Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң хизмәтлири давам қилмақта

“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийидә яшаватқан уйғур қериндашларниң миллий вә диний қаидә-йосунлириға алақидар еһтияҗлирини қамдап келиватқан болуп, бу қетимму, мунасивәтлик баянлардин кейин, муңлуқ қираәт билән вәтән ичи-сертида вапат болуп кәткән қериндашларниң һазисиға тәсәлли бәрди вә дуа-тәкбирлири билән рәсмийәтлик йосунлирини бәҗа кәлтүрди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2011.01.03
yawropa-sherqiy-turkistan-maarip-jemiyiti-yighin-korunushi-2011-305.jpg 2011-Йили 1-айниң 1-күни голландийиниң һарлим шәһиридә өткүзүлгән “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң айлиқ сөһбәт йиғини
RFA/Pidaiy

Голландийидә қурулған “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” 2011-йили 1-айниң 1-күни голландийиниң һарлим шәһиридә, йиллардин бири давам қиливатқан айлиқ сөһбитини елип барди.

Бу қетимқи сөһбәт адәттин ташқири бир қизғинлиқ ичидә өткүзүлгән болуп, түркийидики “ шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” рәһбири абдулһәкимхан мәхсумниң тәсирлик нутқи иштиракчиларни һаяҗанға салди. Абдулһәкимхан мәхсумһаҗимниң иттипақлиқ, һәмкарлиқ, пидакарлиқ, тәқвалиқ, мәсулийәтчанлиқ, һошярлиқ, тәдбирлик болуш һәққидики кәң даирилик пикирлири һәммәйләнни қайил қилди. Гәрчә икки саәттин артуқ давам қилған болсиму наһайити қисқа билингән бу сөһбәт, аңлиғучиларға нисбәтән қиммәтлик пурсәт болуп қалди.

abdulhekimxan-mexsum-385.jpg
Абдулһәкимхан мәхсум 2011-йили 1-айниң 1-күни голландийиниң һарлим шәһиридә өткүзүлгән “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң айлиқ сөһбитидә нутуқ бәрди.
RFA/Arslan

Сөһбәт иштиракчисидин бири бу һәқтә инкасини билдүрүп: "устазимиз абдулһәким мәхсумһаҗимниң муһим тәвсийилирини аңлап наһайити һаяҗанландим. Вәтән дәвасини қилиш үчүн шәрқий түркистанлиқ һәрқайси тәшкилат вә шәхсләрниң бирлик-баравәрлик вә һәмкарлиқ асасида бирләшсәк, бу ишни бир башқа елип чиққили болидиғанлиқидин ибарәт бир һәқиқәтни тонуп йәттим." Деди.

“ шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң икки әзиз меһмини шветсийидә ечилған “шималий явропа ислам бирлики” ниң йиллиқ муһакимә  йиғиниға тәклип қилинған болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мусулман қериндашларға шәрқий түркистан вә уйғурларға алақидар көп тәрәплимә мәлумат бәргән вә наһайити яхши тәсир қалдурған. Улар қайтиш пурситидә явропадики қериндашлирини зиярәт қилиш нийити билән голландийигиму кәлгән һәм “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” бу қетимқи айлиқ сөһбитигә меһман сүпитидә қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.