Д у қ рәһбәрлири алаһидә йиғин чақирип паалийәт пиланини өзгәртти
2011.02.08
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир башчилиқидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири 1-айниң 20-күнидин 2-айниң 4-күнигичә голландийә, белгийә, франсийә, шветсийә, норвегийә, финландийә вә германийә қатарлиқ 7 дөләткә зиярәт елип берип наһайити муһим паалийәтләрни елип барған иди.
Бу паалийәт җәрянида дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, муавин рәиси әсқәр җан, дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса, тәшвиқат мәркизи мәсули фәрһат мәмәт, баш тәптиш нурмәмәт розиахун вә дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики вәкили мәмәт тохти қатарлиқ кишиләр 1-айниң 26- күни белгийидә алаһидә йиғин чақирип дуня уйғур қурултийиниң буниңдин кейинки пиланини түзүп чиққан.
Биз бу йиғин вә д у қ рәһбәрлириниң явропадики 7 дөләттә елип барған зиярити һәққидә хуласә пикирлирини елиш үчүн д у қ рәһбәрлири билән сөһбәт елип бардуқ.
Дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики вәкили мәмәт тохти радйомизға қилған сөзидә, д у қ рәһбәрлириниң бу қетимқи зиярити д у қ ниң явропа парламентиға вәкил тәйинлигәндин кейинки тунҗи зиярити болуп, явропа парламентидики алий дәриҗилик әмәлдарларниң иккисиниң д у қ һәйитини қобул қилғанлиқини, явропа парламентида қәшқәр тоғрисида чақирилған илмий муһакимә йиғинидин кейин явропа парламентида қәшқәрни қоғдап қелиш қарари мақуллиниш алдида турғанлиқини ейтти.
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди болса, д у қ рәһбәрлири белгийидә өткүзгән алий рәһбәрләр йиғинида дуня уйғур қурултийиниң хизмәт пиланиға бәзи өзгәртишләрни киргүзгәнликини ейтти. У радйомизға қилған сөзидә дуқ бундин кейинки паалийәтлирини америка билән явропани мәркәз қилған һалда асия, оттура шәрқ дөләтлиригиму йейишни қарар қилғанлиқини билдүрди.