Пәнселвения университетида ечилидиған "йипәк йолиниң сири" көргәзмисигә хитай тосқунлуқ қилди

Пәнселвения университетта тарим ойманлиқидин тепилған қәдимки йәрлик аһалиләрниң җәсәтлири (мумиялар) ни көргәзмә қилинидиған пилан уштумтут өзгәрди.
Мухбиримиз вәли
2011.02.03
4000-Yilliq-momiya-305.jpg Германийиниң берлинда елип берилған, 2007-йили 14-өктәбирдин тартип 2008-йили 14-январғичә давамлашқан, “йипәк йолиниң әсли қияпити” намлиқ көргәзмидә көрситилгән, уйғур елидин тепилған, 4000 йиллиқ тарихқа игә мумия.
AFP Photo

Хитай уштумтут қаршилиқ билдүрүп өзгәртивәткән бу пилан һәққидә, америкида бирләшмә агентлиқи, а б с хәвәрлири, ню-йорк таймис қатарлиқ 61 учур васитиси хәвәр елан қилип инкас қайтурди.

Америкидики пәнселвения университетиниң археологийилик вә милләтшунаслиқ музейиниң тор бетидә бүгүн елан қилған җиддий уқтурушта ейтилишичә, мәзкур музейида 2-айниң 5-күни дин 6-айиниң 5-күнигичә "йипәк йолиниң сири" дегән темида көргәзмә ечиш пиланланған болуп, бу көргәзминиң һәммә тәйярлиқи пүтүп, әмди ечилиш алдида турғанда, болупму 2-айниң 5-вә 6-күнлири тарим вадисидин тепилған мумиялар, археологийилик излар вә униңға алақидар гүзәл сәнәт буюмлирини тонуштуридиған чоң илмий паалийәткә қатнишиш үчүн, америкидин вә дуняниң һәр қайси җайлиридин келидиған мутәхәссисләр, кәспий хадимлар йолға чиқиш алдида турғанда, хитай һөкүмити дәл хитайларниң чаған байрими башланған бүгүнки күндә, бу көргәзмигә қоюш пиланланған тарим ойманлиқидин тепилған буниңдин 3 миң 500 йил бурунқи йәрлик хәлқниң җәсәтлири (мумиялар) ни вә униңға алақидар гүзәл сәнәт буюмлирини қоюшни уштумтут рәт қилған. Шуниң билән бу университетниң "йипәк йолиниң сири" дегән темида көргәзмә ечиш пилани өзгәргән. Әмди бу көргәзмигә аллиқачан беләт сетивалған кишиләрниң пули қайтуруп берилидикән.

Хитай уштумтут қаршилиқ билдүрүп өзгәртилгән бу пилан һәққидә бүгүн америкида, бирләшмә агентлиқи, а б с хәвәрлири, ню-йорк таймис қатарлиқ 61 учур васитиси хәвәр елан қилди. Ню-йорк таймис гезити 'хитай һөкүмити пәнселвения университетидин йипәк йолиниң сири дегән көргәзмигә қоюшни пиланлиған һәммә гүзәл сәнәт буюмлирини елип ташлашни тәләп қилди' дәп хәвәр елан қилди. Бирләшмә агентлиқи "пәнселвения университети археологийә вә милләтшунаслиқ музейиниң 'йипәк йолиниң сири' дегән көргәзмисигә хитай тосқунлуқ қилди" дәп хәвәр елан қилди. Бу хәвәрни бүгүн америкида 61 гезит вә башқа учур васитиси көчүрүп басти.

Бүгүн америкида 60 тин артуқ учур васитилири елан қилған хәвәрләргә қариғанда, пәнселвения университети археологийә вә милләтшунаслиқ музейи пиланлиған 'йипәк йолиниң сири' дегән көргәзмигә қоюлидиған мумиялар вә башқа гүзәл сәнәт буюмлири, дәл өткән йили америкиниң калифорнийә штатидики санта анна музейида вә тексас штатидики хюстон музейида аллиқачан көргәзмә қилинған мәдәний ядикарлиқлар икән.

Әмма, пәнселвения университети археологийә вә милләтшунаслиқ музейи бу йил ачидиған "йипәк йолиниң сири" дегән көргәзмидә, бу мәдәний ядикарлиқларнила әмәс, бәлки тарим ойманлиқидин тепилған, әмма чәтәлләрдә шәхсийләр сақлаватқан буниңға мунасивәтлик техиму көп юң тоқулмилар вә башқа зибузиннәтләрниму көргәзмә қилишни, болупму, тарим ойманлиқидин тепилған буниңдин 3 миң йиллар бурунқи мумиялар дәл шу районниң қәдимиқи аһалилири икәнлики, улар қаңшири егиз, қоңур чачлиқ, миллий кимликкә игә ақ тәнлик икәнлики, уларниң кимликигә вә мәдәнийәт әнәнилиригә түркий тилда сөзлишидиған уйғурлар варислиқ қилғанлиқи һәққидики илмий муназириләрни кәң даиридә тонуштурушни пиланлиған икән.

Мунасивәтлик кишиләрдин әһвал уқушимизчә, пәнселвения университети археологийә вә милләтшунаслиқ музейи пиланлиған бу "йипәк йолиниң сири" дегән көргәзмә үчүн, хитай һөкүмити үч адәм әвәткән, бири уйғур аптоном районлуқ музейидин, бири уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийиси археологийә институтидин, йәнә бири уйғур аптоном районлуқ мәдәний ядикарлиқлар идарисидин болуп, бу үч киши мәзкур көргәзмигә қойидиған буюмларни техичә пәнселвения университети музейиға өткүзмәй турған икән.

2 Милйон америка доллири мәбләғ селип пәнселвения университети археологийә вә милләтшунаслиқ музейида ечиш пиланланған бу "йипәк йолиниң сири" дегән көргәзминиң һәммә тәйярлиқи пүтүп болғанда, хитай һөкүмити уштумтут қарши туруп, бу көргәзмини дәл хитайниң чаған байрими күнидә тарқитивәтишкә урунғанлиқи кишиләргә ғәлитә туюлған. Һазир америкида туруватқан доктор долқун қәмбириниң ейтишичә, у 1993-йилидила мушундақ бир көргәзмини ечиш үчүн америкидин хитай билән алақилишишкә барғанда, хитайниң дөләт мәдәний ядикарлиқ идарисиниң хадимлири униңға "бейҗиң бу мумияларниң миллий бөлгүнчиләргә тарихий пакит болуп қелишиға йол қоймайду" дегән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.