиға саһибханлиқ қилмақта. У, бир әркинлик шәһири. Истанбулда һечбир кимлик бесим астида қелип бақмиған. Һәр бир мәдәнийәт бу йәрдә өз кимлики билән һөрийәт ичидә мәвҗут болуп кәлгән. Бу шәһәр бизниң сөйгүмизниң типик намайәндиси. Чүнки әйни заманда фатих султан мәмәт истанбулни қолға алғандин кейн дәрһал бир пәрман чиқирип, истанбулда яшайдиған пәрқлиқ топлумларға (хәлқләргә) өз тилини ишлитиш, өз тилида тәлим - тәрбийә елиш, өз мәдәнийәтлирини сақлап қелиш вә мәвҗутлуқини ишәнч вә һозур ичидә давам қилдуруш һоқуқини бәргән. Мана биз 557 йилдин бери буни өзимизгә дәстур қилип кәлдуқ, бундин кейинму һәм шундақ қилимиз. Чүнки биз инсанни инсан болғанлиқи үчүн, униң яратқучисини сөйгәнликимиз үчүн сөйимиз."

Истанбул рим импраторлуқлири вә әң ахирида түркләрниң османли импраторлуқиниң пайтәхти болған узун тарихқа игә қәдимий шәһәрдур. Истанбул яврупа вә асия мәдәнийәтлириниң көврүки болуштәк муһим әһмийәткә игә болуштәк алаһидиликкә игә. Тарихтин бери уйғурларму бу шәһәр билән қоюқ алақә орнитип кәлгән.

Биз бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн йиллардин бери истанбулда яшап келиватқан вә истанбул бәйкәнт университетиниң оқутқучиси болған мәхпирәт камал ханимни зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 23, 2010 09:38 AM

Siz towendiki fontlarni Uygur Computer Ilmiy Jemiyitinining tor betidin (http://ukij.org) komputuringizgha chüshürüp qachilisingiz bolidu. Eger font qachilash qolaysiz bolsa, Internet Explore (IE) programmisi arqiliq ziyaret qilsingiz font bolmighan sharaittimu normal köreleysiz.

Biz ishletken fontlar: "Uyghuredit lotus", "UKIJ Nasq", "UKIJ Tuz Tom", "UKIJ Basma", "Uighursoft Web Tor", "Alpida Unicode System", "UKIJ Tuz", "UKIJ Esliye", "UKIJ Basma", "Microsoft Uighur", "Arial Unicode MS";

Anonymous
Jan 23, 2010 07:48 PM

http://ukij.org/fonts