Америкида уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди
2004.11.15
Америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң капалити астида шәнбә күни ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән "уйғурларда кишилик һоқуқ" дигән темидики муһакимә йиғинида, шәрқий түркистан мәсилиси, уйғур аптоном районидики хитай көчмәнләр мәсилиси, хитай билән уйғурлар оттурисидики миллий тоқунуш, террорчилиқ вә шәрқий түркистан мәсилисини қандақ һәл қилиш керәк дигән темилар бойичә талаш- тартиш болди.
Йиғинда америкиниң мәмликәт ичи вә сиртидин кәлгән уйғур мутәхәссисләр, сияси паалийәтчиләр, хитай демократийә сепидики нопузлуқ затлар сөз қилип, шәрқий түркистан вә уйғур мәсилисини муназирә қилди.
Зораванлиқ вастилар билән тиркишиш
" Бейҗиң баһари" жорнилиниң баш муһәррири ху пиң "ғәйри зораванлиқ вастилири билән тиркишишниң мүмкинчилик йоллири һәққидә" дигән темида сөз қилип, җоңголуқлар мәмликәт ичидә миллий кимликни тонуш мәсилисидә һечқандақ тәсиратқа игә әмәс иди, дәп көрсәтти. Ху пиң мундақ деди: "улар чәтәлгә чиққандин кейинла андин буни һис қилишқа башлиди. Тибәтләр, уйғурлар һәтта моңғолларниң нимә үчүн нарази болидиғанлиқини чүшәнди". Ху пиң, ғәйри зораванлиқ вастилири арқилиқ тиркишиш һәркитини тәшәббус қилип "зораванлиқ вастилар билән тиркишиш хитай даирилириниң қаттиқ васитиләр билән тақабил турушини кәлтүрүп чиқириши мумкин" деди. Ху пиң, бу әһвалда хәлқ һәрикитиниң зораванлиқ васитиләр билән мәқситигә йетишиниң мумкинчилики техиму азийиду, дәп көрсәтти.
Азадлиқ һәрикити вә террорчилиқ
Йиғинда түркийә явро - асийә стратегийә тәтқиқат мәркизиниң мутәхәссиси әркин әкрәм, милли азадлиқ һәрикити билән террорчилиқниң мунасивити, мустәмликичилик мәсилиси үстидә тохталди. Террорчилиқ аталғусиға ениқлима беришниң интайин қийинлиқини илгири сүргән әркин әкрәм "гәрчә хитай шәрқий түркистан һәрикитини террорчилиқ дәп елан қилған болсиму бирақ, һазирғичә русийә билән пакистандин башқа һечкимни ишәндүрәлмиди. Бу ахири берип хитайниң өзини хәлқарада қийин әһвалға чүшүрүп қойди." Деди. У мустәмликичилик мәсилиси һәққидә сөзләп "хитайниң шәрқий түркистандики мәвҗутлиқини мустәмликичилик һөкүмранлиқ дийишкә болиду. Буни зо зуңтаңниң падишаһға язған хәтлиридин испатлаш мумкин" деди. У йәнә "бу нуқтидин қариғанда б д т ниң 1960 йили қобул қилған 1514 - номурлуқ һөҗҗити, мустәмликә әлләрдики хәлқниң қораллиқ қаршилиқ көрситиш һәрикитини қанунлуқ дәп қариған" деди. Әркин әкрәм, шәрқий түркистан мәсилиси бир миллий мәсилә, хитай һөкүмити бу мәсилини иҗабий йол билән һәл қилмиса вәзийәт техиму яманлишиду, дәп көрсәтти.
Хитайлар уйғур мәсилисини тилға елишни халимайду
Йиғинда сөзлигүчиләрниң бири өркәш дөләт, "шинҗаң мәсилиси яки шәрқий түркистан мәсилиси хәнзулар тилға елишни анчә халимайдиған бир мәсилә" дәп көрсәтти. У мундақ деди:
"Мениңчә хитайларниң бу мәсилини тилға елишни халимаслиқидики сәвәпләрниң бири, бу райондики уйғурларға қаритилған зораванлиқ вә қанлиқ бастурушларниң бәк еғир икәнлики болса керәк. Бу мәсилини тилға елиштин өзини қачурушниң йәнә бир сәвәби, бәзилиримизниң уруқ - туққан, дост - бурадәрлири шинҗаңдики мустәмликичиликниң иштиракчилири болуши мумкин". Бирақ өркәш дөләт, уйғурлар йүзлишишкә тегишлик бәзи мәсилиләр билән йүзлишиши керәк, дәп көрситип " шинҗаңдики хитай көчмәнләрниң нупуси уйғурлар нупусидин ешип кәтти. Шәрқий түркистан кәлгүсидә мустәқил болған тәқдирдиму бу мәсилигә дуч келиду" деди.
Мустәмликичи һөкүмранлиқ
Өркәш, компартийини бу районда мустәмликичи һөкүмранлиқ йүргүзиватиду дийишкә болиду. Хитайниң мәзкур райондики сиясити буниңға тамамән уйғун" дәп көрсәтти. Умундақ дәйду: " хитай димократлири 15 йилдин бери бу мәсилидин өзини қачуруп кәлгәнлики үчүн уйғурлардин кәчүрүм сориши керәк". Хитайларни алди билән өз хаталиқини тонушқа чақирған өркәш мундақ диди : уйғурлар хитайлардин нәпрәтлиниду. Бирақ нәпрәт мәсилини һәл қилалмайду.Шуңа мәсилини һәл қилишниң чариси өз ара яришишдур".
Америкилиқ хитайшунас николас пекилин " тарих вә рияллиқ" дигән темида сөз қилип, уйғур мәсилисиниң һазирға қәдәр һәл болмай келиватқанлиқидики сәвәпләрниң бири, тәрәпләр бу мәсилигә игилик һоқуқ нуқтисидин қараватиду, дәп көрсәтти. У " мәсилигә игидарчилиқ қилиш һоқуқи нуқтисидин қариғанда ихтилапни һәл қилиш техиму асанға чүшүши мумкин" дәп тәкитлиди. Николас пекилин, уйғурларниң оттура асия билән болған содида чәткә қеқилғанлиқи, улар үчүн қобул қилинмайдиған әһвал. Чүнки оттура асия уйғурларниң әнәниви сода райони", дәп көрсәтти.
Миллий мәсилә вә демократийә
Хитай әркин демократлар партийисиниң рәһбири лу йүшен, " әгәр хитайда миллий мәсилә тоғра һәл қилинмиса хитай димократийә һәрикити һичнимигә еришәлмәйду" диди. Бирақ у, алди билән демократийини ишқа ашуруш керәкликини әскәртип, " милли мәсилә кишилик һоқуқ вә демократийидин айрилип ноқул хәнзуларға қарши туруш мәсилисигә айлинип қалса, демократийә мусаписини бузғунчилиққа учритиши мүмкин. Бу милләтләр оттурисидики қанлиқ тоқунушларни кәлтүрүп чиқириду" дәп көрсәтти.
Америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң капалити астида өткүзүлгән бу қетимқи йиғинни, америка уйғур җәмийити, хитай демократлар партийиси, "бейҗиң баһари" қатарлиқ тәшкилат вә органлар бирлишип уюштурған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Учур дәвридики милләтләр мунасивити йиғини, америкиниң конетикет шитатида ечилди
- Шерипҗан надироф әпәнди билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити һоқоқини қалаймиқан ишлитишни бир тәрәп қилишта қисмән нәтиҗигә еришкәнликини билдүрди
- Уйғур америка бирлики рәиси түркийидики шәрқий түркистан вәхпи рәиси билән көрүшти
- Долқун әйса норвигийидә өткүзүлидиған ирқий кәмситишкә қарши туруш йиғини һәққидә сөзлиди
- Америка дөләт мәҗлиси диний етиқат әркинлиги тоғрисида гувалиқ бериш йиғини өткүзди
- Хитай компартийиси 16 - қурултийи һарписида нурғун кишиләр қолға елинди
- Уйғур вәкиллири түрк дуняси яшлар қурултийиға қатнашти