Абдуләһәт һаҗим явропа зиярити һәққидики тәсиратлирини баян қилди

Түркийидики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи абдулһәкимхан мәхсум вә баш катип абдуләһәт һаҗимлар шветсийидики һәр йили бир қетим ечилип келиватқан шималий явропа ислам бирлики йиғинидин қайтишида, финландийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләрдә зиярәттә болған.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.01.03
Abdulehed-Hajim-Gollandiye-305.jpg Абдуләһәт һаҗим голландийидики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң ичилиш мурасимида. 2013-Йили 1-январ.
RFA/Pidaiy

Уларниң бу қетимлиқ зиярити һәққидики тәсиратлири вә голландийидики зиярәтлири һәққидә мәзкур җәмийәтниң баш катипи абдуләһәд һаҗимни зиярәт қилдуқ.

У, бу қетимлиқ зиярәтлиридә уларни һаяҗанға салған ишлардин шветсийидә ечилған шималий явропа ислам бирлики йиғинида шәрқий түркистанниң әһвали тәсвирләнгән филим қоюлуп тәсир пәйда қилиши, финландийидики уйғурларниң 400 квадрат метирлиқ бир орунни иҗаригә елип, хизмәтлирини тәртиплиши вә голландийидики уйғурларниңму муқим вә мустәқил бир йәр һазирлап, әвлад тәрбийиси үчүн һеммәт қилишлиридәк тилға елип өтүшкә тегишлик хушхәвәрләргә шаһит болғанлиқидин сөйүнгәнликини билдүрди.

Голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң йеңи ечилған хизмәт залида ечилиш мурасим паалийити елип берилди. 2013-Йили 1-январ, голландийә.
Голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң йеңи ечилған хизмәт залида ечилиш мурасим паалийити елип берилди. 2013-Йили 1-январ, голландийә.
RFA/Pidaiy

У йәнә соаллиримизға җаваб берип: шималий явропа ислам бирлики йиғиниға қатнишип қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, мәзкур йиғинға иштирак қилиш җәрянида, нурғун тәшкилатларниң вәкиллири вә мәшһурлар өз ‏- ара учришип, улар арисида қоюқ мунасивәт пәйда болушқа башлиған.

У йәнә йиллардин бири аңлиған-көргәнлири асасида асия вә явропадики муһаҗир уйғурларниң тәқдири һәққидики селиштурма көзитишлирини аңлатти.

Униң тәхмин қилишичә; хитайлар явропа тупрақлиридики иқтисади саһәләргә тәсир қилалисиму, явропадики инсан һәқлириниң еғир салмақни игилиши сәвәблик, асия мәмликәтлиридики муһаҗир уйғурлар дуч келиватқан хәтәрлик қисмәтләрниң явропа тупрақлириға қол созуп келиш мумкинчилики бир қәдәр узақ вә йәңгил болидикән.

Ахирида, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәт һаҗим билән өткүзгән сөһбитимизниң сөз темиси голландийигә мәркәзләшти. У голландийидики сиясий панаһланғучи уйғурларниң тәқдири һәққидики көз қарашлирини изаһлап, панаһлиқ ишлириниң тәслишип кетишидә панаһлиқ тилигүчи уйғурларниң сәмимийити вә сәвийисиниң муһим орунда туридиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.