Яврупа шәрқий түркистан бирликиниң 18 - нөвәтлик сайлими өткүзүлди

Яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң 18 - нөвәтлик сайлими 8 - янивар күни германийиниң мюнхен шәһиридә өткүзүлди.
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2012.01.09
yawrup-sherqiy-turkistan-birlik-teshkilati-305.png Сүрәттә яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң кона идарә һәйәт әзалири
Photo: RFA

Сайламға көп санда уйғурлар қатнашти. Сайламға мәзкур тәшкилатниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди риясәтчилик қилди. Һәр қетимқиға охшаш, бу нөвәтлик сайламму шәрқий түркистан истиқлал маршини оқуш билән башланди.
2006 - Йилидин 2012 - йили 8 - яниварғичә яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәисликини өтәп кәлгән долқун әйса әпәнди сайламдин илгири сөз қилип, тәшкилатниң 5 йилдин буянқи сиясий, иҗтимаий паалийәтлири үстидә доклат берип өтти. Долқун әйсадин кейин сөзгә чиққан тәшкилатниң баш катипи гүлнар ханим яврупа шәрқий түркистан бирликиниң малийә әһвалидин доклат берип өтти.

Йиғин җәрянида, илгири яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатида вәзипә елип хизмәт көрсәткән гүлнар ханим, абдушүкүр әпәнди вә вәли әпәндиләр вәтән хизмити йолида көрсәткән нәтиҗилири үчүн тәшкилат тәрипидин алаһидә лайиһиләнгән ләвһәләр билән тәқдирләнди. Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди мукапат тарқитиш алдида, уларға юқири баһаларни бәрди.

Сайламдин илгири шеһитләргә атап қуран тилавәт қилинди. Сайлам демократик усулда елип берилип, абдуҗелил қариһаҗим рәисликидики 13 нәпәр йеңи намзат яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң идарә һәйитидин орун алди. Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, бу қетимқи сайламниң демократик принсипларға толуқ әмәл қилған бир сайлам болғанлиқини муәййәнләштүрди. яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң йеңи рәиси абдуҗелил қариһаҗим сайламға қатнашқан җамаәткә өз ирадисини ипадә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.