Уйғурлар вә закат пәрзи

Уйғурларда худди барчә мусулман милләтләргә охшаш қол илкидә барларниң һәр йили җәмийәттики кәмбәғәлләрни йөләш мәқсити билән уларға закат бериштәк есил әнәнә бар болуп, бу миң йилдин көпрәк вақиттин бери давам қилип кәлмәктә.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.08.26
Dua-qilish-305.jpg Youtube.com Дин елинған бу сүрәттә, дуа қилиш көрситилгән.
Youtube.com Дин елинди.

Уйғурлар закаттин ибарәт мушу пәрз сайисида кәмбәғәлләргә ярдәм қолини созушни диний вә инсаний мәҗбурийәт дәп тонуйду вә униңға зор әһмийәт бериду.

Закат - мусулманларға намаздин кейинла буйрулған пәрз вә муһим иҗтимаий ибадәттур. Қуран кәримдә: "намазни ада қилиңлар, закатни бериңлар, өзүңлар үчүн қилған қандақла яхши әмәлиңлар болса, аллаһ тааланиң дәргаһида униң савабини таписиләр" дәп көрсәткән.

Закат пәрзи һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үмиди билән сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ абдуләзиз һаҗимға бир қанчә соал билән мураҗиәт қилдуқ.

Абдуләзиз һаҗим билән сөһбәт

Абдуләзиз һаҗим закат бериш өлчими вә миқдари һәққидә тохтулуп мундақ деди: "мусулманчилиқ қаидиси бойичә, өзи вә пүтүн аилә еһтияҗидин ташқири 85 грам алтун кәлгүдәк пул - мели болған кишиниң йилда бир қетим закат айриши пәриздур. Алтун, күмүш, хәлқ пули, тиҗарәт мели қатарлиқлардин буларға игә болғанға толуқ бир йил толиши шәрти билән %2.5 И закатқа берилиду. Әмма ашлиқ, мевә вә сәй - көктатлардин % 10ни закатқа берилиду. Бу өшрә - хираҗ дәп атилиду. Өшрә - хираҗни һосул алған вақтида ада қилиниду."

Закат беришниң омумға болған пайдиси көп

Абдуләзиз һаҗим закат беришниң җәмийәт кишилиригә болған пайдиси һәққидә тохтилип мундақ деди: "закат -- бир - бири билән ярдәмлишидиған, бир - бирини сөйидиған адаләтлик шәпқәтлик бир җәмийәтни қуруп чиқишниң әң алдинқи амилидур. Чүнки, закат байларниң васитиси билән җәмийәттики пеқирларниң һалини яхшилиғанлиқи сәвәби билән пеқирларниң күңүллиридики байларға қарита өчмәнлик, дүшмәнлик вә көрәлмәслик туйғулирини йеңип байлар билән пеқирлар оттурисида өзара сөйгү вә һәмкарлиқни пәйда қилиш вә диний қериндашлиқни күчәйтиш арқилиқ уларниң бәхтлик һаят сүрүшигә кепиллик қилидиған бир есил ибадәттур."

 Закат кәмбәғәлләрниң һәққидур

Абдуләзиз һаҗимниң ейтишичә, мусулманлар закатлирини қуран кәримниң муну айитидә көрситилгән мәхсус кишиләргә бериду. Закатниң кимләргә беришкә мунасип икәнлики қуран кәримдә мундақ баян қилинған: "закат пәқәт пеқирларға, мискинләргә ( йәни турушқа җайиму йоқ кишиләргә), закат хадимлириға, көңүллирини исламға майил қилиш көздә тутулғанларға, қулларни азат қилишқа, қәриздарларға, аллаһниң йолиға вә ибн сәбилләргә( йәни пулидин айрилип қалған мусапирларға) берилиду."

Закат ишләпчиқиришқа тосқун әмәс

Абдуләзиз һаҗимниң ейтишичә, һалал ризиқ тепиш йолида ишләш аллаһ таала буйриған әмәлләрниң ичидә әң әһмийәтлик вә мөтивәр ибадәттур. Чүнки аллаһ таала буйриған закат, һәҗ, илим тәһсил қилиш қатарлиқ иқтисад билән қилинидиған ибадәтләрдин башқа пәрзләрни толуқ ада қилиш үчүнму инсанниң тән сақлиқи вә бәдәнниң күч - қуввити тәләп қилиниду. Мәлумки, тән сағламлиқини вә бәдәнниң қуввитини сақлаш иши күндилик керәклик йемәк - ичмәкләрни тәминләйдиған иқтисадқа муһтаҗ. Иқтисад пәқәт ишләш арқилиқ қолға келиду. Ишләш тәрәққи қилишниң алдинқи амили. Шуңиму қуран кәрим пул - мал тепиш үчүн ишләшни аллаһниң пәзлини тәләп қилиштин ибарәт болған ибадәт даирисидин санап мундақ дегән: "намаз оқулуп болғанда земингә тарқилип (өз мәшғулатиңлар билән болуп) аллаһниң пәзлини тәләп қилиңлар."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.