Зәһәрлик чекимликләрдин һәзәр әйләш керәк
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.10.16
2008.10.16
RFA Аңлиғучиси тәминлигән.
Шуңа мундақ чиқиши йоқ йолға кирип қелиштин сақлиниш ишида һошяр болуш, өзини һалакәткә атмаслиқ үчүн яман достлардин, әхлақсиз кишиләрдин йирақ туруш толиму муһимдур.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулла һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулла һаҗим билән сөһбәт
Абдулла һаҗим зәһәрлик чекимликләрниң уйғурларға елип кәлгән балайиапәтлири һәққидә тохтулуп мундақ диди:" йеқинқи йиллардин бири, ана вәтинимиздики мусулман яш оғул - қизлиримиз арисиға зәһәрлик чекимлик чекиштәк рәзил адәт кәң тарқилип, хәлқимиз үчүн чоң иҗтимаий балайиапәтләрни, төләп болғусиз маддий вә мәниви зиянларни елип кәлди. Болупму биз мусулман әвладлири ичидә сезилгән зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң мутләқ көп қисми хәлқимизниң кәлгүси үмидлири бағланған яш - өсмүрләр болуп чиққан. Бу әһваллар үмидвар яшаватқан хәлқимизниң, келәчәк үчүн җан көйдүрүп ишләватқан, һармай - талмай тәр төкүватқан, етиқади вә ибадәт ишлиридин башқа һәр бир сөзи ашу яш өсмүрләрниң бәхти үчүн сөзлинидиған, қоллириниң һәр бир һәрикити ашу яш өсмүрләрниң бәхти үчүн һәрикәт қилидиған, һәр бир қәдими ашу яш өсмүрләрниң саадити үчүн бесиливатқан, пәрзәнтим дәп бағри кавап боливатқан шу қәдирлик ата - аниларниң үмидлирини йәрдә қойди. Уларниң улуғ ғайилири үчүн тәлпүнүп чақнап турған нурлуқ көзләргә ғәм - қайғу яшлирини башлап кәлди. Бу балайиапәтләрниң түп сәвәби бизниң миллий вә исламий әнәнилиримиздин йирақлишип қалғанлиқимиз сәвәбидин болди. Чүнки бизниң йолбашчимиз муһәммәд әләйһиссалам :" адәмни мәст қилидиған һәр қандақ нәрсә хәмри йәни әқилсизландурғучи амил болуп, әқилсизландурғучи нәрсиләрниң һәрқандиғи қәтий һарамдур" дәп көрсәткән."Зәһәрлик чекимликләр вә уларниң хәтири
Абдулла һаҗим зәһәрлик чекимликләр вә уларниң хәтири үстидә тохтулуп мундақ диди:" зәһәрлик чекимлик дегән адәмни мәст қилидиған, хумар тутқузидиған әпюн, хероин, морфин, нәшә, кокаин қатарлиқ нәрсиләр болуп, бу нәрсиләрдә көп миқдарда зәһәрлик маддилар бар. Буларниң келиш мәнбәлири, ишләпчиқириш усуллири һәр хил болуп, бу нәрсиләр пүтүн дуня хәлқиниң ләнитигә учриғанлиқтин, көпүнчә әһвалларда йошурун һалда қаранийәтлик кишиләр тәрипидин ишләпчиқирилиду. У лар бу рәзил қилиқи арқилиқ өзлириниң әрзимәс шәхсий мәнпәәтлири,вақитлиқ һавайи - һәвәслири вә чәклик иқтисадий киримлири үчүн пүтүн инсанийәтни зәһәрләйду, уларға зор балайиапәтләрни елип келиду, хусусән милләтниң келәчики болған яшларни зәһәрләш арқилиқ уларни набут қилиду. Шуңа ата - аниларниң вә һәр қандақ бир тәрбийичиниң балиларни зәһәрлик чекимликләргә йеқинлишиштин қаттиқ тосуши вә уларни һәмишә бу зәһәрләрниң хәтиридин агаһландуруп туруши, шундақла җәмийәттики начар кишиләргә вә яман достларға арилишиштин уларни тосуши зөрүрдур."Абдулла һаҗимниң ейтишичә, адәм зәһәрлик ичимлик вә зәһәрлик чекимликләрни "бир қетимла қилип бақай" , "бир синап бақай" дегәнгә охшаш шәйтанниң нәйрәңлиригә алдиниң қелип, бу зәһәрләрниң әсиригә айлинип қелиштин қаттиқ һәзәр қилиши керәк. Ислам пәйғәмбири инсанларни бундақ зәһәрләрдин қоғдаш үчүн:" көп миқдардикиси мәст қилидиған нәрсиниң аз миқдариму һарам" дәп көрситиш арқилиқ бу һарам нәрсиләргә қәтий йеқинлашмаслиққа буйриған. Бу һәдисниң мәнисидин адәмни мәст қилидиған барлиқ нәрсиләрни бир қетим қилип беқишму, азрақ қилип беқишму, бир синап беқишму һарам вә хәтәрлик икәнликини көривалғили болиду.