Климат өзгириши хәлқаралиқ сөһбитидә һәр қайси дөләт рәһбәрлири ирадә билдүрди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза йүзгә йеқин дөләтниң рәһбәрлири 22 - сентәбир күни нюйорокта чақирилған дуня климат өзгириши юқири дәриҗиликләр учришишиға қатнишип, климат өзгириши елип келиватқан тәһдитлик мәсилиләр һәм униңға қарши һәмкарлиқ вә тәдбирләр һәққидә музакирә елип барди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.09.22
UN-Kilimat-Yighinida-Koriye-prezidenti-305.jpg Сүрәттә, 22 - сентәбир, корийә президенти лий мйуң, австралийә баш министири кәвин родд вә русийә баш вәкили билән сәһнидә.
AFP Photo

Бу хәлқаралиқ бүйүк йиғилишта америка билән хитайниң позитсийиси нуқтилиқ орунда туриду.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләр юқири дәриҗиликлириниң дуня климат өзгириши мәсилиси бойичә сөһбәт йиғини 22 - сентәбир, сәйшәнбә күни б д т ниң нюйорокқа җайлашқан баш шитабида ечилишқа башлиди. Бу йиғин йәр шари климат мәсилилири бойичә ечилған әң чоң хәлқаралиқ йиғин һесаблиниду. Бүгүн бу йиғинға 192 әза дөләтләр вәкил әвәткән, йүзгә йеқин дөләтниң рәһбәрлири бу йиғинға бивастә қатнашқан.

Бу йиғин асаслиқи бу йил 12 айда данийиниң копенһаген шәһридә өткүзүлидиған б д т климат өзгириши йиғиниға қатнишиш алдидики сөһбәт йиғини болуп, бу йиғинға қатнашқан йүздин артуқ дөләт рәһбәрлири вә һәр қайси вәкилләр дуня климат өзгириши мәсилилири һәмдә йәр шари характерлиқ иссип кетиш һадисиси мәсилилири үстидә өзлириниң мәйданини ипадә қилиду һәмдә мувапиқ сөһбәтләр елип бариду.

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған б д т баш катипи бан киммон һәр қайси йиғин вәкиллири һәм дөләт рәһбәрлирини тиркишиш вәзийитигә йүзләнгән клмат өзгириши сөһбитини сиясий һәрикәтләндүргүч күч һалитигә елип киришкә, буниң билән копенһагенда елип берилидиған келишимнләрниң мувәппәқийәтлик болушиға биринчи қәдәмни ортақ бесишқа чақирған. У " биринчи қәдәмни басқандила башқа дөләтләрму қәдәм елишқа җүрәткә келиду " дегән.

Йиғинниң ечилиш мурасимидә америка, хитай, японийә, риванда, шветсийә, костарика, фирансийә қатарлиқ дөләт рәһбәрлири нотуқ сөзлигән.

Явропа иттипақиниң ирадиси қәтий болуп, 1990 - йиллардики керәксиз газ қоюп бериш миқдари асасида 2020 - йилиғичә қоюп бериш миқдарини 20% кемәйтиш шундақла тәрәққий қилған әлләр қатарида 30%кичә кеңәйтишкә мақуллиқини ипадилигән.

Америка 2020 - йилиға қәдәр 1990 - йилидики керәксиз газ оюп бериш миқдари асасида керәксиз газ миқдарини 17% кемәйтиш пиланини оттуриға қойған. Америка президенти барак обама йиғинда позитсийисини ипадиләп " биз бу бир әвлад инсанлар йәр шари характерлиқ һава иссип кетиш һадисисини җиддий һәл қилалмисақ тарих бизни сотлайду, бу мәсилә һәл қилинмиғанда кейинки әвладлар тосуп қалғусиз туюқсиз апәтләргә учрайду "дәп агаһландурған.
 
Тәрәққий қиливатқан әлләр ичидә хитай, һиндистан, бразилийә қатарлиқ дөләт рәһбәрлириму керәксиз газ қоюп бериш миқдарини 1990 - йилдикини асас қилғанда йәнә 25% тин 40% кичә кемәйтишни вәдә бәргән. японийә болса өзи билән биргә үчинчи дуня әллирини 1990 - йилидики асас бойичә 45% кичә кемәйтишкә чақирған.

Бу йиғинда дуняда әң зор керәксиз газ қоюп бериватқан дөләтләр болған хитай билән америкиниң позитсийиси нуқтилиқ диққәт тартиватқан болуп, йиғинниң биринчи күни, йиғинға қатнашқан хитай рәһбири хуҗинтав өз нутқида хитайда иқтисадниң ешишиға әгишип ешип бериватқан карбон төт оксидиниң һаваға қоюп берилиш миқдарини кемәйтидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән вә буниң билән дуня климат өзгиришигә елип келиватқан тәсирлирини азайтишқа болған ирадисини ипадә қилған.

Ху җинтав мундақ дегән : ‏"2020 - йилиға қәдәр җуңго хәлқ игиликидә һәр бир йүән хәлқ пули кәлтүрүп чиқарған парник еффекти газиниң қоюп берилиш миқдарини әң төвән чәктә контрол қилимиз."

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай гәрчә әзәлдин керәксиз газ һәмдә парник еффекти газини контрол қилиш һәққидә вәдиләр берип келиватқан болсиму, бу вәдилири хитайниң иқтисадий тәрәққияти билән болған зиддийәтниң танасипини сақлап кәлмәктә, хитайниң климат өзгиришидә бәргән һәр қандақ вәдиси вә һәрикитидә йәнила иқтисадий тәрәққиятини алдинқи орунға қоюп,иқтисадий тәрәққиятиға һечқандақ тәсир елип кәлмәсликни асас қилмақта.

Анализчиларниң қаришичә, әмәлийәттә хитай керәксиз газ қоюп беришни чәкләштә җиддий тәдбир алмиғанда, бу ғайәт зор муһит булғаш дөлити, дуня муһитиға еғир тәсир көрситиш билән тәң өз иқтисади, вә тәбиий муһитиғиму зор апәт яғиду."

Б д т шундақла явропа иттипақи шундақла нурғун әлләр, бу йил ахиридики копенһагенда клмат өзгиришигә даир дөләтләр арисида елип берилидиған сүлһи һәм келишимләрниң зиддийәтлик мәйданға айлинишидин әндишә қилмақта.
 
Дуня климат өзгириши сөһбәт йиғининиң ечилиш мурасимидин кейин мәзкур хәлқаралиқ бүйүк йиғин җәрянида 8 нөвәт юмилақ үстәл сөһбәтлири елип берилидиған болуп, икки айдин кейин копенһаген йиғининиң мувәппәқийити үчүн асас яритишқа даир мәсилиләр музакирә қилинидикән.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.