Хитай һөкүмити уйғур елида мәсчитләрдики закат вә сәдиқиғиму қол узатмақта
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.29
2010.07.29

AFP Photo
Биз бу әһвални ениқлаш үчүн, қаримай шәһәрлик диний ишлар идарисиға телефон қилдуқ. Мәсул хадим мәзкур түзүмниң йолға қоюлғанлиқини испатлаш билән бирликтә, бу түзүмниң йолға қоюлушиға җамаәтниң сәвәб болғанлиқини баян қилмақта.
Әмма, қаримай шәһиридики мәлум бир мәсчитниң имами, бу түзүмни җамаәт тәләп қилмиғанлиқини, әксичә һөкүмәтниң өзи түзүп чиққанлиқини; һазир һейт - намазларда чүшидиған пулниң удул һөкүмәтниң кассисиға чүшидиғанлиқини билдүрди.
Көзәткүчиләр мәзкур түзүмниң, һүкүмәтниң уйғурларға ишәнмәсликидин һәм уйғур райониниң муқимлиқ вәзийитидин хатирҗәм болалмайватқанлиқи сәвәблик келип чиққанлиқини пәрәз қилишмақта.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити бу түзүмни нөвәттә синақ тәриқисидә қаримайда йолға қойған. Әгәр бу түзүмгә җамаәттин қаттиқ бир қаршилиқ кәлмигән вә иҗра қилиш мумкин болған әһвалда, мәзкур түзүмини пүтүн уйғур районида йолға қоймақчи. Нөвәттә уйғур диний зат вә сиясий көзәткүчиләрниң әндишә қиливатқини, мәсчиттики пулниң қолдин кетиш мәсилиси әмәс, муһими хитай һөкүмитиниң мәсчитниң ишлириға ичкириләп арилишип, мәсчитниң паклиқи вә ибадәтниң тоғрилиқиға дәхли қилишидур.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.