' Зулум қанчә ашса, қаршилиқму шунчә күчийиду'
Мухбиримиз абдулла
2008.12.10
2008.12.10

RFA Photo
Бихәтәрлик сәвәбидин исмини ашкарилашни халимайдиған бу яш мухбиримиз билән уйғур елиниң сияси, иҗтимаий вәзийити үстидә сөһбәт елип барди.
Бу уйғур яш, хитайниң бир тәрәптин диний җәһәттин қаттиқ бесим көрситип, уйғурларниң диний етиқад әркинликигә дәхли-тәрүз қиливатқанлиқини, йәнә бир тәрәптин, " ешинча әмгәк күчлирини йөткәш " нами астида, уйғур қизлирини ичкиригә елип берип ишқа селиватқанлиқи, әмәлийәттә болса, уйғур елидики иш орунлирини хитайларниң игәлләватқанлиқи, пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ уйғур аяллири вә туғулмиған балилар үстидин "террорлуқ" сиясити йүргүзүватқанлиқи тоғрисида тохтилиду.
Юқиридики аваз улинишидин, алмутадики мухбиримиз абдулланиң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.