Мәмәт тохти: б д т ниң бәлгилигән йәрлик милләтләр һәқ-һоқуқи, аптономийә қанунидин маһийәтлик пәрққә игә

Бүгүн йәни 13-сентәбир бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши тәрипидин “йәрлик милләтләрниң һәқ һоқуқи” һәққидә қарари мақулланғанлиқиниң бәш йиллиқ хатирә күни.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.09.13
memet-tohti-yighinda-305.jpg Брюсселда чақирилған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 13-нөвәтлик иҗраийә һәйити йиғиниға дуқ ниң явропа парламентида турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәнди қатнашти. 2011-Йили 16-18-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Мәзкур қарар, хитайни өз ичигә алған 143 дөләтниң имза қоюши билән мақулланған. Мәзкур муһим хәлқаралиқ қанунниң 113-маддисида “дөләт чоқум бу һәқ-һоқуқларниң қоғдилиши үчүн, йәрлик милләтләрниң пүтүн бу сиясий, қануний вә мәмурий җәрянларни чүшинишигә вә чүшәнгәнликигә капаләтлик қилиш үчүн зөрүр тепилғанда тәрҗиман вә башқа васитиләрни қоллиниш һәққидә йетәрлик тәдбирләрни елиши шәрт” дәп бекитилгән. Әмма шуниси ениқки мәзкур қануний һөҗҗәт хитай һөкүмити тәрипидин һечқандақ бир йәрлик милләт тилиға тәрҗимә қилинмай вә тонуштурулмай кәлди. Йеқинда мәзкур қануний һөҗҗәтниң уйғурчә нусхиси дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәндиниң әмгики арқилиқ тәйярланған иди.

Мәзкур хәлқаралиқ қануний һөҗҗәтниң мақулланғанлиқ хатирә күнидә мухбиримизниң мәмәт тохти әпәнди билән елип барған бу сөһбити миллий территорийилик аптономийә қанунида бәлгиләнгән һәқ-һоқуқлар билән, уйғурларға мунасивәтлик б д т дә қобул қилинған йәрлик милләтләрниң һәқ-һоқуқлар оттурисидики негизлик пәрқләр һәққидә давам етиду.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Мәзкур қануний һөҗҗәтниң инглизчисини Бу йәрдин Көрүң.

Б д т торбетидики хитайчә нусхисини Бу йәрдин Көрүң.

Қайси дөләтләрниң мақуллиғанлиқини биливелишни Бу йәрдин Көрүң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.