Хитай әмәлдари уйғур диярида террорлуқ һәрикәтлириниң җанлиниш басқучиға киргәнликини етирап қилди

13-Авғуст күни аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән, уйғур диярида террорлуқ һәрикәтлириниң җанлиниш басқучиға қәдәм қойғанлиқини етирап қилған.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.08.15
Zhang-chunxian-Xinjiang-Uyghur-eli-partiye-sekritari-305 Җаң чүншәнниң уйғур елигә йеңидин партком секретари болуп тәйинлинип, лаостики мәлум бир министирлар йиғиниға қатнишиватқан көрүнүши. 2004-Йили 27-ноябир.
AFP Photo

Франсийә авази радиосиниң 8-айниң 14-күни елан қилған “җаң чүншйән шинҗяңда террорлуқ һәрикәтлириниң җанлиниш басқучиға киргәнликини етирап қилди” намлиқ хәвиридә көрситилишичә, җаң чүншйән 13-авғуст күни хоңкоң ахбаратчилар вәкиллири өмикиниң зиярити қобул қилғанда, бу йил ичидә уйғур елидә йүз бәргән зораванлиқ вәқәлирини тәшәббускарлиқ билән тилға елип, мухбирларниң бу вәқәләр тоғрисида учур игилишини қарши алидиғанлиқини билдүргән. У сөзидә “шинҗяңда зораван террорлуқ һәрикәтлири җанлиниш басқучиға кирди, зораван террорлуқ һәрикәтлири һәрқачан йүз бериши мумкин, киши өзини қоғдаймән дәпму оңушлуқ қоғдап болалмайду, бәлки бу йәрдә йүз бәргән зораван террорлуқ һәрикәтлириниң услуби хәлқаралиқ еқим билән охшаш, буларниң чегра сиртидики террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси бар” дегән вә хитай һөкүмитиниң бундин кейин бундақ террорлуқ вәқәлири йүз бәргәндә, ахбаратқа чоқум ашкарилайдиғанлиқиға вәдә бәргән.

Җаң чүншйән хитай һөкүмитиниң бундин кейин бу хилдики вәқәләр тоғрисидики ахбаратни ашкарилайдиғанлиқиға вәдә бәргән болсиму, бирақ көз алдида һәптиләр илгири йүз бәргән 18-июл хотән вәқәси вә 30-,31-июл қәшқәр вәқәлири тоғрисидики ахбаратни қилчиму ашкарилимиған һәмдә бу вәқәләрниң хәлқара террорчилиқ билән болған алақиси яки уйғур пидаийларниң пакистанда әскирий тәрбийә көргәнликигә аит һечқандақ дәлилни көрсәтмигән.

Җаң чүншйәнниң пикричә болғанда, 2008-йилдики “4-авғуст сәмәнйоли вәқәси”, “12-авғуст яманяр вәқәси”, “27-авғуст қизилбуя вәқәси” вә “29-авғуст миша вәқәси” қатарлиқ нурғунлиған вәқәләрму чегра сиртидики террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси бар һәрикәтләр болуп қалиду. Һәттаки бу йил 4-айниң 11-күни вә 22-күнлири қәшқәрдә кочида кетиватқан хитайларни боғузлап өлтүргәнләрниң қилмишлириму чәтәлдә тәрбийә көргән террорчиларниң зораванлиқ һәрикәтлиригә айлинип қалиду. Уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди бу һәқтә көз қарашлири билдүрүп өтти.

2010-Йили 4-айда алаһидә имтиязлар билән уйғур аптоном райониға партком секретари болуп тәйинләнгән җаң чүншйән, һоқуққа еришип бир нәччә күндин кейинла 5-июл үрүмчи вәқәсини қанлиқ бастурған хитай қораллиқ сақчи қисиминиң офетсир, әскәрлиридин һал сориған иди. У 13-авғуст күни үрүмчидә хоңкоң мухбирлар өмикидикиләрниң зияритини қобул қилғанда йәнә шундақ дегән: “үрүмчидә йүз бәргән 5-июл топилиңи шинҗаңниң муқимлиқ хизмитигә бүгүнгә қәдәр тәсир көрсәтмәктә. Сирттикиләр 5-июл вәқәсигә алаһидә етибар билән қариши керәк, чүнки мәзкур вәқә миллий өчмәнликни кәлтүрүп чиқарди, бир қисим кишиләргә қаттиқ тәсир қилди, көп йиллардин кейинму буниң тәсири болиду, бу тәсир шинҗаң үчүн пайдисиз.”

Уйғур вәтинидә зораванлиқ һәрикәтлириниң һәқиқәтәнму алаһидә җанлиниш басқучиға қәдәм қойғанлиқини етирап қилған җаң чүншйән мухбирларға йәнә мундақ дегән: “шинҗаңда паланчи һоқуқ тутса, мәркәзниң қоллиши билән зораван террорлуқ һәрикәтлири тар‏мар қилинатти, дәп қаримаслиқ керәк. Бу мумкин әмәс. Бүгүн 18-июл, 30-июл вәқәси болған болса, әтә 30-авғуст вәқәси болуши мумкин. Ениқ билгили болмайду. Бәлким бүгүн кәчтила зораванлиқ террорлуқ вәқәлири йүз бериши мумкин.”

“җаң чүншйән шинҗаңда террорлуқ һәрикәтлириниң җанлиниш басқучиға киргәнликини етирап қилди” намлиқ хәвәрдә, җаң чүншйәнниң шундақ дегәнлики баян қилинған: “шинҗяңдики зораванлиқ террорлуқ һәрикәтлириниң чегра сиртидикиләр билән алақиси бар. Җүмлидин хотән вә қәшқәрдики һуҗум вәқәлириниму чегра сиртидин киргәнләр пиланлиған. Шинҗяңдики зораванлиқ террорлуқ һәрикәтлиридә хәлқарадики террорлуқ һәрикәтлириниң алаһидиликлири бар. Өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум, машина партлитиш қатарлиқларниң һәммиси тепилиду.” у йәнә шундақ дегән “зораван террорлуққа қарши турушта полаттәк қаттиқ позитсийә тутимиз, қәтий зәрбә беримиз вә қилчә юмшақ қоллуқ қилмаймиз.”

Хәвәрдә көрситилишичә, 9-айниң 1-күни үрүмчидә хәлқара сода йәрмәнкиси башлинидиған болуп, хитай һөкүмити муқимлиққа капаләтлик қилиш үчүн җәнубий уйғур диярида һөкүм сүрүватқан һәрбий һаләтни күчәйтипла қалмай, 8-айниң 5-күнидин башлап “йилпиз пидаийлар алаһидә әтрити”ни ақсуға орунлаштурған. Йилпиз әтрити 2008-йилидики бейҗиң олимпикиниң бихәтәрликигә мәсул болған қошун болуп, хитайдики әң илғар қораллиқ мунтизим күч һесаблинидикән.

Җаң чүншйәнниң уйғур апроном районида һакимийәт бешиға чиқиш җәряни пәвқуладдә арқа көрүнүшкә игә. У хитай мәркизи комитетиниң алаһидә етибар сиясәтлиригә еришкән шәхс. У һоқуқни қолға елиштин бир ай илгири хитай мәркизи комитети “пүтүн мәмликәт бойичә шинҗяңға ярдәм бериш хизмәт йиғини” чақирди. Һоқуққа еришип бир айдин кейин, “шинҗаң хизмити сөһбәт йиғини” өткүзди. Бу йиғинларниң нәтиҗиси сүпитидә уйғур дияридин чиқидиған бәзи тәбиий байлиқлардин 3% баҗ елиш түзүми бәлгиләнди. Арқидинла уйғур вәтини хитайниң 19 өлкисигә “һалқима тәрәққият” шоари астида бөлүп берилди. Қандақла болмисун, җаң чүншйән тәхткә чиққандин кейинки уйғур вәтиниң омуми вәзийити ваң лечуән һакимийәт бешида турған мәзгилдикидин яхшиланмиди. Уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири күчәйсә күчәйдики, һәргиз аҗизлимиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.