Сақчи идариси үстидин шикайәт хети язған дилбәр тохти билән сөһбәт
Мухбиримиз миһрибан
2009.05.25
2009.05.25
Телефонимизни дилбәр тохти ханимниң аписи амангүл ханим алди, амангүл ханим қизиниң техи қайтип кәлмигәнликини ейтип, бизгә күйоғли мәмәттурсун ташниң өлүм сәвәбини вә униң олумидин кейин, юқири органларға әрз қилғанлиқи сәвәбидин, сақчиларниң ери вә қизини тутуп туруш орниға солап қойғанлиғини дәп бәрди.
Биз дилбәр ханим билән ериниң өлум сәвәби һәққидә соһбәт елип бардуқ. Сөһбәт җәрянида дилбәр тохти ханим ериниң өлүм сәвәби вә һөкүмәт тәрәпниң бу дилони бир тәрәп қилиш җәрянида, сақчи идариси тәрәпкә ян бесип, дилони адил бир тәрәп қилмиғанлиқи үчүн, өзиниң бу қарарға нарази болуп, йәркән наһийилик сақчи идариси вә йәркән наһийисидики мунасивәтлик органлар үстидин, юқири дәриҗилик органларға әрз қилғанлиқини, нәтиҗидә дадиси билән биллә йәкән наһийилик сақчи идариси тәрипидин, тутуп туруш орниға қамап қоюлғанлиқини баян қилди.
Дилбәр тохти сөһбәт җәрянида, ери мәмәттурсун ташниң 2006 - йили 1 - айниң 24 - күни йәкән наһийилик сақчи идарисиниң гүлбағ йезилиқ сақчиханиси тәрипидин тутуп кетилип, вен җиңшйән исимлик сақчи хадими тәрипидин қаттиқ қийнақ арқилиқ сорақ қилинғанлиқини, сақчиларниң күшкүртиши билән, йәнә бир камердики қасим, турсун қатарлиқлар тәрипидинму урулғанлиқини, нәтиҗидә 11 күндин кейин йәни 2006 - йили 2 - айниң 6 - күни, сақчиханиниң тутуп туруш орнида, һечқандақ қолға елиш буйруқи болмиған, техи җинайити бекитилмигән, җаза һөкүм қилинмиған әһвал астида өлүп кәткәнликини баян қилип өтти.
Дилбәр тохти ханим, йәкән наһийилик тәптиш идариси қанун дохтури әһәт әхмәтниң тәкшүрүшигә асасән, мәмәттурсун ташниң һәқиқәтән қаттиқ қийнақ вә таяқ зәрбисидин өлгәнликини бекиткәнликини дәп бәрди.
Дилбәр ханим йәкән наһийилик тәптиш идарисиниң бу делони адил бир тәрәп қилмиғанлиғини баян қилип, йәкән наһийилик тәптиш идарисиниң 2006 - йили чиқарған 1 - номурлуқ һөкүмнамисидә, сақчихана башлиқи шу тоңренни вәзиписидин қалдуруш биләнла чәкләнгәнликини, әмма бир айдин кейинла бу һөкүмниму әмәлдин қалдуруп, ериниң өлүмигә сәвәбкар болған сақчи хадими вен җиңшйәнниң 110 дәп атилидиған җиддий мәлумат бериш идарисиға башлиқ қилип йөткиветилгәнликини, мәмәттурсун ташниң өлүмигә сәвәбчи болған сақчи хадимлириниң һечқандақ қануний җавабкарлиққа тартилмиғанлиқини баян қилип өттти.
Дилбәр тохти өзи вә дадисиниң үрүмчи қатарлиқ җайларға көп қетим әрз қилип барғандин кейин, 2009 - йили, даириләр мәмәттурсунниң анисиға 50 миң йүән хәлқ пули, аяли дилбәр тохти вә оғлиға 60 миң йүән төләм пули беришни һөкүм қилғанлиғини, лекин өзиниң бу һөкүмгә қайил болмай, төләп пул елишни рәт қилип, ериниң өлүмигә сәвәбкар болған сақчи хадимлирини қанун арқилиқ җазалап беришни тәләп қилғанлиқи учун, дадиси билән биллә сақчилар тәрипидин тутулуп солап қоюлғанлиғини мундақ баян қилди.
Биз дилбәр тохтидин немә учун ериниң өлум сәвәби вә йәкән наһийилик сақчи идариси қатарлиқ мунасивәтлик органлар үстидин әркин асия радио истансисиға бу шикайәт хетини язғанлиқиниң сәвәбини сориғинимизда у, бу вәқәни ахбарат орунлириға ашкариливетиш арқилиқ җәмийәттә ғулғула қозғап, һөкүмәтниң бу дило үстидин адил һөкүм чиқиришини қолға кәлтүрмәкчи икәнкини, өзиниң қанунниң адиллиғиға ишинидиғанлиқини баян қилди.
Соһбитимиз ахирида дилбәр тохти ханим, ери наһәқ өлуп кәткән болсиму, лекин йәкән наһийисидики қанун орунлириниң бу мәсилини адил бир тәрәп қилмиғанлиқи учун, өзиниң техиму юқири орунларға давамлиқ әрз қилидиғанлиқини, өзиниң пәқәт қанун арқилиқ һәқ - наһәқни айримақчи икәнликини, һазир мәхсус адвокат тутқанлиқини һәм әрзини давамлаштуруриданлиқини, бу йолда тохтап қалмайдиғанлиқини, пуқраларниң дәрди - һалиға йетидиған адил қанунниң барлиқиға һелиму ишинидиғанлиқини тәкитлиди.