Йәкәндә коча чарлаш сақчилири көпәйтилди

Хитай һөкүмәт даирилири башқуруш вә назарәтни күчәйтиш үчүн, қәшқәр вилайити бойичә йеңидин 400 нәпәр коча чарлаш сақчилирини көпәйткән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.04.21
Urumchi-kochilirida-charlash-Xitay-qoralliq-saqchi-305 Сүрәт, 2010 - йили 3 - ийул, "5 - ийул вәқәси" һарписида үрүмчи кочилиридики хитай сақчилириниң чарлаш әтрәтлиридин бир көрүнүш.
AFP Photo

Хитайниң тәңритағ тори хәвиридин мәлум болушичә, бултур 10-айдин буян қәшқәр вилайити тәвәсидики һәрқайси наһийиләрниң тинч муһитиға капаләтлик қилиш үчүн, қәшқәр вилайити тәвәсидики наһийиләрдә әслидики сақчиханилар кеңәйтилип сақчилар көпәйтилгән. Хәвәрдә дейилишичә, йеңидин көпәйтилгән сақчиларға алий техником яки оттура техникомдин юқири мәлуматлиқ болуш тәлипи қоюлған болуп, улар бултур 10-ай мәзгилидә елинған дөләт мәмури хадимлирини таллаш имтиһаниға бир туташ қатнашқанлар арисидин талливелинған икән.

Хәвәрдә қәшқәр тәвәсидә йеңидин көпәйтилгән сақчиларниң конкрет сани, милләт тәркиби һәм қандақ вәзипиләрни өтәйдиғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат берилмигән. Әмма бултурқи дөләт мәмурлирини таллаш имтиһаниға қатнишип, йәкәндики мәлум сақчиханида чарлаш сақчиси болуп ишләватқан бирәйләнниң билдүрүшичә, бултур имтиһан елиш арқилиқ, қәшқәр тәвәсидин 400 нәпәр сақчи қобул қилинған.

Зияритимизни қобул қилған бу сақчи хадими бизгә, бултур қобул қилинған сақчиларниң үрүмчи сақчи мәктипидә 6 ай тәрбийилинип, 4-айниң оттурилири рәсмий ишқа чүшкәнликини билдүрди.

Бу сақчи хадими мухбирниң йәкәнниң нөвәттики вәзийити һәққидә сориған соалиға җаваб бәргинидә толиму юмурлуқ қилип, “бу йәрниң вәзийити тинч, биз уйғурлар қулиқи әң юмшақ хәлқ” дәп җаваб бәрди. Арқидинла у мухбирниң 19-апрел қәшқәрдә бир нәпәрниң уйғурниң 6 нәпәр хитайни пичақ билән яриландуруп, арқидин өзини өлтүрүвалған вәқә һәққидә сориған соалиға җаваб бериштин баш тартип, “биз аңлимаймиз бундақ гәпләрни, һәрқайсиңлар нәдин аңлайсиләркин?” деди.

Мухбир униңдин һөкүмәт хәвәрлиридә уйғур вәзийитини тинч дәп тәшвиқ қилиду? ундақта немә үчүн сақчиларни көпәйтти ? дегән соалиға җаваб берип: “шу, һөкүмәт вәзийәтни тинчитимиз дәп сақчиларни көпәтти” дәп җаваб бәрди.

Бу сақчи хадими йәнә қәшқәр вилайәт тәвәсидин йеңидин қобул қилинған сақчиларниң йеримидин көпрәкиниң уйғур икәнликини, буниң һөкүмәтниң сақчи хадимлири ичидә аз санлиқ милләтләрни көпәйтиш қарариға асасән болғанлиқини, шундақла йәкән тәвәсидики уйғур сақчилириниң һәр күни хитай сақчилириниң һәмраһлиқида толуқ қоралланған һалда кочиға чиқип чарлаш вәзиписини орунлайдиғанлиқини билдүрди.

У мухбирниң немә үчүн әслидики кәспини өзгәртип, сақчилиқ кәспини талливалғанлиқи һәққидики соалиға җаваб берип, һазир сақчи болғанларниң мааши дөләт мәмурлириниң мааш өлчими бойичә бекитилгини үчүн, алий мәктәпләрни түгитип узун йил иш күтүп турған һәм әслидә хизмити бар болсиму, лекин мааши төвән болғини үчүн, турмушини қамдашқа амалсиз қалған өзигә охшаш уйғур яшлириниң әслидә оқуған кәсиплири билән һечқандақ бағлиниши болмиған сақчилиқ кәспини талливалғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити бултур уйғур аптоном район тәвәсидә иш күтүп турған алий мәктәп оқуғучилирини һәр бир аилидин бир кишини ишқа орунлаштуруш бәлгилимиси түзүп, дөләт мәмури имтиһаниға қатнаштуруп, ишқа орунлаштуридиғанлиқини җакарлиған иди. Әмма радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бултурдин буян ишқа орунлаштурулған алий мәктәп оқуғучилириниң зор көпчилики муһит асраш идарилириниң тазилиқ хадимлири, йеза кадирлири, пиланлиқ туғут, сақчи, аманлиқ қоғдаш қатарлиқ хизмәтләргә орунлаштурулған. Һалбуки бултурдин башлап оқуш пүттүргән алий мәктәп оқуғучилири түркүм-түркүмләп хитай өлкилиригә қайта тәрбийилиниш намида әвәтилишкә башлиған. Уйғур елидә йеңидин қурулуватқан хитай ширкәтлиригә болса хитай өлкилиридин алий мәктәпләрни түгитип хизмәт тапалмиған хитайлар “шинҗаңға ярдәм бәргүчи зәрбидарлар” намида түркүмләп орунлаштурулушқа башлиған. Хитай өлкилиридин кәлгән бу йеңи көчмәнләр йәнә, уйғур елидики мәктәпләргә қош тил оқутқучиси һәм һөкүмәт органлириға иқтидарлиқ хадим дегән намларда орунлаштурулмақта икән.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити нәччә 10 йилдин буян ғәрбни ечиш намида уйғур елигә көпләп хитай көчмәнлирини йөткигини үчүн, райондики уйғурларниң тирикчилик муһити тарийип кетип, уйғурларниң наразилиқи һәссиләп ашқан. 2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи вәқәси” болса уйғурларниң наразилиқиниң конкрет ипадиси болған. Мана мушундақ шараитта, хитай һөкүмити йәрлик уйғурларниң наразилиқини пәсәйтип, районда өзи арзу қилған “тинч тәрәққият муһити”ни бәрпа қилиш, техиму көплигән хитай көчмәнлирини орунлаштуруш үчүн, районда сақчи һәм қораллиқ сақчиларни һәссиләп көпәйткән. Лекин мәтбуат саһәсидә болса, өзиниң бу муддиасини пәрдазлап, “райондики уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрдин болған иш күтүп турған алий мәктәп оқуғучилирини ишқа орунлаштурдуқ” дәп тәшвиқ қилған болса, өзиниң бастуруш сияситини йошуруп, “райондики һәр милләт хәлқи үчүн тинч, муқим тәрәққият вәзийити яраттуқ”дәп тәшвиқ қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.