Явропа уйғурлириниң бирләшмә мәшрипи өткүзүлди

3 - Айниң 14 - күни, германийиниң мюнхен шәһридә "яврупа мәшрипи" өткүзүлди. Бу бирләшмә мәшрәпкә германийә, голландийә қатарлиқ әлләрдики уйғур мәшрәп әһлиниң вәкиллири қатнашқан болуп, бу қетимқи мәшрәп бәш саәттин артуқ давам қилған.
Мухбиримиз әкрәм
2010.03.15

Германийидики чоңлар мәшрипиниң қазиси нурмуһәммәд розахун әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң әйни заманда шәрқий түркистандики мәшрәп ойниған яшларни тутқун қилғанлиқини вә бастурғанлиқини, явропа уйғурлириниң бу ән - әниви миллий адәтлирини давамлаштурушиниң зөрүрликини тилға алди һәмдә бу қетимқи бирләшмә мәшрәпниң көңүллүк ахирлашқанлиқини әскәритти.

Нурмуһәммәд розахун әпәнди, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқидин кейин, пүтүн дунядики уйғурларниң роһи җәһәттин йәнә бир қетим ойғанғанлиқини, барлиқ уйғурларниң бирлик, инақлиққа йәниму илгирлигән һалда етибар беришниң зөрүрликини чуңқур тонуп йәткәнликини, пүтүн дуня уйғурлириниң бир мушт болуп уюшишиң зөрүрликини тилға алғандин кейин, бу хил бирләшмә мәшрәп өткүзүштики түп мәқсәтниң алди билән явропа уйғурлири арисидики бирлик, иттипақлиқни техиму илгири сүрүштин ибарәт икәнликини тәкитлиди.

Бу қетимқи мәшрәпкә голландийидин келип қатнашқан голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси, голландийидики уйғур мәшрипиниң вәкили бәхтияр әпәнди, бу қетимқи мәшрәптә германийә, голландийә вә белгийә уйғурлириниң бундин кейин һәр үч айда бир қетим бирләшмә мәшрәп өткүзүш нийитигә кәлгәнликини, бу қетим германийидә өткүзүлгән мәшрәпниң бу планниң тунҗи қәдими һесаблинидиғанлиқини ейтти.

Голландийә уйғур мәшрипиниң вәкиллиридин зәйнидин әпәндиму, яврупа мәшрипиниң пүтүн явропадики уйғурлар арисида омуми бирликни вуҗудқа чиқиришни түп ғайә қилғанлиқини тәкитлиди.

Һазир чәтәлләрдики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан дөләтләрниң һәммисидила дегүдәк түрлүк шәкилдики мәшрәпләр давам қиливатқан болуп, бу мәшрәп әһли чәтәлдики сиясий дәваниң таянч күчлиригә айлинип қалған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.