Йәмәндики намайиш сәвәбидин уйғур оқуғучилар билим ашуруватқан университетларда дәрс тохтап кәтти

Йәмәнниң һәр қайси университетлирида һазир 17 дин артуқ уйғур оқуғучи оқуватқан болуп, намайиш башланғандин кейин университетларда дәрс тохтиған.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.04.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yemen-namayish-tutqun-305.jpg Йәмән әскәрлири намайишчиларни тутқун қилмақта. 2011-Йили 20-апрел.
AFP

32 Йилдин буян йәмәнгә һөкүмранлиқ қиливатқан абдуллаһ салиһниң диктатор һакимийитиниң ағдурулуши, иҗтимаий һаятниң яхшилиниши, адаләтниң бәрпа болушини мәқсәт қилған тәләпләрни оттуриға қоюп елип бериливатқан намайиш 79 күндин буян давам қилмақта.

Анатолийә ахбаратиниң йәмәндә хизмәт қиливатқан яшлар инқилаби халисанә дохтурлар бирләшмисиниң әзаси доктор муһәммәд айдәрустин нәқил қилип билдүрүшичә, намайиш башланған 79 күндин буян һазирғичә йәмәндики намайиш вә тоқунушларда 360 киши һаятидин айрилған вә 2000 дин артуқ киши яриланған.

Ихлас хәбәр агентлиқиниң 21‏- март күнидики хәвиригә қариғанда, йәмәнниң пайтәхти санада чаршәнбә күни өткүзүлгән намайишта 3 киши һаятидин айрилди. Таиз шәһиридә 2 киши һаятидин айрилип 60 киши яриланди. Намайишчилар 32 йилдин буян һөкүмранлиқ йүргүзгән салиһниң диктатор һакимийитини өзгәртиш, иҗтимаий һаятни яхшилаш, адаләтни бәрпа қилиш дегәнгә охшаш тәләпләрни оттуриға қоюп 2 айдин бири намайишни давам қилмақта. Түнүгүнки намайишта намайишчилар абдуллаһ салиһни истепа беришкә чақирған болсиму абдуллаһ салиһ рәт қилған.

Биз йәмәндә оқуватқан уйғур оқуғучилар тоғрисида мәлумат елиш үчүн йәмәнниң пайтәхти санада мәлум бир университетта оқуватқан уйғур мустапа исимлик оқуғучи билән сөһбәт елип бардуқ.

Мустапа әпәндиниң билдүрүшичә, йәмәнниң һәр қайси университетлирида һазир 17 дин артуқ уйғур оқуғучи оқуватқан болуп, намайиш башланғандин кейин университетларда дәрс тохтиған. Газ тохтап кетип, мал баһаси өрләп кәткән, хәлқниң турмуши начарлашқан. Бир қисим уйғур оқуғучилар бихәтәрликни көздә тутуп башқа йәрләргә кәткән болсиму, көпинчә уйғур оқуғучилар намайишниң ахирлишип университетларда қайтидин дәрс башлинишини күтүп турмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.