Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вә әйдиз юқум вәзийитини сәл чағлашқа болмайду

Уйғур ели 1990-йиллардин буян зәһәрлик вә әйдиздин ибарәт инсанлар һаятиға әң еғир хәвп елип келиватқан зияндашлар әң тез ямриған районларниң биригә айланған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.06.04
yarp-zeher-cheklesh-305 Ярп зәһәр чәкләш вә әйдизниң алдини елиш мәслиһәт сораш мәркизиниң тор бәт көрүнүши
www.yarp.net.cn

Хитай дөләтлик зәһәр чәкләш комитетиниң өткән һәптә елан қилған мәмликәтлик 2012-йиллиқ зәһәр чәкләш доклатида көрситилишичә, 2011-йили бир йил ичидә, хитай бойичә паш қилинған зәһәрлик чекимлик әткәсчилик делолириниң сани 10миң 170 қетимға, йеңидин байқалған зәһәр хумарлар сани 235миңға йәткән. 7 Тоннидин артуқ хироин, 14 тоннидин артуқ чаканда типидики зәһәр мусадирә қилинған. Зәһәрлик чекимлик делолар, зәһәр кириш миқдари вә зәһәр чәккүчиләр санида охшашла ешиш көрүлгән болуп, зәһәр чәккүчиләр ичидә өсмүр балиларниң нисбитидә илгирикидин пәрқлиқ өрләш көрүлгән.

Нөвәттә гуйҗу, чеңду қатарлиқ җайларда, қәһвә, сүтчайға охшаш ичимлик типидики йеңи бир бирикмә зәһәр байқалған болуп, униң хумар қилиш күчи өткүр вә тәсир қилиш күчи узақ болуп, бу хил йеңи типтики зәһәр, һәр түрлүк зәһәр билән шуғуллинип келиватқан зәһәр хумарларниң һәммисигә баб кәлгәчкә зәһәр хумарлар арисида тез база тапқан. Нөвәттә саплиқ дәриҗиси юқири зәһәрләрниң тошулуши азайғандәк көрүнсиму әмма йерим пишшиқланған зәһәрләрниң түрлири вә миқдари көпәйгән.

Гәрчә, хитай даирилири зәһәр чәкләштә хәлқаралиқ һәмкарлиқ васитилирини ишлитип зәһәр кириш мәнбәлиригә бирликтә зәрбә беришкә башлиған болсиму, зәһәр әткәсчилириму кириш йоллирини, зәһәр түрлирини өзгәртип мурәккәпләштүрүп кәлмәктә икән, бу әһваллар хитайда зәһәрлик чекимлик вәзийитиниң йәнила җиддий,мурәккәп риқабәткә дуч келиватқанлиқини көрситидикән.

Әмди уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вә әйдиз юқум вәзийитигә нәзәр салсақ, уйғур елидә тунҗи зәһәргә аит дело 1985-йили, тунҗи әйдиз юқумдари 1995-йили паш болған. Уйғур елидә һазир зәһәр байқалмиған бирму наһийә вә шәһәр йоқ, әйдиз болса пүткүл район тәвәсидики 14 вилайәт-област 94 наһийә-шәһәргичә таралди. Бултур уйғур елиниң әйдиз юқумдарлири 60 миңдин ашиду, дәп көрситилгән иди. Мутәхәссисләр әмәлий санниң буни аз дегәндә төт қатлайдиғанлиқини илгири сүрмәктә. Өткән бир йил ичидә уйғур елидә әйдиз кесили сәвәблик қаза қилғучилар сани 5 миң нәпәргә йеқинлашқан.

Әң йеңи истатестикидин мәлум болушичә пәқәт үрүмчидики әйдизләр сани 10 миң 536 гә йәткән, 997 киши бу кесәл билән өлгән.

Уйғур елидики сәһийә тармақлириниң әйдизниң тарқилишини тосушта учраватқан әң қийин мәсилиси нөвәттә әйдизниң охшаш җинслиқларниң муһәббәтлишиши арқилиқ тарқилиши вә уларниң башқиларға юқтуруш нисбитиниң ешип бериши болуп, 5-айниң 24-күнидин 26-күнигичә үрүмчидики әйдиздин мудапиәлиниш даирилири әр җинслиқлар ара муһәббәтләшкәнләрниң әйдиздин сақлиниши һәққидә мәхсус тәшвиқат хизмәт йиғини ачқан. Болупму, үрүмчидә буларниң өзара вә башқиларға юқтуруш нисбити йеқинқи бир қанчә йилда тез сүрәттә өрлигәнлики мәлум болған.

Йеқинқи зәһәрлик чекимлик вәзийитигә аит майниң бешида елан қилинған мәлуматта көрситилишичә, уйғур аптоном райони зәһәр чәкләш тармақлириниң 2011-йили паш қилған зәһәргә аит делолириниң сани 1000 қетимға йәткән. Қолға чүшкән башқа хумар қилиш дорилири вә зәһәрләрни һесабқа алмиғанда пәқәт хироинла 6 кило 608 грам икән.Бир йил ичидә 2879 нәпәр зәһәр хумар мәҗбурий ташлатқузуш орунлириға қамалған.

Гәрчә уйғур аптоном районидики хитай зәһәр чәкләш даирилири, уйғур елидә зәһәрниң тарқилиши вә башқиларда илгирики йилларға қариғанда нисбәт җәһәттә төвәнләш көрүлгәнлики тилға елинған болсиму, әмма уйғур елидики тунҗи, шундақла бирдин бир, әйдиз чәкләш бойичә пуқралар қурған орган болған “ярп зәһәр чәкләш, әйдизгә қарши мәслиһәт бериш мәркизи” ниң башқурғучиси әхмәт қурбанниң билдүрүшичә, уйғур елидики зәһәр чәккүчиләр санидики ешиш илгирики йилларға қариғанда астилиғандәк көрүнсиму әмма, алтун һилал ай зәһәр мәркизигә чегра болған уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик шундақла әйдиз вәзийитини йәнила сәл чағлашқа болмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.