Хитайниң 'зәһәрлик йиңнә' һуҗумиға даир баяни хәлқара мәтбуатларда гуман қозғиди
Мухбиримиз әркин
2009.09.10
2009.09.10
Youtube.com Дин елинди.
Хитай һөкүмити болса хитай көчмәнлириниң намайиш қилишииға "зәһәрлик йиңнә вәқәси"ниң сәвәб болғанлиқини, "миллий бөлгүнчиләр"ниң хитай пуқралириға "зәһәрлик йиңнә" билән һуҗум қилип, пуқраларда әнсизлик пәйда қилғанлиқини билдүргән иди. Лекин даириләрниң "зәһәрлик йиңнә" тоғрисидики чүшәндүрүши хәлқара мәтбуатларда гуман қозғиди.
Хитай җ х министири мең җйәнҗу йеқинда үрүмчидә баянат елан қилип, "зәһәрлик йиңнә вәқәси"ни уйғурларға артқан. Бу вәқәни 5" - июл вәқәсиниң давами" дәп тәкитлигән мең, зәһәрлик йиңнә билән һуҗум қилишниң "бөлгүнчи күчләр җәмийәткә әнсизлик селиш үчүн пәйда қилған қилмиш" икәнликини илгири сүргән иди.
Хитай мәтбуатлириниң һөкүмәтниң бу мәсилидики мәйданини асас қилип бәргән хәвәрлиридә болса, урүмчидики хитай пуқралириниң "зәһәрлик йиңнә" һуҗумиға учрап, өч елиш обикти болуп қеливатқанлиқини гәвдиләндүрүшкә тиришқан.
Лекин чегра сиртидики мәтбуатларниң бүгүнки хәвәрлиридә хитай һөкүмитиниң "йиңнә вәқәси" гә бәргән чүшәндүрүши вә хитай мәтбуатлириниң бу вәқәдики бир тәрәплимилик хәвәрлиридә нурғун гумани нуқтиларниң барлиқини, хитай мәтбуатлириниң хәвәрлиридә тәпсилий диталларниң тилға елинмайватқанлиқини илгири сүргән.
Америкиниң вашингтон шәһиридики криштайин вә яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати нури түркәл әпәнди уйғур илиниң нөвәттики вәзийитини юмшитиштики зөрүр тәдбирләрниң бири учур әркинлики, пуқраларниң һәқиқи әһвални билиш һоқуқиға һөрмәт қилиш икәнликини билдүрди.
Лекин хитай һөкүмити "йиңнә вәқәси"ни уйғур " бөлгүнчиләр"ниң пәйда қилғанлиқиға даир тәшвиқатни күчәйтип, "зәһәрлик йиңнә вәқәси" дә қолға елинғанлиқи илгири сүрүлгән уйғурларға аит бәзи рәсим вә сүрәтлик көрүнүшләрни тарқатқан. Сүрәтлик көрүнүшләрниң биридә хитайларға йиңнә санҗип тутулуп қалғанлиқи илгири сүрүлгән бир уйғур бала бар. Хитай телевизийә қаналлирида бу уйғур балиниң йиңнә вә окулларниң өзиниң икәнликини иқрар қилғанлиқини аңлатқан.
Хоңкоңдики "җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити" ниң бүгүнки хәвиридә хитай мәтбуатлирида "бу балиниң йиңнә - окулларни қәйәрдин алғанлиқи яки бу балиниң зәһәрлик чекимликкә адәтләнгән бирси" икәнликигә даир тәпсилий диталларниң тилға елинмиғанлиқини, "зәһәрлик йиңнә вәқәси"гә даир бу дилоларниң тәпсилий диталлирини тәрәпсиз ениқлашниң қийинға тохтайдиғанлиқини илгири сүргән.
Шинхуа агентлиқи болса "зәһәрлик йиңнә"дә яриланғанлиқи илгири сүрүлгән бир бимар билән дохтурлар давалаватқан бир өсмүр балиниң рәсимини тарқатқан. "Җәнубий җуңго әтигәнлик гезити" уйғур илидики йәрлик һөкүмәт даирилири вәзийәтни тинҗитишқа урунуватқан бир мәзгилдә, шинхуа агентлиқиниң бу түрдики рәсимләрни елан қилиши вәзийәтни пәсәйтишкә зит һәрикәт, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Нури түркәл болса хитай даирилириниң бир тәрәплимилик хәвәр тарқитип, районда узун муддәтлик бир тоқунушниң уруқини чечиватқанлиқини билдүрди.
Җәнубий җуңго әтигәнлик гезити" уйғур илидә учурни қамал қилиш милләтләр арисидики нәпрәт, қорқунч вә өсәк сөзләрниң кәң тарқилишиға сәвәб болуватқанлиқини билдүргән. Криштайин вә яң қанун муклазимәт ширкитидики нури түркәл хитай вәзийәтни юмшатмақчи болса, бир тәрәплимилик хәвәр тарқитишни тохтитип, уйғурларниң кишилик иззәт һөрмитигә дәхли тәруз қилмаслиқини тәләп қилди.
"Җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити" дики хәвәрдә йәнә " учур контроли шинҗаңда нәпрәт, қорқунч вә иғваларниң кәң тарқилишиға сәвәб болуватқанлиқини, әмәлдарларниң әмилини бикар қилиш, қолға елиш, аталмиш гумандарларни сотлаш зиддийәтни һәл қилалмайдиғанлиқини, "һөкүмәтниң сияситини өзгәртиш керәклики" ни илгири сүргән.