2012 - Йиллиқ “җуңгони тәсирләндүргәнләр” намзат тизимлики йәнә муназирә қозғиди
2012.12.26
Бу йиллиқ намзатлар тизимликидә камбоджаниң сабиқ падишаһи сиханок, хитай язғучи мо йән, тибәтлик нахшичи хән хуң қатарлиқ 20 киши бар болуп, буларниң иш - излири, болупму намзатларға қоюлған өлчәм көплигән кишиләрниң идийисидин өтмигән яки наразилиқини қозғиған. Төвәндә бу һәқтики учур вә инкаслар һәққидә мәлумат аңлайсиләр. Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиған.
Намзатлардин бири камбоджаниң сабиқ падишаһи сиханок болуп, бу намзат, баһалиғучиларниң әң қаттиқ наразилиқиға учриған. Тонуштурушта, сиханокниң әйни чағда хитайни б д т әзалиқиға намзат көрсәткәнлики, б д т йиғинида тонуштурғанлиқи һәтта башқилар билән қаттиқ муназириләшкәнлики тилға елинған. Униң йәнә җуңгода апәт йүз бәргән мәзгилләрдә хитай хәлқиғә ярдәм қилғанлиқи баян қилинған.
Баһалиғучилар болса, бу ишларниң җуңгони тәсирләндүргүдәк иш әмәсликини баян қилған. Баһалаш тор арқилиқ елип бериливатқан болуп, баһалиғучилардин бири мундақ дегән: “ сиханокниң өлүми җуңгодиму, хәлқарадиму һечқандақ бир тәсир пәйда қилалмиди. Униң тарих бәтлиридики нами диктатор падишаһ, бундақ бир киши қандақму җуңгони тәсирләндүргән киши болсун?” йәнә бир баһалиғучиниң баян қилишичә, сиханук җуңгони тәсирләндүргән шәхс әмәс, у пәқәт, өз дөлитидә ташқи сиясити сәвәблик хитай коммпартийисиниң көңлигә яққан вә алқишиға еришкән бир шәхс.
Намзатлардин бири, йеқинда нобел мукапатиға еришкән мо йән болуп, бу намзатму көп сандики баһалиғучиларниң дитиға яқмиған. Инкаслардин биридә мундақ дейилгән:
“мо йән дөләтниң пәпилишидә өсүп йетилгән, дөләтниң қанити астида әдәбий иҗадийәт билән шуғулланған, һөкүмәтниң чишиға тәгмигән, һөкүмәтниң кәмчиликини тилға алмиған, һөкүмәтниң җинайәтлиригә көз юмған, һаятида һечқандақ бир хәвп - хәтәргә көкрәк керип бақмиған бир шәхс. Бу хил характер, бу хил һаят пәқәт һакимийәт бешидикиләрнила тәсирләндүрүши мумкин, әмма хәлқни тәсирләндүрүши мумкин әмәс.”
Намзатларға йезилған баһаларда йәнә, мо йәнниң шветсийидә нобел мукапатини тапшуривелиш давамида таққа - туққа гәп қилғанлиқи, җуңгодики мәсилиләргә қарита мустәқил, өзигә хас бир пикир вә мәйдан ипадилийәлмигәнки, болупму сөз - ахбарат әркинлики мәсилисидә раст гәп қилиштин өзини қачурғанлиқи баян қилинип, мо йәнниңму җуңголуқларни әмәс, пәқәт җуңго компартийисини тәсирләндүргәнлики оттуриға қоюлған. Баһалиғучилардин бириниң билдүрүшичә, әгәр җуңго хәлқиниң мукапаттин тәсирлинидиған иши болса, у чағда җуңгони демокиратийигә чақирип, қанун дөлити болушқа дәвәт қилип қәләм тәврәткән, бу қилғини үчүн бүгүн түрмиләрдә йетиватқан лю шавбоға охшаш кишиләрдин тәсирлиниши мумкин.
Намзатлардин бири тибәт нахшичи хән хуң болуп, униң намзатлиққа көрситишилиму, кишиләрдә наразилиқ пәйда қилған. Мәлум болушичә, хән хуңниң дадиси хитай, аниси тибәт болуп, у нөвәттә, хитай һава армийә сәнәт өмикиниң муавин өмәк башлиқи. У йәнә хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң әзаси. Гәрчә тонуштурулушта, униң тибәтликләргә қилған хәйр - сахавәт ишлири тилға елинған болсиму, баһалиғучилар, униң иш - излиридин көпрәк, нөвәттики вәзиписигә диққәт қилған. Йәнә бәзи баһалиғучиларниң билдүрүшичә, тибәтликләрдә өзигә от қоювелиш вәқәлири башланғандин кейин, мәркизи телевизийә истансиси, хән хуңни көп қетим мәзкур вәқәгә пикир баян қилишқа дәвәт қилған, хән хуң болса бу һәқтә һечқандақ пикир баян қилмиған. Баһалғучилар буниңға асасән, әмәлийәттә мәзкур телевизийиниң хән хуңни мукапатлаш арқилиқ тәсирләндүрмәкчи болуватқанлиқини вә уни тибәтликләргә қарши сөз қилишқа еритиватқанлиқини илгири сүргән. Баһалиғучилар омумйүзлүк һалда мәзкур баһалашниң, сап аммиви бир паалийәт әмәсликини, мәқситидин җәряни вә шәклидин мәзмуниға қәдәр пүтүнләй сиясий пурақ чиқип турғанлиқини баян қилишқан. Бәзи баһалиғучилар, җуңгони тәсирләндүрүш өлчиминиң тоғра бекитилмигәнликини баян қилип, теливизийини мәзкур программини әмәлдин қалдурушқа чақирған.
Нөвәттә бу һәқтики инкаслар хитайниң мәркизи теливизийә торбетидин башқа шинлаң қатарлиқ мәшһур торбәтләрдиму бәс - бәстә йезилмақта.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар,
Өткән йилқи җуңгони тәсирләндүргән 10 шәхс арисида бир нәпәр уйғурму бар болуп, униң кавапчилиқ қилип тапқан пулини хитай оқуғучиларға ианә қиливетиши, униң мукапатлинишиға сәвәб болған. Алим халиқ исимлик бу кишиниң уйғурларға үлгә қилип көрситилиши, уйғур җәмийитидә күчлүк ғулғула пәйда қилған.