Хитай йәнә 319 адәмниң тутқун қилинғанлиқини елан қилди

Хитай даирилири уйғур ели даирисидә кәң көләмлик қоғлап тутуш һәрикити қозғап, 5 ‏- уюл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик, дәп гуман қилған уйғурларни қолға елиш, тутқун қилишни йолға қоймақта.
Мухбиримиз әркин
2009.08.03
Xitay-tutqun-qilmaqta-Qatillarchu-305.jpg Сүрәт, хитаниң news.xinhuanet.com То бетида елан қилинған, уйғур елидә йәнә 319 адәм тутқун қилинғанлиқи елан қилинған мақалиниң темиси вә 7 - ийул күни, хитай пуқралириниң қалтәк - қиличлар билән уйғурларни үлтүрүш вә бастуруш үчүн үрүмчи кочисида йүрүш қиливатқан көрүнүшләрдин бири.
Youtube Вә news.xinhuanet.com Дин елинди.

Райондин кәлгәхәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити йәнә бир түркүм уйғурларни қолға алған. Районниң вәзийитидики җиддичилик хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә салмақта.

Хитайниң шинхуа ахбарат агентлиқи түнүгүн үрүмчидики хитай сақчи даирилириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, уйғур илидики хитай сақчи даирилириниң 5 - июл үрүмчи вәқәсигә арилашқан, дәп Гуман қилған кишиләрдин йәнә 319 адәмни қолға алғанлиқини Елан қилди. Үрүмчи сақчи даирилириниң шинхуа агентлиқиға бәргән бу һәқтики мәлуматида қолға елинғанларниң миллий тәвәликини, қолға елинғанлар ичидә хитайларниң бар - йоқлуқини тилға алмиған, лекин қолға елинғанларниң бир қисими үрүмчидин, йәнә бир қисими уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин тутқун қилинғанлиқини илгири сүргән.

Бу хитай йеқинқи бир һәптидин буян елан қилған тутқунларниң саниға аит 2 ‏- түркүмдики тизимлик болуп, хитай һөкүмити буниңдин бурун йәни 29 - июл күни 253 адәмниң қолға елинғанлиқини елан қилған иди. Хитай һөкүмити районда тәртипниң әслигә кәлгәнликини җакарлиған болсиму, лекин райондин кәлгән кишиләр уйғурларниң вәһимә ичидә яшаватқанлиқини илгири сүрмәктә. Районниң вәзийитидики бу җиддийчилик кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә селип, уларда районға хәлқара тәкшүрүш өмики әвәтиш һәққидики чақириқни күчәйтиватиду.

Мәркизи америкиниң ню йорк шәһиридики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлар мутәхәссиси доктор софие ричардсон ханим радиомизға елан қилған бу һәқтики баянатида " биз хитай һөкүмитини үрүмчидә йүз бәргән ‏5 ‏- июлдики қалаймиқанчилиқ үстидин хәлқараниң мустәқил тәкшүрүш елип беришиға йол қоюп, немә вәқә йүз бәргәнлики үстидин техиму ениқ чүшәнчә һасил қилишқа чақиримиз. Биз йәнә һәр иккила тәрәпни өзини тутувелишқа чақириш билән биргә, һәр иккила тәрәпниң зораванлиқ һәрикәтлирини әйибләймиз. Шундақла биз хитай һөкүмитидин райондики қалаймиқанчилиқни кәлтүрүп чиқарған сияситини әстайидил көздин кәчүрүшкә чақиримиз " дәп көрсәтти.
 
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғаватқан нөвәттики әң җиддий мәсилиләрниң йәнә бири, хитай даирилириниң қолға елинған уйғурларни қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқидур. Даириләр вәқәгә қатнқашқан, дәп қаралғанларни сотлаш хизмити 8 ‏- айниң оттурлирида башлинидиғанлиқини елан қилди. Хитай тәрәпниң мәлуматиға асасланғанда, хитай һөкүмитиниң қолидики тутқунларниң сани 1800 әтрапида, лекин дуня уйғур қурултийиниң статистикисида болса вәқәдә из ‏ - дерәксиз йоқалған уйғурлар 10 миңға йетиду.

Әгәр хитай тутқундики намайишчиларни сотлашни башлиса қанчилик уйғурниң сотлинидиғанлиқи мәлум әмәс. Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики ричардсон ханим, сотниң ашкара вә хәлқара әдлийә өлчәмлиригә уйғун усулда елип берилишини, кишиләрниң өзини ақлишиға йитәрлик пурсәт берилишини тәләп қилди. У мундақ дәйду":хитайда кишиләр қануни тәртипләр бойичә сотлинамду ? улар өзи халиған ақлиғучи адвокатни тәклип қилаламду ? улар өзигә қарши оттуриға қоюлған пакитлар алдида өзини ақлияламду ? алақидар кишиләрниң сотни көзитишигә йол қоямду ? дегәнләр, биз даим чоңқур әндишә қилип келиватқан мәсилиләр. Чүнки хитай җинайи ишлар қанунидики мәһбуслар һоқуқиға даир бәлгилимиләр даим сот җәрянида нәзәргә елинмай келиватқан әһваллар мәвҗүт. Биз алдимиздики шинҗаңда елип берилидиған сотларда бу әһвалниң тәкрарлинишидин әндишә қилимиз".

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йәнә бир тәнқид обикти болса, америка башчилиқидики ғәрб димократик әллириниң үрүмчидики вәқәгә җиддий инкас қайтурмиғанлиқидур. Америка үрүмчидики вәқәгә наһайити җиддий муамилә қиливатқанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин ашкара сорунларда наһайити иһтиятчан позитсийә тутуп кәлди. Америка ташқи ишлар министирлиқи 31 ‏ - июл күни елан қилған мәзкур вәқә тоғрисидики баянатида, үрүмчи вәқәси хитайдики аһалиләр арисидики җиддийчилик пәйда қилған тоқунуш икәнликини, лекин хитайниң бу җиддийчиликни һәл қилишта қолланған һәрикити америка вә хәлқара җәмийәт көңүл бөлидиған мәсилә икәнликини билдүргән иди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики ричардсон ханим америка һөкүмитиниң үрүмчи вәқәсидики позитсийисигә баһа берип,америкиниң немә ишларни қилғанлиқини сориди. У" америка бу вәқәгә җиддий көңүл бөлидиғанлиқини ениқ ипадилиши керәк. Биз мәсилән, бейҗиңдики америка әлчиханиси хадимлириниң үрүмчигә әвәтилгәнликини билимиз. Лекин улар өзи байқиған әһваллар тоғрисида доклат елан қилиду, дәп қаримаймән. Америка ташқи ишлар министирлиқидикиләр мәтбуатларға баянат елан қилип, шинҗаң вәзийитидин наһайити қайғуруватқанлиқини билдүргәнниң сиртида, тәпсилий диталлар үстидә тохтилип бақмиди. Улар немә иш қилғанлиқини бизгә ейтиши керәк" дәйду.

Хитай үрүмчи вәқәсидә қолға елинғанларни сотлаш хизмити8 - айниң оттурилирида башлинидиғанлиқини елан қилишниң алдида, хитайниң бейҗиң шәһәрлик әдлийә идариси уқтуруш тарқитип, бейҗиңдики хитай кишилик һоқуқ адвокатлириға үрүмчи вәқәсигә алақидар әрзи - шикайәтләрни қобул қилиш ишлирида еһтият қилишни тәкитлигән. Бейҗиң шәһәрлик әдлийә идарисиниң мәзкур уқтуруши кишилик һоқуқ адвокатлириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап, бу кишиләрниң адил сотлиниш һоқуқиға дәхли тәрүз йәткүзгәнлик, дәп әйиблигән иди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.