Явропа парламентида рабийә қадир ханимни қоллаш һәққидә мураҗәтнамә


2008.03.13

EU-Parlament50year-200.jpg
явропа парламентимизниң 50 йиллиқини хатириләш паалийитиниң бир қисми сичасбургда елип берилди. Source: www.europarl.europa.eu

Бу йил 3 ‏ - айниң 7 ‏ - күнидики айропилан вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити уйғур мустәқиллиқ һәрикити вә рабийә қадир ханимни террорчилиқ билән әйиблигән иди. Бу әһвал явропа парламентиниң бир түркүм әзалириниң наразилиқини вә әндишисини қозғиған. Бу мунасивәт билән явропа парламенти ичидә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни омумйүзлүк қоллаш һәққидә мураҗиәтнамә тәйярланған болуп, мураҗиәтнамигә һазирға қәдәр 100 дин артуқ парламент әзаси имза қойған.

"Уйғур хәлқиғә қарита һесдашлиқ қилидиғанлиқимизни билдүримиз"

Уйғур райониниң нами ашкара һалда шәрқи түркистан дәп аталған мураҗиәтнамә мундақ башлиниду: "биз, бу мураҗиәтнамигә қол қойғучилар, шәрқи түркистанда узундин бери давам қилип келиватқан хитайниң залиманә реҗиминиң қурбани болуп келиватқан уйғур хәлқиғә қарита һесдашлиқ қилидиғанлиқимизни билдүримиз."

Хитай ташқи ишлар баянатчиси чен гаң алдинқи күни, рабийә ханимни уйғур хәлқиниң вәкили әмәс, аз сандики террорчиларға вәкиллик қилиду дәп баянат бәргәниди, мәзкур парламент әзалири чен гаңниң сөзлиригә қетилалмайдиғанлиқини мураҗиәтнамидә мундақ оттуриға қойған: "биз алим вә абликимдин ибарәт икки оғли һелиһәм түрмидә йетиватқан, өзиму хитай түрмисидә алтә йил йетип чиққан дуня уйғур қурултийиниң тинчлиқпәрвәр рәиси рабийә қадир ханимни изчил қоллайдиғанлиқимизни йәнә бир қетим җакарлаймиз."

"Хитайни пуқраларниң вә милләтләрниң хәлқара қанунларда бәлгиләнгән һәқлиригә һөрмәт қилишқа чақиримиз"

Хитай, бултур йил бешида памир теғида һәрбий мәшиқ елип бериватқан шәрқи түркистан күчлири билән өз қораллиқ қисимлири арисида тоқунуш келип чиққанлиқини ашкарилиған вә уларни террорлуқ билән әйибләп, бултур йил ахирида 6 нәпиригә өлүм җазаси бәргән иди. Хитай йәнә, бу йил 1 ‏ - айниң 17 ‏ - күни шәрқи түркистан күчлиридин иккини етип өлтүргәнликини вә 15 нәпирини қолға алғанлиқини билдүргән, буларниңму олимпиккә бузғунчилиқ қилиш қәстидә тәйярлиниватқанлар икәнликини оттуриға қойған иди.

Хитай даирилири бүгүнму, 7 ‏ - март күнидики айропилан вәқәсигә тәпсилий изаһат берип, вәқә садир қилғучиниң 19 яшлиқ бир уйғур қизи икәнликини ашкарилиған, вәқәни узун муддәтлик баш қатуруш вә издиништин кейин, наһайити устилиқ вә үстүн маһарәт билән пиланланған интайин хәтәрлик террорлуқ һәрикити дәп баян қилған иди вә бу сөзлиригә бир қатар пакитларни көрсәткән иди.

явропа парламент әзалири, юқурқидәк қаршилиқ һәрикәтләрни кәлтүрүп чиқириватқан тәрәп уйғур миллити әмәс, бәлки хитай дөлити икәнликигә, йәни уйғур районидики инсан һәқлири дәпсәндичиликиниң райондики тоқунушларниң йилтизи икәнликигә ишарәт қилған вә бу қаришини мураҗиәтнамидә мундақ ипадилигән: "һәр хил шәкилдики террорлуқ һәрикәтлиригә қарши турушниң әң үнүмлүк қорали хәлқара инсан һәқлири баяннамисидур. Биз хитайни, өз һакимийити астида яшаватқан пуқраларниң вә милләтләрниң хәлқара иҗтимаий вә сиясий һәқләр келишимидә бәлгиләнгән һәқлиригә һөрмәт қилишқа чақиримиз."

Хитай һөкүмити пүтүн бир хәлқни җинайәтчи қилип тәсвирләйдиған әйибләшлиридин тамамән ваз кечиши керәк

Мураҗиәтнамидә хитайни риайә қилишқа чақирған мәзкур хәлқаралиқ келишим, 1966 ‏ - йили 16 ‏ - декабир күни түзүлгән болуп, бу келишимниң биринчи бөлүминиң биринчи маддисида, дунядики милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә икәнлики билдүрүлгән. Вә бу келишимдә, милләтләр өз тәқдирини өзи бәлгилигәндила, кишиләрниң инсаний һоқуқиниң һәқиқий түрдә капаләткә игә болидиғанлиқи әскәртилгән һәм милләтләргә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи беришни, дөләтләрдә, районда вә пүтүн дуняда тенчлиқни әмәлгә ашурушниң чариси дәп көрсәткән. явропа парламентиниң мәзкур әзалири йәнә , хитайниң, айрим вә аз сандики вәқәләрни шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң омуми еқими қилип көрсәтмәслики керәкликини әскәртип, мундақ чақириқ қилған: биз хитай һөкүмитини, пүтүн бир хәлқни җинайәтчи қилип тәсвирләйдиған әйибләшлиридин тамамән ваз кечишкә чақиримиз.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, бу йил бешидики явропа зияритидә явропа парламентиниң әзалири билән көрүшкән вә уйғур мәсилисини тәпсилий оттуриға қойған иди. Рабийә қадир ханим, явропа парламентида шәкиллиниватқан бу уйғур һесдашлиқини вәтән ичи - сиртидики миллий һәрикәтләрниң нәтиҗиси вә қәһриман уйғур оғул - қизлириниң ғәлибиси дәп көрсәтти. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.