Абдулһәкимхан мәхсум: зиялийларниң йетәкләш мәсулийитиму бар

Йеқинда голландийидә хизмәт зияритидә болған түркийидики диний өлима абдулһәкимхан мәхсум зияритимизни қобул қилип, зиялийларниң хизмәт қилишла мәҗбурийити болмастин, бәлки йетәкләш мәсулийитиму барлиқини илгири сүрди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.01.14
Abdulhekimxan-mexsum-gollandiye-305.jpg Голландийидә хизмәт зияритидә болған түркийидики диний өлима абдулһәкимхан мәхсум әпәнди сөз қилмақта. 2013-Йили январ, голландийә.
RFA/Pidaiy

У йәнә, уйғур миллий дәвасини техиму юқири пәллигә чиқириш үчүн зиялийларниң ролиға сәл қарашқа болмайдиғанлиқини билдүрди.

Һәрқандақ бир милләт яки қовмниң илим адәмлири шу милләтниң мәвҗутлуқида кәм болса болмайдиған амилларниң биридур. Әмма, түрлүк баһанә-сәвәбләр билән зиялийлар сепидики өз мәҗбурийитини ада қилмайдиғанлар вә мәсулийитини тонумайдиғанлар һәққидә ислам немә дәйду?

Биз бу һәқтә түркийидә яшаватқан диний өлима абдулһәкимхан мәхсум һаҗим билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдулһәкимхан мәхсум һаҗим диний вә пәнни зиялийлар сепидә сақлиниватқан пассиплиқларниң сәвәблири вә һөкүмлири һәққидә тохтилиштин илгири, зиялийларниң бир милләттики орни вә вәзиписи һәққидә тохтилип, бүгүнки һәр саһә уйғур зиялийлириниң, мәйли исламий нуқтидин болсун, мәйли инсаний нуқтидин болсун вәтән-хәлқиниң ғемини йейиш мәҗбурийити барлиқини тәстиқлиди.

У, зиялийлар сепидики бир қисим кишиләрниң бүгүнки уйғур тәқдиригә мунасивәтлик хизмәтләргә сәл қаратқанлиқини әйибләп, зиялийларниң миллитиниң истиқбалиға мунасивәтлик йоллирида хизмәт қилишла әмәс, бәлки милләтни тоғра йолға йетәкләш мәсулийитимниңму барлиқини илгири сүрди.

У зиялийлар сепидики пассиплиқниң милләт роһиға тәсир көрситип, уйғурларниң мәҗбурийитидин қечишқа сәвәб болидиғанлиқини вә униң ақивитиниң хәтәрликликини әскәртти.

Зиялийларда сақлиниватқан бу мәсилилирини һәл қилишниң чариси һәққидә тохтап мундақ деди: уларға көп идийиви хизмәт ишләш лазим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.