Йәкәндә бир деһқан хитайниң өй чеқиш зораванлиқиға хитай қанунлирини тамға чаплап қаршилиқ көрсәтти

Йәкән наһийә базиридики аһалиләр хитайниң өй чеқиш зораванлиқиға һәр хил шәкилләрдә қаршилиқ көрсәтмәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.04.19
yeken-xeritisi-305.jpg Йәкәнниң хәритидики орни.
google map

Өткән һәптә сәйчи кәнтидики йүздин артуқ киши чеқилмақчи болған имарәтниң алдиға топлинип, топа иттириш машинисиниң алдини тосуп қаршилиқ көрсәткән. Түнүгүн мәзкур кәнттики йәнә бир нәпәр деһқан, чеқилмақчи болған өй ‏- имарәтләрниң тамлириға хитай йәр -мүлк қануниниң алақидар маддилири бесилған варақчиларни чаплап, хитайниң өй чеқиш зораванлиқиға қаршилиқ көрсәткән. Төвәндә бу һәқтә тәпсилий хәвәр аңлайсиләр. Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди.

Йәкән наһийә базирида бир түркүм өй имарәтләрни чеқиш вә бир қисим терилғу йәрләрни деһқанларниң қолидин еливелиш зораванлиқи йәнә давамлашмақта. Түнүгүн наһийиниң бир түркүм әмәлдарлири өйи чеқилидиған аһалиләр райониға йетип кәлгән. Булар асаслиқи уйғур әмәлдарлар болуп, булар өйи чеқилидиған аилиләргә қаршилиқ көрсәтмәслик һәққидә идийиви хизмәт ишлимәктә.

Өткән һәптә топа иттириш машинисиниң алдиға өтүп қаршилиқ көрсәткән аһалиләр, бу қетим йәнә башқа бир шәкилдә қаршилиқ көрсәткән.

Мәлум болушичә, аһалиләр шәһәр қурулушиға, болупму шәһәрниң кеңәйтилишигә қарши әмәс. Әмма улар бу қурулушниң зораванлиқ билән әмәс, бәлки чүшәндүрүш, пикир елиш вә төләм бериш йоли билән елип берилишини тәләп қилмақта. Гәрчә наһийилик йәр башқуруш идарисиниң мәсули қурулуш пиланини аһалиләргә чүшәндүргәнликини ейтқан болсиму, йәрлик аһалиләр ишниң бундақ болмиғанлиқини, әксичә уларниң алдамчилиқ вә зораванлиқ билән қурулушни давамлаштуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.