"Зорийиватқан хитайға қарши йеңи бир иттипақ қуруламду?"
2010.11.23
Түркийилик истратегийә мутәхәссиси синан оган әпәнди бу һәқтә өз мулаһизисини елан қилған болуп, у америкиниң дәриҗидин ташқири күч болуштәк орнини сақлап қелиш үчүн оттура асия вә җәнубий асияниң өзи үчүн қанчилик муһим икәнликини тонуп йәткәнликини оттуриға қойған. Төвәндә бу һәқтики мақалиниң мәзмунидин мухбиримиз ирадә мәлумат бериду.
Түркийә хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизиниң башлиқи синан оган әпәнди тәрипидин бу тәтқиқат мәркизиниң тор бетидә елан қилинған мақалидә америкиниң йеқиндин буянқи оттура асия вә җәнубий асия сиясәтлиригә қарита мулаһизә йүргүзүлгән. Мақалиниң бешида 90- йилларда дуняниң сиясий сәһнисидә көзгә челиқмайдиған хитайниң җимҗит һалда иқтисадини тәрәққий қилдурғанлиқи вә кейинки он йилда дуня сәһнисигә бирдинла зор күч болуп чиққанлиқи баян қилинған.
У 90- йилларда америкиниң пүтүн диққитини оттура шәрқ дөләтлиригә қаритиши, 2001- йили 11- сентәбир вәқәсиниң йүз бериши билән ирақ урушиға киришип кетишиниң хитайниң өзини күчләндүрүшигә пурсәт яритип бәргәнликини, русийә вә хитайниң бу пурсәттин пайдилинип оттура асияда тәсир даирисини ашурғанлиқини баян қилиду. У бу һәқтә мундақ дәйду:
- Америкиниң ирақ патқиқиға петип қелиши униң дуняниң башқа районлириға, болупму оттура асия райониға йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлүшигә тәсир көрсәтти. Бу әлвәттә дәсләптә русийә вә хитайниң ишиға яриған иди. Шуңа, бу дөләтләр америкиниң ирақ патқиқидин чиқалмаслиқи үчүн васитилик йоллар арқилиқ һәрикәт қиливатиду дейишкә болиду.
Синан оган әпәнди, америка ирақ билән һәпилишиватқан мәзгилдә русийә вә хитайдин ибарәт икки дөләтниң район вә дунядики тәсирини ашурғанлиқини, болупму һәр икки дөләтниң оттура асияда америкиға қарши җәң елан қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини қурғанлиқини баян қилған. Әмма униң ейтишичә, бу тәшкилат гәрчә дәсләптә америкиниң оттура асиядики тәсирини азайтиш үчүн қурулғандәк көрүнгән болсиму, кейин униң хитайниң оттура асиядики тәсирини ашуруш үчүн хизмәт қиливатқанлиқи оттуриға чиқти. Буниң билән русийә вә башқа оттура асия дөләтлири ямғурдин қечип мөлдүргә тутулуп қалғанлиқини тонуп йетип, нәтиҗидә русийә хитайни өз ичигә алмиған "колликтип хәвпсизлик тәшкилати' ни қуруп уни күчләндүрүшкә башлиди.
Синан оган әпәнди хитай билән русийиниң көрүнүштә истратегийилик шериктәк көрүнсиму, әмәлийәттә һазир русийиниң хәвп елип келидиған дөләтләр тизимликидә биринчи болуп хитайниң барлиқини илгири сүриду. У мундақ дәп баян қилиду:
Әгәр, хитай мушу сүрәт билән зорийиши давам қилидиған болса, у һалда русийиниң узақ шәрқ райони хитайниң тәсири астида қалиду. Униң үстигә хитайниң ғайәт зор нопусиму русийиниң азийиватқан нопуси алдида бир тәһдит болуп турмақта. Шуңа бизниң тәтқиқат орнимизниң анализ қилишичә, мушу 15 йил ичидә районда йүксилип чиққан хитай тәһдитигә қарши америка, русийә, түркийә вә японийә қатарлиқ дөләтләр арисидики мунасивәтләрдә сәл қарашқа болмиғудәк дәриҗидә йеқинлишиш вә һәмкарлиқ оттуриға чиқиши мумкин.
Синан оганниң ейтишичә, кечикип болсиму, оттура шәрқтики мәвҗутлуқниң дуняви зор күч болушни давам қилдуруш үчүн бир пайда елип кәлмәйдиғанлиқини тонуп йәткән америка дәриҗидин ташқири дөләтлик салаһийитини қоғдап қелиш үчүн оттура асия вә җәнубий асиядики тәсирини ашуруш керәк. Америка үчүн 2020- йилларда америка вә явропаға тәһдит пәйда қилидиған хитайни қоршап туридиған җуғрапийидә йәр елиш интайин муһим. Синан оган әпәнди мундақ дәйду:
- Америка бу җуғрапийидә йәр алса пәқәт хитайнила әмәс, кәлгүсидики йәнә бир чоң күч дәп қариливатқан һиндистан вә атом бомбиға игә болған бирдинбир мусулман дөлити пакистан, америка вә исраилийә үчүн тәһдит дәп қариливатқан, ядро қоралиға игә болушни арзу қиливатқан иран вә шундақла русийини контрол астиға алалайду. Бундақ болғанда, америка дунядики муһим күчләрни иқтисадий, һәрбий вә сиясий җәһәттин бесим астиға елип, муһим енергийә мәнбәлирини тәсир астиға алиду. Шуңа мана буларни һес қилған америка һазир аста - аста оттура шәрқни ташлап, оттура асия вә җәнубий асияға маканлишиш үчүн һәрикәт қилишқа башлиди.
Синан оган әпәнди мақалисиниң давамида, һазир оттура асияниң америка үчүн муһим район һалиға кәлгәнликини, оттура асия вә җәнубий асия дөләтлирини ташқи сиясиитидики муһим күн тәртипкә киргүзгәнликини, америкиниң бундин кейин бу районларда мәвҗут болуш үчүн барлиқ тиришчанлиқини көрситидиғанлиқини илгири сүргән. У йәнә, әгәр хитай һазирқи тәрәққиятини охшаш сүрәттә давам қилған тәқдирдә, униң йеқин кәлгүсидә америкиға рәқиб һалиға келидиғанлиқини, шуңа бу хил вәзийәтниң кәлгүсидә һазир рәқиб көрүнүватқан русийә вә америкини йеқинлаштуруп, районда америка, русийә, түркийә вә японийә һәмкарлиқиниң барлиққа келидиғанлиқини илгири сүргән.