Зәхимләнгән рәһимҗан : “апаш әх әтти....”

Уйғур QQ торида тарқалған, үч яшқа кирмәй туруп инсанларниң рәһимсиз зораванлиқиға учриған рәһимҗанниң һекайиси тордашларниң йүрикини әзди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.12.14
zeximlengen-rehimjan-305.jpg 4-январ үч яшқа кириш алдида турған рәһимҗанниң зәхимләнгән бәдини. 2011-Йили 14-декабир.
RFA/bbs.xjtsnews.com din élin’ghan

Балилар, бизниң, кәлгүсиниң дуняниң әтиси, улар инсанийәт җәмийити тәрипидин һәмишә, сөйүлүшкә, меһрибанлиқ билән асрашқа моһтаҗдур, һалбуки уларниң өзини қоғдашқа қурбиниң йәтмигәнлики, уларниң кичиккинә тени, ғубарсиз роһи шәпқәтсиз кишиләр тәрипидин аҗизлиқ дәп қарилип зораванлиққа учрап туриду, җәмийәттә балиларниң мәвҗутлуқи, уларниңму йүксәк һәқ һоқуқлириниң барлиқи, улар зораванлиққа учриғандила кишиләрниң ядиға келиду. Әмма бу чағда уларни қоғдашқа толиму кечиккән болимиз. Үрүмчидә техи үч яшқа кирмигән рәһимҗанниң омақ йүзлири, омақ помпилақ қоллири, пүтүн җисми һәтта ғубарсиз роһи, у “апаш” дәп чақиридиған баққучи аялниң рәһимсиз зораванлиқиға учриди, сиз бу программини аңлаватқиниңизда рәһимҗан һаят, әмма у илгирикидәк вилиқлап күлмәс болди.

Уйғур QQ торида тарқалған мундақ бир вәқә, тордашларниң йүрикини әзди. 4-январ үч яшқа кириш алдида турған рәһимҗан, үрүмчи шимиго районида олтурушлуқ бир бала баққучи аялниң өйидә еғир таяқ вә зораванлиққа учриған, униң кичиккинә җуғи һәм роһида еғир җараһәт излирини қалдурған бу вәқә униң дадиси тәрипидин 12 декабир уйғурчә торлириға сүрәтлик учур тәриқисидә қоюлғандин кейин, тез арида нурғун тор бәтләргә тарилип зор ғулғула қозғиди.

Үч яшқа кирмигән балиға қилинған бу қәдәр рәһимсизлик зораванлиқ, кишиләрни ечиндурди. Бу вәқә гаһиларни һәйран қалдурди, гаһиларни ғәзәпкә салди, шундақла йәнә бәзиләргә җәмийәттә һәқиқәтән мәвҗут болуватқан бала беқиш, балиларниң зораванлиққа учраш, балиларниң һәқ һоқуқлирини қандақ қоғдаш мәсилилири һәққидә чоңқур ойлиниш пурсити яратти.

Ундақта биз уйғур җәмийитидә алдираш җан беқиш ғемидә яки торда җаһан кезиш ғемидики кишиләрни, балилар һәққидә ойлинишқа салған, зораванлиққа учриғучи рәһимҗанниң йүрәкләрни ләхтә қилған кәчмишини униң ата анисидин аңлайли (юқиридики аваз улинишидин аңлаң).

Бала кәлсә қош кәпту дегәндәк, кесәл вә көңүл ағриқида тәң пучилиниватқан бу аилигә нисбәтән, һәр бир аилә әзасини тәқдирниң рәһимсиз қисмитигә учриған аҗиз дәп санашқа болсиму әмма балилар гунаһсиз иди уларни қоғдаш әң аввал ата аниниң мәсулийити андин җәмийәтниң, қанунниң мәсулийити.

Кесәл каривитида көкрәк раки кесәлликиниң азабида ятқан ана өзиниң аҗизлиқидин балисиниму қоғдиялмиғанлиқидин пучилинип яш төксә, ата болғучи өзиниң амалсиз қалғанлиқидин, бихәстәликидин өкүнмәктә, әмма мушу минутларда кичиккинә җисми һәм роһи зәхимләнгән гунаһсиз нарәсидә рәһимҗан әтрапидики кишиләр, вә уларниң өзигә қилғанлири һәққидә немиләрни ойлаватқанду? буни һечким билмәйду, әмма у ойлиялайду, қияс қилалайду, қорқиду, теңирқайду, вәһимә басиду әмма дәп берилмәйду.

Биз рәһимҗанниң һәқсизликкә,зораванлиққа учраш вәқәсигә даир кишиләр вә орунлар билән алақилишишкә тиришиватимиз, мәзкур вәқә һәққидә кейинки программилиримизда давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.