Истанбулда нәшр қилинған "оттура асия вә кафказийә-риқабәттин һәмкарлиққичә" дегән китабта уйғур мәсилисигә алаһидә орун берилгән
2010.12.27

Йеқинда "оттура асия вә кафказийә-риқабәттин һәмкарлиққичә" дегән китаб мармара китаб мәркизи нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китабни түркийә улудағ университетиниң оқутқучиси профессор тайяр ари әпәнди нәшргә тәйярлиған. Бу китаб 14 нәпәр доктор, профессор вә язғучилар тәрипидин тәйярланған илмий тәтқиқат мақалилирини өз ичигә алған.
512 Бәтлик бу китабта, хитайниң оттура асия вә кафказийә сиясити, хитайниң енергийигә болған еһтияҗиниң ешиватқанлиқи, хитай билән оттура асиядики қазақистан, түркмәнистан вә әзәрбәйҗан оттурисидики тәбиий газ вә нефит туруба линийисигә йетип келидиған хәвпләр вә тәһдитләр, оттура асияда уйғур мәсилиси һәққидә тәпсилий тохталған.
Бу китаб төт бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, оттура асияниң сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийити, бихәтәрлик мәсилилири, һәмкарлиқ хизмәтләр вә оттура асия дөләтлириниң ташқи сияситини бәлгиләйдиған асасий амиллар, реҗим бихәтәрликигә қарши кеңийиватқан сиясий риқабәт дегәнгә охшаш темиларни өз ичигә алған.
Китабта хитайниң оттура асия вә кафказийә сиясити һәққидә мундақ дейилгән: совет иттипақиниң парчилиниши хитай үчүн чоң бир пурсәт яратти. Хитай явру- асияға қарита йеңидин бир сиясәт йүргүзүшкә башлиди. Чүнки 1949 - йилдин 1991 - йилғичә болған арилиқта хитайниң әң муһим ғәрб вә шималий қошниси совет иттипақи иди. 1949 - Йилдин 1962 - йилиғичә болған арилиқта совет иттипақи хитайниң иттипақдиши вә бихәтәрлик қошниси иди. 1963 - Йилидин 1982 - йилғичә болған арилиқта совет иттипақи һәр заман хитайға һуҗум қилидиған әң чоң тәһдиткә айланди. 1982 - Йилидин 1991 - йилғичә болған арилиқта болса бейҗиң - москва мунасивәтлири йеңидин нормаллишишқа башлиған дәвр болди. 1991 - Йили совет иттипақи парчиланғандин кейин хитай үчүн йеңи бир пурсәт чиқти, хитайниң ғәрбий тәрипидики чоң күч совет иттипақиниң орниға қазақистан, қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләр қошна болди. Бу дөләтләр совет иттипақиға қариғанда бәк аҗиз болғанлиқи үчүн хитайға биваситә тәһдит һесабланмайтти. Бу үч йеңи оттура асия дөләтлири хитайниң ғәрбий чегралириниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзәләйтти. Хитайға нисбәтән буниңдин чоң бир тәһдит болса оттура асия дөләтлириниң мустәқил болуши билән бирликтә, йеқин қериндашлиқ мунасивәтлири болған уйғур районидики шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң җанлиниши иди. Шуниң үчүн хитайниң 1991 - йилиниң башлирида әң чоң бихәтәрлик әндишиси, совет иттипақидики түркистанда йенишқа башлиған мустәқиллиқ мәшилиниң хитайдики түркистанға тутишиши иди. Бу хәвп әндишә хитайниң оттура асия сияситини шәкилләндүргән әң муһим амиллардин бири болди.
Хитай билән русийиниң пайда мәнпәәт үстигә қурулған мунасивәтлири
Китабта йәнә, хитай - русийә мунасивәтлири һәққидә мундақ дейилгән: кейинки дәврләрдә хитай билән русийиниң йеқинлишишниң сәвәблиридин бири икки дөләтниң иқтисадий мәнпәәтлири иди. Мудапиә, енергийә саһәси вә тиҗарәт һәмкарлиқи саһәләрдә һәр икки дөләтниң ортақ мәнпәәтлири бар. Хитай русийидин заманиви пән - техника билән ясалған қоралларни хәлқара базарларға қариғанда әрзан баһада сетивалди. 1990 - Йилидин 1995 - йилғичә болған арилиқта русийә хитайға аран 12 милйон доллар қиммитидә қорал сетип бәргән иди. 1995 - Йилидин 1999 - йилғичә русийә хитайға 3.3 Милярд доллар қиммитидә қорал сетип бәрди. Хитай русийидин 2003 - йили 4.3 Милярд долларлиқ қорал сетивалди. 2004 - Йили бу рәқәм 33% пирсәнт ешип 5.7 Милярд долларлиқ қорал сетивалди. Буниң билән хитай һава вә деңиз армийисини заманиви әслиһәләр билән қоралландурди. Русийә болса қорал сетиш арқилиқ қорал санаитини күчләндүрди. Нөвәттики шәрт - шараитларда русийә вә хитайниң енергийә саһәсидә һәмкарлишиши һәр икки дөләтниң ортақ мәнпәити болуп қалди. Русийиниң кәң енергийә мәнбәлири барғансери истратегийә механизми болуп кәлмәктә. 2400 Километир узунлуқтики туруба йоли билән русийиниң ангарск шәһиридин хитайниң манҗурийидики дачиң шәһиригә нефит ақмақта.
Хитай билән русийиниң америкиға қарши мунасивәтлири
Китабта йәнә, хитай билән русийиниң йеқинлишишниң йәнә бир сәвәблиридин бириниң америкиға қарши туруш икәнлики һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: америка қарши туруш хитай - русийә мунасивәтлиридә муһим әһмийәткә игә. Икки қутуплуқ система йимирилгәндин кейин хитай, дунядики биринчи күч болуп мәйданға кәлгән америка билән мунасивәтлирини яхшилашқа мәҗбур болди. Һәқиқәтән совет иттипақи парчиланғандин кейин хитай үчүн америка билән мунасивәтни яхшилаштин башқа чарә йоқ иди. Шуниң үчүн 1970 - йилидин буян хитай вә америка оттурисида қурулған өз - ара мәнпәәтләр вә бағлинип қалған мунасивәтләрни бирдинла үзүп ташлаш хитай үчүн мумкин әмәс иди. Шуниң үчүн хитай америка билән қаршилашқан мәсилиләрдә хитайни қоллайдиған бир иттипақдаш издимәктә. Шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрқий явропаға кеңийишидин русийә тәһдит һес қиливатқан бир пәйттә, хитайму америкиниң, кишилик һоқуқ вә аз санлиқ милләтләрниң һоқуқлири һәққидә хитайға бесим қилишидин вә тәйвән билән болған һәр саһә сода - тиҗаритидин биарам болмақта. Америкиниң бир тәрәплимә сиясәт йүргүзүши, русийә билән хитайниң сиясәт, бихәтәрлик, иқтисадий саһәләрдә һәмкарлишишни тезләштүрди. Шуниң үчүн хитай йеқинда русийини истратегийилик ортақ дәп қобул қилди. Русийә америкиниң бир қутуп һаләттә қелишиға қарши чиқип көп қутуплуқ бир сиясәт йүргүзүшкә башлиди вә асия сияситидә өзгириш пәйда қилди. японийә билән болған мунасивәтлирини күчәйтти вә корийә сияситини йеңидин көздин кәчүрди вә сиол билән болған мунасивитини қайтидин күчәйтти. Узун замандин бири ташлинип қалған шималий корийә билән техиму йеқин мунасивәт орнитишқа башлиди.
Косово мәсилисигә охшап кетидиған шәрқий түркистан вә чичәнистан мәсилилири
Китабта йәнә мундақ дейилгән: натониң югославийидики косово мәсилисигә арилишиши, чичәнистан вә шәрқий түркистанға охшаш косовоға охшаш аз санлиқлар мәсилиси болған русийә билән хитайни ташқи күчниң арилишишиға қарши турушқа мәҗбур қилди. Хитай үчүн бу хил хәлқара омумий бир иҗраатниң оттуриға чиқиши пәқәт шәрқий түркистан вә тибәт мәсилиси әмәс, бәлки тәйвәнниң мустәқил болуш басқучини тезләштүриду. Хитайни зиярәт қилған русийиниң сабиқ мудапиә министири игур родиноф, икки корийә, америка, хитай оттурисида атом бомба қоллинидиған бир уруш чиқип қалса, русийиниң сүкүт қилип турмайдиғанлиқини билдүргән. Игур родиноф русийиниң у районларда уруш болуп қалса, шималий корийә билән хитай иттипақини қоллайдиғанлиқиға ишарәт қилған.
Хитайниң оттура асия сияситидә шәрқий түркистан сиясити
Шәрқий түркистанниң муқимлиқниң давамлишиши, бихәтәрликиниң сақлиниши, хитайниң оттура асия дөләтлири билән қурған сиясий, иқтисадий, мәдәний һәмкарлиқни давам қилалишиға бағлиқ. Хитай йеқинқи заманлардин бири қирғизистан бихәтәрлик күчлирини күшкүртүп, америкиниң қирғизистандики паалийәтлиригә чәклимә қоюшқа үмид билән қаримақта. Хитай өзиниң бихәтәрлики үчүн қирғизистанда бир һәрбий база қурушни пиланлиди. Пурсәт тапқанда, хитай қирғизистанда америка вә русийидин кейин һәрбий база қурған үчинчи дөләт болуш еһтимали бар. Шәрқий түркистан мәсилисидә хитай үчүн чоң бир пурсәт чәтәлдики уйғур паалийәтчиләрниң чечилаңғу вә аҗиз болуши. Тибәттики далай ламаға охшаш бир лидәрниң йоқлуқи шәрқий түркистан һәрикитиниң чечилаңғу шәкилдә қелишиға йол ачти. Бу җәһәттә 1995 - йили әйса йүсүп алиптекинниң вапатидин кейин чоң бир бошлуқ болуп қалған иди. 2005 - Йили хитайниң түрмисидин азад болғандин кейин 2006 - йили дуня уйғур қурултийиниң рәиси болған рабийә қадир ханимниң хәлқара сәһнидә тонулуп мәйданға чиқиши, чечилаңғу уйғур һәрикәтлириниң бир йәргә топлинишиға шәрт - шараит һазирлап бәрди. Шәрқий түркистандики һәрикәтләрни бастуруш үчүн хитай хәлқара террорлуқни қоллиған қияпәткә киривалди. Оттура асияниң истратегийилик әһмийитиниң ешиши, хитайниң бихәтәрлик қайғулириниң чоңқурлишишқа йол ачти. Хитайлар шәрқий түркистандики азадлиқ һәрикәтлиригә қарши елип бериватқан һәрбий бастурушларда очуқ ғәлибигә еришишни арзу қилиду. Хитайниң һәрбий бастурушлири асасий җәһәттин уйғур мусулманлири үстидин елип берилғанлиқи үчүн хитай ислам дөләтлири билән болған яхши мунасивәтлириниң бузулушидин әндишә қилмақта. Шуниң үчүн хитай ислам дөләтлири билән болған мунасивәтлиридә баравәр муамилә қилишқа урунмақта.