Йипәк йоли қайтидин тиҗарәт мәркизи болаламду

Тарихий йипәк йоли кесип өтидиған дөләтләр ишләпчиқарған маллирини яврупа әллиригә сетиш вә иқтисадини тәрәққий қилдуруш үчүн йипәк йолини йеңидин җанландуруш иш пиланиға алаһидә әһмийәт бәрмәктә.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.12.07
turkiye-hayati-yazici-305.jpg Түркийә таможна вә тиҗарәт министири һаяти язиҗи йипәк йоли тоғрисида мухбирларға баянат бәрди
RFA/Erkin Tarim


Болупму, түркийә оттура ася түркий җумһурийәтлири шундақла қериндаш түркий милләтләр билән болған мунасивитини тәрәққий қилдуруш үчүн тарихий йипәк йолини қайтидин җанландуруш йәни төмүр йоли вә енергийә турбилири ясаш арқилиқ бир - бирини туташтуруш иш пиланини тамамлашқа тиришмақта. Бу һәқтә өткән һәптә истанбулда йипәк йоли үстигә җайлашқан 17 дөләт рәһбәрлири қатнашқан бир йиғин чақирилди. Йиғин ахирида түркийә таможна вә тиҗарәт министири һаяти язиҗи, бир чағларда дуня тиҗаритиниң йүрәк беғиши болған тарихий йипәк йоли лайиһиси билән бу районниң қайтидин дуня иқтисадидики муһим ленийиләрниң бири болуп қалидиғанлиқини баян қилди. язиҗи йәнә бу лайиһә ишқа ешип қалса, йипәк йоли кесип өтидиған 17 дөләттин чиқидиған малларниң оттура асиядин өтүп явропаниң четигичә йетип баридиғанлиқини илгири сүрди.

Йиғинға 17 дөләт вәкили қатнашти

“таможна даирилириниң йипәк йоли дөләтлири арисидики сода тәрәққияти вә қолайлиқидики роли” намлиқ бәшинчи нөвәтлик хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини истанбулда өткүзүлди. Илмий муһакимә йиғиниға 17 дөләт вә он хәлқаралиқ тәшкилаттин болуп, җәмий 27 вәкилләр өмики қатнашти. Бу йиғин һәққидә мәлумат бәргән таможна вә тиҗарәт министири һаяти язиҗи “бу лайиһә йипәк йоли дөләтлири арисидики мәлум тарихий дәвирниң асаритидин қалған һессий тосақларни өрүп ташлаш лайиһисидур” деди. Бу бәлбағниң йеңидин җанлинишида йипәк йолиниң күчлиниши керәкликини оттуриға қойған һаяти язиҗи мунуларни тәкитлиди:

Ғәрбкә йөткәш имкани

“йипәк йоли дөләтлири бир зәнҗирниң һалқилиридин ибарәт. Дөләтлиримиз арисида кәң бәлбағлиқ һаләттә қурулидиған мунасивәтләр бу районларниң 2 әсирлик һалитидә өзгириш ясайду. Биз һазир бир бурулуш нуқтисида туруватимиз. Йипәк йолини кәң бәлвағлиқ пойез қатниши вә ленийиләр билән, ениргийә каридорлири билән, тәбий газ туробилири билән йеңидин ойғитишқа урунуватимиз. Сода алақисиниң тоғра сөңикидин ибарәт болған йәршари қатнишиниң қолайлишиши бу нуқтида муһим әһмийәткә игә. Әгәр бу лайиһә ишқа ешип қалса зор миқтардики мал вә ишләпчиқириш машинилири оттура асияни кесип өтүп явропаниң четигичә яки явропадин оттура асияға йөткиләләйду.

Муһим сода мәркизи

Йипәк йолиниң қайтидин җанлинип күлтүр булиқи вә дуня иқтисадиниң муһим ленийилиридин бири болуп қалидиғанлиқини илгири сүргән менистир язиҗи мундақ деди:

“йипәк йоли лайиһиси, тарихтин бери қәдимий достлуқларни орнатқан дөләтлиримизниң йеңидин техиму күчлүк алақә билән бир йәргә җәм болушиға вәсилә болғуси. Тарихий йипәк йоли ленийисдики, хитай, әзәрбәйҗан, һиндистан, ирақ, иран, қазақистан, қирғизистан, моңғулийә, өзбекистан, пакистан, русийә, сүрийә, таҗикистан, корийә, афғанистан, гирузийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләр тарихта қандақ достлуқ қурған болса, бүгүнму сода вә достлуқ алақисини мәһкәм давамлаштуруши керәк. Бу район тарихтики әһмийитигә яриша, йеқинқи йиллардиму һәм муһим бир сода вә иқтисадниң мәркизигә айланғиливатиду. Күнимиздә, тәхминән 30 тирлйон долларға йетидиған дуня ташқи сода омумий соммисиниң тәхминән йүздә %22 ни йипәк йоли дөләтлири тәшкил қилмақта.

Түркийә тарихий йипәк йолини җанландурушқа алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Әгәр тарихий йипәк йоли министир һаяти язиҗи ейтқандәк қайта җанланса, уйғурларға сияси, иқтисадий җәһәттин немиләрни елип келәр? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн истратегийилик чүшәнчә ениститүти мутәхәсиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.